Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (1)


2005.06.01
elixan-tore-150.jpg
Әлихан төрә сағуний (1961-йили)

2003-Йили өзбекистанниң пайтәхти ташкәнт шәһиридики "шәрқ нәширияти" 1944-йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң рәиси әлихан төриниң "түркистан қайғуси" намлиқ китабини өзбек тилида нәшир қилди.

Әсәр1966-1973-йиллири йезилған болуп, бу муәллипниң һаятиниң ахирқи басқучлири болушиға қаримай, у пүтүн имканийәтлири билән мәхпий рәвиштә мәзкур әсирини йезип пүттүргән. Мирзақамақ шараитида тамамланған "түркистан қайғуси" да әлихан төриниң һаят мусаписиниң алдинқи басқучлири йәни ғулҗида қозғалған миллий азадлиқ инқилабиғичә болған вақит ичидә оттура асияда вә уйғур елидә көргән билгәнлири тәсвирлиниду. Әсәрдә йәнә әлихан төриниң милләт, сиясәт, дин вә мәдәнийәт қарашлириму әкис әткән болуп, униң нәзиридә түркистанниң икки қисими йәни шәрқий түркистан билән ғәрбий түркистан айрилмас бир гәвдидур. Шуңа у өз әсиригә түркистан қайғуси дәп нам қойған.

Әлихан төриниң кейинки паалийәтлири

Өтмүш тарихини унтуп һазирқи тарихини тонумиған бир милләт, қараңғуда қалған, қолида тайиқи йоқ кор киши кәби қаяққа аяқ бесишни биләлмәй, дүшмәнниң йетәклишигә әгишип кетишкә мәҗбур болиду. Очуқ пикирлик сәзгүр вәтән оғланлари тарихниң қандақ зөрүр икәнликини мениң шу сөзлиримдин илһам елип чоңқур чүшинишлири керәк.

1944-Йилидин 1949-йилиғичә давамлашқан шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәис җумһури әлихан төрә сағуний 1946-йили 6-айниң оттурлирида совет иттипақиниң ғулҗида турушлуқ разветка хадимлири тәрипидин мәхпий рәвиштә "сизни қорғаста өзбекистан коммунистлар партийисиниң биринчи секритари осман йүсүпов күтүватиду. Сөзлишидиған муһим ишлар бар "дегән тәклип билән алдап, совет иттипақиға елип чиқип кетилгәндин кейин, һаятиниң қалған қисимини ташкәнт шәһиридә өткүзиду. Әлихан төрә сағуний бу җәрянда "төмүр түзүклири", "музика рисалиси", "навадир ул вәқә" қатарлиқ бир қанчә әсәрни парис вә әрәб тилидин өзбекчигә тәрҗимә қилиду һәмдә "түркистан қайғуси"," диван сағуний" қатарлиқ әсәрлирини язиду.

Әлихан төрә әйни вақитта өз һаятини қаттиқ совет түзүми астида, мирза қамақта өткүзгән болуп, униң җәмийәт билән кәң алақә қилиши, өз әсәрлирини әркин түрдә елан қилиши зор чәклимиләргә учриған болушиға қаримай, у өз ғайиси вә идийисини әкис әттүридиған шеирларни шуниңдәк башқа әсәрләрни йезип қалдурған. У, бу әсәрләрниң һаман бир күни йоруқлуққа чиқишиға ишәнгән шуниңдәк совет түзүмини өз ичигә алған барлиқ диктатурулуқ , мустәбит системиларниң һаман заваллиққа йүзлинидиғанлиқини алдин көргән иди.

Әлихан төрә өз әсирини йезишни тәңри вә милләт алдидики қәрз дәп билгән

turkistan-qayghusi.jpg

Әлихан төрә сағуний түркистан қайғуси намлиқ китабиниң муқәддимисидә өзиниң немә сәвәбтин бу әсәрни язғанлиқи вә немә сәвәбтин униңға түркистан қайғуси дәп нам бәргәнликини чүшәндүрүп, өзиниң бу әсәрни йезишиға аллаһ вә милләт алдидики ада қилишқа тегишлик бурчи түрткә болғанлиқини көрситиду. Әлихан төрә бу һәқтә мундақ дәп баян қилиду:

"Мән әли сағуний яшлиқ-йигитлик күнлиримдин башлап, әрәби, фариси тилларни толуқ рәвиштә өзләштүргән идим. Заманниң маңа көрсәткән тосқунлуқлириға қаримай, тәңриниң ярдимидә кәң көләмдә дини, тибби, вә тарихи мәлуматларға игә болдум. Әрәбчә, фарисчиларни йезиш, шеир ейтиш қабилийити мәндә болсиму, лекин мән өз түркий ана тилимни башқа тиллардин артуқрақ көрдүм. Чүнки, қайси бир милләтниң ана тили өз вәзиписини өтәлмәй, башқа ят тиллар алдида мәғлубийәткә учрап тиз пүксә, ундақ милләт анчә узунға қалмай инсаний һоқуқлардин айрилған һалда униң һаят дәптири үстигә қара хәт йезилиши шүбһисиздур. Ундақ милләтләр пәқәт вәтәнлиридинла әмәс, бәлки пүтүн барлиқи билән тарих йүзидин йоқилишқа мәҗбур болиду. юқирида баян қилинған сөзләргә қарап, өзүмдә топлиған пәзиләтләрдин тарих илмини таллап алдим. Чүнки, шу һазирқи дәвримиз 1966-йилида өз вәтинидә туруп ғерб болған хәлқимиз үчүн тарих илми белиққа- су керәк болғандәк керәк икәнликини мән узундин буян сәзгән идим".

