Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (5)
2005.06.22

Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң президенти әлихан төрә сағуний өзиниң 1966-1973-йиллири арисида язған "түркистан қайғуси" намлиқ китабиниң биринчи бабида болшевикларниң зиянкәшликидин қутулуш үчүн қәшқәргә қечип берип панаһлиниш йолида тартқан җапа мушәққәтлири һәмдә өзиниң сәпәр җәрянида һес қилғанлири һәққидә наһайити тәсирлик вә тәпсили баян қилиду.
Әлихан төрә сәпәр җәрянида сақчиларниң қолиға чүшүп қалған болсиму, лекин уларниң ярдими арқилиқ өз сәпирини давамлаштурушқа мувәппәқ болиду. Бирақ, бу тағ йоллири наһайити мүшкүл болғанлиқтин, көп қийинчилиқлар вә хәтәрләргә дуч келиду. Әмма у йәнила хәтәрдин қутулуп, сақ саламәт кона чегра қорғини таш рабатқа келивелип, у җайда туриватқан уйғур, қирғиз қатарлиқ мусапирларниң ярдимигә сазавәр болиду.
Мүшкүл сәпәрдә туғулған ойлар
Әлихан төрә сағуний өз баянлирини мундақ давамлаштуриду:
"Әтиси орнумдин турғанда қарисам, конидин қалған ташрабат дегән тарихи сарай алдиға кәлгән икәнмиз. Буниң биринчи бинасини қәшқәр һакими муһәммәд хан қурған иди. У, шәйбанилардин кейинки, 1006-һиҗрийидә вапат болған бухара падишаһи мәшһур абдуллаханниң замандеши иди. Шәрқий вә ғәрбий түркистан сода-тиҗарәт карванлирини қарақчилар һуҗумлиридин сақлаш үчүн һәр икки һөкүмдар өзара келишип шу орунда көзәткүчи әскәр қойған икән. Әмма, буниң қандақ нәтиҗә бәргәнлики мәлум әмәс. Мән бу йәрдин өткән вақитта һеч нәрсә қалмиған болсиму, бирақ алди тәрәптики кириш ишики үстигә бир икки гәзлик тахта ташлар қоюлған. Оттуридики узун йөлкәнниң һәр икки четигә ясалған тәхминән қириқтәк гүмбәзлик өйләрниң бәлгилири бар болуп, униң қиблә тәрипидә йүз киши ятқудәк меһраблиқ өй үсти оюлуп кәткән чоң гүмбизи билән биллә туратти. Шуларға қариғанда, бу бина өз вақтида хели һәшәмәтлик қурулуш болған болса керәк.
"Қараң! оғуз, уйғур, кәби қәһриман түрк улусиниң балилирини ! аңсизлиқ, билимсизликлиридин бүгүнки күндә қол путлириға қуллуқ вә әсирлик кишәнлири селинған һалда инсаний һоқуқлиридин пүтүнләй айрилған иди. Басқунчи дүшмәнләрниң һесабиға өз ана вәтәнлиридә туруп, қандақ хар-зарлиқ билән һайванларчә әрксиз вә мәҗбурийәт қамчиси астида ишләп йүрмәктә -һә?
Йәнә өз сөзимизгә келәйлуқ. Әтиси һәммимиз он киши болуп, ташрабат давинидин ешип, чадир көл бойиға чүштуқ. Бу баш -айиғи көрүнуп туридиған, айланмиси оттуз-қириқ чақирим кәлгүдәк кичикрәк көл икән, йолниң йеқиниға қарап, йеңидин еришкә башлиған көл музлирини кесип өтүп, торақат сарайға чүштуқ. Бу йәрдә бир өйлүк сарайчи уйғурдин башқа ,хитай һөкүмити тәрипидин қоюлған һеч киши йоқ икән. Бир кечә йетип, әтиси қәшқәр чегрисидики төйүн төпә дегән җайға кәлгинимиздә йолимиз иккигә айрилди. Удул кәтсәк, чақмақ қаравул дегән орун бар болуп, йол тәкшүргүчи хитайлар шу йәрдә туридикән. Шуниң үчүн биз үч киши башқа йолдашлиримизниң мәслиһәти бойичә, сол қол тәрәпкә бурулуп, қара төпә давиниға қарап йол алдуқ. Даван астиға кәлгинимиздә, 1800-йиллардики қәшқәр һакими яқупбәгдин қалған қаравул қорғини йенидин өтүшкә тоғра кәлди. Аридин узақ дәврләр өтмигәнликтин қәлә биналири көп бузулуп кәтмигән икән. Бу харабә көзимизгә көрүниши билән икки түркистанниң илгирики тарихини көңлүмдин өткүзүп, әмдики қайғулуқ әһваллири үстидә узақ ойлинип қалдим" .
Аңсизлиқ вә билимсизлик оғуз вә уйғур балилириниң бәхтсизликидур
Әлихан төрә сағуний өзиниң бу әсирини йезишта пайдиланған бир өзгичә услуби шуки, у һәр бир муһим вәқәгә дуч кәлгәндә милләт вә вәтәнниң бешиға чүшкән күлпәтлик күнләрниң сәвәблири һәққидә пикир йүргүзиду һәмдә шунчилик бичарә һалға қалған икки түркистан хәлқлириниң өтмүштики шәрәплик тарихи билән мәвҗут хараб һалитини селитиштуриду.
