"Түркий тиллар дивани" ниң әзәрбәйҗанчә нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән тәйярлиғучини зиярәт(2)


2007.01.17

turkiy-tillar-divani.jpg
Китабниң теши

Улуғ алим мәһмут қәшқириниң түркий тиллар дивани намлиқ әсири өткән ай әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда нәшир қилинди. Бу әсәр бурун түркчә, өзбекчә, уйғурчә, қазақчә, немисчә, инглизчә, парисчә вә хитайчә қатарлиқ тилларға тәрҗимә қилинған иди. Китаб 9 - болуп әзәрбәйҗан түркчисигә тәрҗимә қилинған.

Түркий тиллар дивани баку дөләт университети оқутқучиси түрколог рәмиз әскәр тәрипидин тәрҗимә қилинған болуп, у һазир китабни йәнә русчиғиму тәрҗимә қилишқа башлиған. Бу китабниң бесилишиға түркийә җумһурийитиниң 9-рәис җумһури сулайман демирәл иқтисади җәһәттин ярдәм қилған болуп, китабниң баш қисмида әзәрбәйҗанниң мәрһум җумһур рәиси һәйдәр алийев билән түркийә җумһурийитиниң 9-җумһур рәиси сулайман демирәлниң рәңлик рәсимлири қоюлған.

Биз бу әсәр һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн китабни әзәрбайҗан түркчисигә тәрҗимә қилған профессор, доктор рамиз әскәр билән телефон зиярити елип бардуқ.

- Һөрмәтлик рәмиз әскәр әпәнди, түркий тиллар диваниниң әзәрбәйҗан түркчисигә тәрҗимә қилинип нәшир қилинишиниң нимә әһмийити бар сизчә?

- Буниң зор әһмийити бар. Сизгиму мәлум, түркий милләтләр 3 чоң аилигә айрилиду. Булар әзәрбәйҗан, түркмән, түркийә түрклирини өз ичигә алған оғуз аилиси болуп буларниң ортақ әсири қорқут атадур. Иккинчи аилә болса, қипчақ аилисидур. Буниңға қазақ, қирғиз, қарақалпақ вә ноғайлар кириду. Буларниң ортақ дастани болса манас дастанидур. 3 -Аилә болса қарлуқ аилиси болуп, булар уйғурлар вә өзбәкләрдин тәркип тапқан. Буларниң ортақ әсири йүсүп хас һаҗипниң "қотадғубилик" дегән әсиридур. Түркий тиллар дивани болса пүтүн түркий милләтләрни өз ичигә алған ортақ шаһ әсәр болғанлиқи үчүн буниң әзәрбәйҗанда нәшир қилиниши зор әһмийәткә игә. Пүтүн түркий милләтләр түркий тиллар диванисиз өзлириниң әсәрлирини тоғра оқуялмайду. Түркий тиллар дивани болмай туруп, буниңдин 1000 йил бурунқи түркчиниң сөз байлиқи, түркий милләтләрниң ортақ өрп -адәт, фолклор, сәнитигә охшаш қиммәтләрни тоғра тонуялмаймиз. Бу әсәрдә әскири унван, қорал ярақ исимлири, дастанлар, қошақлар, той-төкүн, өлүм-йетим, кесәлликләрниң исимлири, чалғуларниң исимлиригә охшаш нурғун нәрсиләрниң етимологийисини тапалайсиз. Мәсилән, түркий тиллар диванида 40 хил тамақниң исми бар. Йәни бу әсәр 1000 йил авалқи түркләрниң әйникидур. Шуңа йеңи мустәқил болған әзәрбәйҗан җумһурийити үчүн наһайити муһим бир әсәр дәп қараймән.

- Сиз бир жорналист туруқлуқ түркологийә саһәсидә көп тәтқиқатлар елип берипсиз. Түркологийигә қизиқишиңиз қандақ пәйда болған?

- Бу қизиқиш та балилиқ йиллиримдин тартип бар иди. Мән әрминийәдә туғулуп чоң болған. У йәрдә бизгә бесим бар иди. Мән бесим йиллиридиму давамлиқ түркийә телевизийәлирини көрүп радийолирини аңлайиттим. Кейин москвада оқуватқан вақтимдиму давамлиқ түркләр билән арилаштим. Совет иттипақи мәзгилидә түрк болғанлиқимиз үчүн давамлиқ бесим вә зулум көрәттуқ әмма көргәнсери милләтчилик һессятлиримиз күчәйгән иди. Шу вақиттин тартип мән түрк дунясиниң мәсилилиригә вә түркологийәгә қизиқишқа башлиған идим.

