"Түркий тиллар дивани" ниң әзәрбәйҗанчә нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән тәйярлиғучини зиярәт(1)
2007.01.16
Улуғ алим мәһмут қәшқириниң түркий тиллар дивани намлиқ әсири өткән ай әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда нәшир қилинди. Бу әсәр бурун түркчә, өзбекчә, уйғурчә, қазақчә, немисчә, инглизчә, парисчә вә хитайчә қатарлиқ тилларға тәрҗимә қилинған иди. Китаб 9 - болуп әзәрбәйҗан түркчисигә тәрҗимә қилинған.
Түркий тиллар дивани баку дөләт университети оқутқучиси түрколог рәмиз әскәр тәрипидин тәрҗимә қилинған болуп, у һазир китабни йәнә русчиғиму тәрҗимә қилишқа башлиған. Бу китабниң бесилишиға түркийә җумһурийитиниң 9-рәис җумһури сулайман демирәл иқтисади җәһәттин ярдәм қилған болуп, китабниң баш қисмида әзәрбәйҗанниң мәрһум җумһур рәиси һәйдәр алийев билән түркийә җумһурийитиниң 9-җумһур рәиси сулайман демирәлниң рәңлик рәсимлири қоюлған.
Биз бу әсәр һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн китабни әзәрбайҗан түркчисигә тәрҗимә қилған профессор, доктор рамиз әскәр билән телефон зиярити елип бардуқ.
Һөрмәтлик профессор, доктор рамиз әскәр әпәнди алди билән өзиңизни қисқичә тонуштуруп өтсиңиз қандақ?
- Мән 1954-йилида қарабағдики амася наһийисиниң қарачанта йезисида туғулдум. Москва дөләт университетиниң жорналистлиқ кәспини пүттүрдүм. 36 Йил жорналситлиқ қилдим. Һазир әзәрбәйҗан жорналистлар җәмийитиниң баш секретарлиқ вәзиписини өтәватимән. Баку дөләт университети түркологийә бөлүмидә оқутқучилиқ қилимән. Йүсүф хас һаҗипниң "қотадғубилик", фарук сөмәрниң "оғузлар" намлиқ китабиға охшаш нурғун әсәрләрни тәрҗимә қилип нәшир қилдурдум. Әң муһими мән түркий тиллар диванини әзәрбәйҗанчигә тәрҗимә қилип болғандин кейин, әмди русчигә тәрҗимә қиливатимән.
- Һөрмәтлик профессор, доктор рамиз әскәр әпәнди, йеқинда түркий тиллар диванини тәрҗимә қилип әзәрбәйҗанда нәшир қилдурупсиз. Бу китабниң нәшир қилиниш әһвали һәққидә бизгә қисқичә мәлумат бәрсиңиз?
- Мән сабиқ совет иттипақи мәзгилидә йәни 1986-йилида бу китабни тәрҗимә қилишқа башлиған идим. Һәммимизгә мәлум у мәзгилдә бу хил китабларни бастуруш наһайити қейин иди. 20 Йиллиқ әмгиким нәтиҗисидә китабниң тәрҗимисини тамамлап китабни нәшир қилдурдум. Китаб 4 җилт шәклидә нәшир қилинди. Биринҗи җилт 512 бәт, иккинчи җилт 400 бәт, үчүнчи җилт 400 бәт, 4-җилт болса 752 бәттин тәркип тапқан болуп, җәми 2080 бәтлик әсәр болди.
- Әзәрбәйҗанда қайси нәшрият тәрипидин нәшир қилинди, қачан нәшир қилинди, бу һәқтә мәлумат бәрсиңиз?
- Бу һәқтиму сизгә мәлумат берәй. Мән бу әсәрни 2005-йили тәрҗимә қилип пүттүрүп болған идим. Пүттүргәндин кейин бастуруш үчүн ярдәм издидим. Әзәрбәйҗандики байлар кона совет иттипақи мәзгилидә оқуған болғачқа бу әсәрниң қиммитини билип кәтмәйду. Бастуруш үчүн амалсиз қелип, түркийиниң сабиқ җумһур рәиси сулайман демирәлгә хәт яздим. Әсәрни бесиш шәрипиниң униңға аит болушини үмит қилидиғанлқимни дедим. Җумһур рәиси өзи бивастә маңа телефон қилип мени әнқәрәгә тәклип қилди, тәрҗимәмни елип бардим. Уни көргәндин кейин әзәрбәйҗандики икки қурулушқа йолйоруқ бәрди. Шуниң билән ата ширкәтләр гуруһиниң ярдими билән бу әсәр озан нәшрияти тәрипидин нәшир қилинди.