Тарих билимлирини яхши игилигән әлихан төрә өзи көргән һәр бир юрт вә җай һәққидә тарихи мәлумат беришкә адәтләнгән иди. У мундақ тәпәккүр қилду.
Қуран һөкүмлири асасән үч ишқа тохталған: биринчи, иттипақлиқ, иккинчи заманиви илим - һүнәр өгинип, һәр ишниң сәвәбини имканийәтниң беришичә толуқлаш, үчинчи душмәнниң алдида өлүмдин қорқмаслиқ. Мана шу үч нәрсигә һаятлиқ алимидә һәр ким игә болған икән, демәк өз вәтәнлирини пүтүн инсаний һоқуқлирини басқунчи дүшмәнләр һуҗумлиридин сақлиялайду. Әпсуски, биз йеқин өтмүшимиздә йиргинчлик иттипақсизлиқ түпәйлидин өз дөлитимиздин айрилдуқ.
"Қараң! оғуз, уйғур, кәби қәһриман түрк улусиниң балилирини ! аңсизлиқ, билимсизликлиридин бүгүнки күндә қол путлириға қуллуқ вә әсирлик кишәнлири селинған һалда инсаний һоқуқлиридин пүтүнләй айрилған иди. Басқунчи дүшмәнләрниң һесабиға өз ана вәтәнлиридә туруп, қандақ хар-зарлиқ билән һайванларчә әрксиз вә мәҗбурийәт қамчиси астида ишләп йүрмәктә -һә?
Улуғ қудрәт игиси аллаһдәк худаси бар, пүтүн аләмгә рәһмәт кәлтүргән муһәммәд әләйһиссала дәк йол башчиси бар, худа қануни болған ислам динидәк дини бар мусулманларниң бу кәби хорлуққа қелиши, қуран һөкүмигә қариғанда мумкин әмәстур. Чүнки, қуранниң ейтишичә, ислам дини-илаһий бир қанундурки, буни толуқи билән әмәлгә ашурғучи мусулманлар һәр икки дуня дөлитигә игә болиду әлвәттә. Бу сөзниң һәқлиқигә һеч шәк йоқтур.
Ислам дөлитиниң әһвали йәни һәзрәт өмәр дәрвидики исламниң шан-шәвкити бу сөзни ениқ испатлайду. Түркийә султани султан сулайман дәврдә дегүдәк пүтүн явропа һөкүмәтлири ислам падишаһиниң буйруқиға бойсунған иди. Пәйғәмбиримиз саллаллаһу вәссалам " бу үммитим аввалда немә билән көтүрүлгән болса, ахирисида һәм шуниң билән көтүрилиду" деди, мәлумдурки, расулулла дәвридин башлап, исламниң тәрәққияти давамида, қуран һөкүми ислам падишаһлири алдидики биринчи қолланма болған иди.
Әмди юқиридики сөзләрдин очуқ, мәлум болдики илим һүнәрдә арқида қелип, башқиларниң аяқ астида езилгән мусулманлар қуран һөкүмини әмәлгә ашуралмисиму, һәқиқи исламдим һеч қачан танмиған.
Иттипақсизлиқ паҗиәниң мәнбәсидур
Әлихан төрә исламниң һөкүми шуниңдәк иман вә ислам һәм униң милләт вә вәтән билән болған мунасивәтлири һәққидә әтраплиқ пикир йүргүзгән алим болуш сүпити билән иман, милләт вә вәтәндин ибарәт бу уқумларниң бир-бирин айрилмаслиқи лазимлиқини шәрһләйду. У өз көз қарашлирини мундақ хуласилиған һалда оттуриға қойиду.
Қуран һөкүмлири асасән үч ишқа тохталған:
Биринчи, иттипақлиқ, иккинчи заманиви илим - һүнәр өгинип, һәр ишниң сәвәбини имканийәтниң беришичә толуқлаш, үчинчи душмәнниң алдида өлүмдин қорқмаслиқ. Мана шу үч нәрсигә һаятлиқ алимидә һәр ким игә болған икән, демәк өз вәтәнлирини пүтүн инсаний һоқуқлирини басқунчи дүшмәнләр һуҗумлиридин сақлиялайду. Әпсуски, биз йеқин өтмүшимиздә йиргинчлик иттипақсизлиқ түпәйлидин өз дөлитимиздин айрилдуқ.
1840-Йиллардин башлап руслар орта асияни истила қилишқа башлиди, бу йәрдә уч ханлиқ бар иди, бухара әмирлики, қоқанд вә хивә ханлиқлири, явропда илим мәдәнийәт тәрәққий қилип, пүтүн инсанийәт алимигә ойғиниш уруғини чечишқа башлиған бир дәврдә бу ханлиқлар хурапат патқиқиға петип, җаһилларниң һөкүмранлиқи тикләнгән иди. Немә үчүн қабилийәтлик вәтән оғланлири өзлириниң әзиз өмүрлирини бухараниң қәдимки кона мәдрислиридә әрәбий –фариси тилларни өгиниш биләнла өткүзди?" (үмидвар)