"Өтмүш тарихини унтуп һазирқи тарихини тонумиған бир милләт, қараңғуда қалған, қолида тайиқи йоқ кор киши кәби қаяққа аяқ бесишни биләлмәй, дүшмәнниң йетәклишигә әгишип кетишкә мәҗбур болиду. Очуқ пикирлик сәзгүр вәтән оғланлари тарихниң қандақ зөрүр икәнликини мениң шу сөзлиримдин илһам елип чоңқур чүшинишлири керәк".

"Әмди вәтиним мени сөймисиму, мән уни сөйгәнликимдин, олусум мени мәситмисиму, мән уни мәнситкәнликимдин, вәтән үстидә боливатқан тарихий өзгиришләрни вә һәм буниң келәчәктики яхши-яман нәтиҗилирини көрситип, вәтән балилириға үлгә болғидәк, башқилар буниңдин ибрәт алғудәк, бир тарихий әсәр йезишқа кириштим. Бирақ мән пәқәтқина ислампәрәс әмәс идим. Бәлки ярилишимдинла инсанпәрәс идим".

Әлихан төрә өзбекистан һәққидә әсәр йезиштин көрә шәрқий түркистан һәққидә йезишни зөрүр дәп билгән

Қайси бир милләтниң ана тили өз вәзиписини өтәлмәй, башқа ят тиллар алдида мәғлубийәткә учрап тиз пүксә, ундақ милләт анчә узунға қалмай инсаний һоқуқлардин айрилған һалда униң һаят дәптири үстигә қара хәт йезилиши шүбһисиздур. Ундақ милләтләр пәқәт вәтәнлиридинла әмәс, бәлки пүтүн барлиқи билән тарих йүзидин йоқилишқа мәҗбур болиду.

Әлихан төрә һаятиниң муһим қисимини уйғур елидә өткүзгән болуп, у мәзкур әлниң сиясий тарихида муһим орун тутқан шәхс иди.

Әлихан төрә әсириниң кириш сөз қисимида йәнә өзиниң бу әсәрни йезиш җәрянида қанчилиған дәрдлик көз яшлириниң қәғәзләр үстигә төкүлгәнликини, шу сәвәбтин әсәрни "түркистан қайғуси" дәп атиғанлиқини әскәртиду.

Әлвәттә, бу йәрдә ейтиливатқини елихан төриниң адәттики көз яшлири әмәс, бәлки у өзи әқидә бағлиған ғайиси үчүн төкүлгән яшлар, түркистандин ибарәт бу кәң земинниң азадлиқи, әркинлики үчүн азабланған қәлб зарлири иди.

Әлихан төрә йәнә өз әсирини әслидә һазирқи өзбекистан дәп аталған униң вәтини һәққидә йезишни ойлашқан болсиму, бирақ бу йәрләрдә ахирқи вақитларда йүз бәргән еғир һадисиләр, дәһшәтлик вәқәләр, теги йоқ деңиз кәби түгимәс дастан болғанлиқи үчүн вақтинчә болсиму, уларни қоюп турушни қарар қилған. У бу һәқтә мундақ дәп язған:

"Шу күнләрдә әҗдиһар ағзиға келип қалған, биздин балдуррақ йүтүп кетилиш алдида турған шәрқий түркистан һәққидә язмақни әла көрдүм. Чүнки, бу йәрдә 1931-йилидин 1946-йилиғичә болуп өткән улуғ тарихий вәқәләргә өзүм башчилиқ қилип, әмгиким сиңгән, көзүм көргән иди. Башқа виҗдансизлар кәби тарих йүзини қарилаштин сақлинип өткән һадисиләрдә болған вәқәләрни һеч яққа буримастин әйни, тоғра йезишни лазим таптим. Лекин, бу икки өлкиниң тарихи, сиясий әһваллири бир-бири билән наһайити бағлинишлиқ иди . Мән пүтүн дуняни күрәш мәйданиға чақирған совет һакимийитиниң 1917-йили қурулған күнидин башлап, 1931-йилларғичә өткән дәһшәт-вәһший күнләрни азрақ болсиму, йәни гоя деңизниң бир қәтриси кәби болсиму йезип чиқмиқимни тарихий вәзипәм дәп билдим. Шуниң үчүн чәксиз қудрәтлик улуғ тәңригә сеғинған һалда шәрқий түркистанға откүнүмдә көргәнлиримни, қилған ишлиримни баян қилмақчи болуп, сөзгә кириштим.

Әлихан төрә шуниңдин кейин, өзиниң һаят сәргүзәштилири һәққидики баянлирини башлайду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.