- Һөрмәтлик рамиз әскәр әпәнди, әзәрбайҗанда бу китаб бурун нәшир қилинғанму ?
- Сабиқ совет иттипақи мәзгилидә әзәрбәйҗанда бәзиләр бу китабни нәшир қилдурушни тәшәббус қилған болсиму нәшир қилинмиған иди. Чүнки, совет иттипақи бу хил китабларға қарши иди. Түркий тиллар дивани һәтта русчиғиму тәрҗимә қилинмиған. Әмма әсәр бүгүнгичә башқа нурғун тилларға тәрҗимә қилинди. 1928-Йили немисчигә, 1939-1943-йиллирда бесим аталай тәрипидин түркчигә, кейин 1966-йилларда салим мутәлләпоп исимлик бир киши тәрипидин өзбекчигә тәрҗимә қилинған. 1982-1984-Йилида болса үрүмчидә уйғурчигә, 1983-1985-йили роберт данкоф тәрипидин америкида енгилизчигә тәрҗимә қилинған. 1997-98 Йиллирида аскар әгәубайәф тәрипидин қазақчигә, 2004-йили парисчигә вә ахири болуп мән 2005- йили азәричигә тәрҗимә қилип бастурған болдум.
- Һөрмәтлик профессор, доктор рамиз әскәр әпәнди, сиз бу әсәрни қайси тәрҗимә нусхилиридин пайдилинип туруп тәрҗимә қилдиңиз?
- Мән түркийә түркчисидә бесилған нусхисини асас қилип туруп тәрҗимә қилдим. Қолумда оргиналиму бар иди. Әң көп өзбекчә, уйғурчә, парисчә тәрҗимилиридин пайдиландим. Мән китабқа 985 изаһат бәрдим. Сизгиму мәлум болғинидәк, китабта 9000 аталғу бар. Һәр 9 сөзниң биридә охшимиған оқуш шәкли билән қаршилаштим. Мән буниңға өзәмниң көз қаришини яздим. Мән бу 4 тилдики тәрҗимисиниң һәммисини бирдин - бирдин оқуп селиштуруп чиқтим. Мән юқириқи китаблардин әтраплиқ пайдиланғанлиқим үчүн мениң тәрҗимәм һазирғичә қилинған тәрҗимиләрниң ичидә әң яхшиси дәп қараймән.
- Профессор, доктор рамиз әпәнди, түркий тиллар диваниниң һазирғичә тәрҗимиси нәшир қилинған болсиму, бу китаб һәққидә техи бир әтраплиқ тәтқиқатниң елип берилғини йоқ. Бурниға қандақ қарайсиз?
- Әслидә бәзи тәтқиқатлар бар. Мән тәрҗимә қилған нусхиға кәлсәк, бу китабта өзәмниң бир231 бәтлик тәтқиқатим бар. Һәр җилткә бир кириш сөз яздим. Түркий тиллар диваниниң грамматикисини йезип китабқа қойдум. Һәр бәткә көп санда изаһат бәрдим. Булардин башқа түркий тиллар дивани һәққидә нурғун илми мақалиләр йезилди. Мән "қотадғубилик" һәққидиму тәтқиқат елип барған болғачқа у мәзгилдики тилниму яхши билимән. Шуңа бу һәқтиму мениң нурғун мақалилирим һәрхил тилларда елан қилинди. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Доктор гүлчин чандарлиоғли мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи хатирә йиғинида
- Мәһмуд қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи билән өткүзүлгән паалийәттин кейинки тәсиратлар
- Истанбулда мәһмут қәшқири вә шәрқий түркистан намлиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди
- Түркийидә "қараханийлар" намлиқ китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән апторни зиярәт(2)
- Түркийидә "қараханийлар" намлиқ китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән апторни зиярәт(1)
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(2)
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(1)