- Һөрмәтлик профессор, доктор рамиз әскәр әпәнди сиз түрк дунясиға түркологийә тәтқиқатиға өзиңизни атиған бир киши икәнсиз. Түрк дунясиниң әң муһим мәсилиси немә сизчә?

- Әркин әпәнди, мән 1993-йилида үрүмчигә бардим. Әслидә түркий тиллар дивани намлиқ китабниң уйғурчә нусхисини тепиш үчүн барған идим. У йәрдә уйғурлар билән сөзләштим, уйғурчә әзәрбәйҗанчигә бәкла йеқин икән. Мән у йәрдә мойсипит уйғурларни көргәндә әйса йүсүф алптекинни биләмсиләр, дәп сорисам қорқуп гәп қилалмиди. Әмма яшларға әйса йүсүп алптекин ким? дәп сорисам һечким биләлмиди. Совет иттипақи мәзгилидә биздиму шундақ болған. Әмма һазир азәрбайҗанда һәммә адәм шәрқий түркистанни билиду, хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим вә зулум сияситини билиду. Худа буйриса шәрқий түркистан мустәқил болса у йәрдики уйғурларму бизни яхши биләр. Һазир хитайлар уйғурларға өз тарихини, мәдәнийитини биз билән болған қериндашлиқ мунасивитини өгәтмәйду. Уйғур қериндашлиримизниң өгинишигиму рухсәт қилмайду, мән уйғур қериндашлиримниң у йәрдики әһвалини бәк яхши билимән. Буниңдин шуни көривелишқа болудуки, түркий милләтләр бир-биримизни яхши чүшәнмәймиз, һәтта қериндаш икәнликимизниму яхши билмәймиз.

- Һөрмәтлик профессор, доктор рамиз әскәр әпәнди бүгүн түркий милләтләрниң көпи әркинликигә еришти, сиз түрк дунясиниң келәчикигә қандақ қарайсиз?

- Мән буни сизгә аңлитай. Бакудә шанс намлиқ бир гезит чиқатти. Бу гезитта 30 дәк обзорум елан қилинди. Мақалилиримда түркий дөләтлири бирликини қуруп чиқиш керәкликини оттуриға қойдум. Мақаләмни оқуған нурғун кишиләр мени хиялпәрәс дәп әйиплиди. Әмма йәнә нурғун кишиләр мениң бу көз қаришимни қоллап қуввәтлиди. Мәнчә түркий җумһурийәтлири арисида алди билән мәдәнийәт җәһәттики бирлик, униңдин кейин иқтисадий җәһәттики бирликни қуруп чиқиш керәк. Түркий җумһурийәтләр арисида яврупа бирликигә охшаш бир бирлик қурулмиған тәқдирдә дуня сияситидә сөз игиси болалмаймиз, уйғурларға охшаш езилгән қериндашлиримизғиму игә чиқалмаймиз. Түрк зиялилири буни өз хәлқигә аңлитиши керәк. Бу әмәлгә ашқан тәқдирдә түрк дуняси дуня тенчлиқи үчүн пайдилиқ болған күчлүк дөләтләргә айлиналайду.

- Түркийәдики бәзи обзорчилар келәчәктә хитайниң дәриҗидин ташқири чоң дөләт болидиғанлиқини, америкиға рәқип болалайдиғанлиқини илгири сүрүшүду, сиз хитайниң келәчекигә қандақ қарайсиз?

- Тарихи диалектик дәйдиған бир нәзәрийә бар. Түркләрниң 3 чедирдин тәркип тапқан қая қәбилисидин бүйүк османли империйиси баш көтүрүп чиқип, 3 қитәгә һаким болуп ахири йимирилгән. Совет иттипақиму йимирилгән. Хитайму совет иттипақиға охшашла чоқум йимирилиду. Бу диалектикилиқ қанунийәт, күчлинип, күчлинип берип ахирида аҗизлаш. Хитай узун йиллардин бери кеңәймичилик сиясити йүргүзүп кәлди, әмди парчилиниш вақти йеқинлашмақта. Йеқин кәлгүсидә хитайларниң һакимийити астидики, тибәт, ички моңғулийә вә шәрқий түркистан һәммиси чоқум азадлиққа еришиду.

- Әң ахирида радио аңлиғучиларға нимә демәкчисиз?

Мән йеқинда түркийиниң 9 – рәис җумһури сулайман демирәлниң тәклипигә бинаән әнқәрәгә келимән. Түркийә тил тәтқиқат орнида түркий тиллар дивани намлиқ әсәрни тонутимиз. У вақитта әркин асия радиосғиму зиярәткә келимән. Мән радио арқилиқ уйғур қериндашлиримға сәври-тақәт тиләймән, аллаһтин уйғурларниң балдуррақ әркинликкә еришишини тиләймән. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.