Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (6)


2005.06.29
elixan-tore-150.jpg
Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң президенти әлихан төрә.

Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң президенти әлихан төрә өзиниң "түркистан қайғуси" намлиқ китабиниң дәсләпки бәтлиридә, өзиниң 1919-йили қәшқәргә қечип барғандин кейин, у җайда көргән-билгәнлири вә һес қилғанлири һәққидә баян қилиду.

Тунҗи қәдәмләр

Әлихан төрә миң бир җапада һәмраһлири билән бирликтә атушқа келип, у җайда бир қанчә күн турғандин кейин қәшқәргә қәдәм бесип, йеңи һаятини башлайду. У бу һәқтә мундақ баян қилиду:

"Йәнә өз сөзимизгә келәйлуқ, шундақ қилип, астин атушта йолдишимиз қошмақ һаҗимниң өйидә икки күн дәм алғандин кейин, қәшқәр шәһиригә чүшмәкчи болуп, йолға чиқтуқ. Күн иссиқ болғанниң үстигә чаң-тозаң ичидә қириқ бәш чақиримчә йол йүрүп, шәһәр ичигә кирдуқ. Бу йәрлик кишиләрдин тоқмаққа қатнап турған содигәрләр көп болғанлиқидин тонуш-билишлиримиз җиқ болсиму, бирақ уларниң өйлиригә чүшмәстин, ярбағ дәрвазиси сарийида бизни күтүп турған тоқмақлиқ йолдашлиримизниңкигә чүштуқ."

Әлихан төрә қәшқәргә кәлгәндин кейин, бу җайдики уйғурларниң әһвалиниң пәрғанә вадисидикидин нәччә һәссә бәттәр икәнлики, аңсизлиқ, билимсизлик қаплап кәткәнлики һәтта, бу җайдиму қошна оттура асияда йүз бәргән болшевикләр инқилабиниң тәсирлириниң йетип келиватқанлиқи һәққидә тохтилиду. Әлихан төрә әсли болшевикләр идийисигә қаттиқ қарши турған адәм болғанлиқи үчүн бундақ идийиниң уйғурлар арисиға тарқилишини халимайду һәмдә уларниң қериндаш өзбекләрдин ибрәт елиши лазимлиқини тәкитләйду.

Әлихан төриниң тунҗи тәсиратлири

Еңи ечилмиған, билимсиз бир милләт өз дүшмәнлири алдида қушханиға һәйдиливатқан бир топ һайвандин һеч қандақ пәрқи йоқтур. Инсанниң өзигә әң йеқин һалакәтлик дүшмини аңсизлиқ, илимсизликтур.

Әлихан төрә қәшқәргә қәдәм басқанда һес қилған өз чүшәнчилири һәққидә мундақ дәп язиду:

"Шу күнләрдә, йәни милади 1920-йили, ички-ташқи дәһрийләр бирлишип, чиригән әмирләр дөлитини ағдуруп, бухарани бесивалған иди. Пәрғанә шәһәрлириниң һәр биридә пүтүн қишлақ хәлқлири қозғилип, "басмичи"лар намидики қозғилаңчилар баш көтәрди. Нәтиҗидә бигунаһ хәлқ бешиға қиямәт чүшти. Булардин вәтәнпәрвәр, аңлиқ вә илғар пикирлик байлар етилип-чепилип өлүклири ташливетилди. Қалғанлириниң көп қисими өлүмдинму артуқ қийнилип, түрмиләрдә узун вақит ятқузулғандин кейин, йирақ йәрләргә сүргүн қилинип, әң еғир ишларға селинди. Уларниң алди йигирмә бәш, әң кейини он йилға сүргүн қилинғанлиқтин уларниң йүздин бири қайтип кәлди. Уларниң у йәрләрдә саламәтликлири бузулғанлиқи сәвәбидин, һаят қайтип кәлгәнләрниң сани наһайити аз иди.

Русийә туприқида көтүрүлгән питнә волқанлири пүтүн мәмликәтни қаплап, униң учқунлири чегра ташқирисиғиму чүшкән иди. Мана шундақ еғир әһвал, қийин күнләрдә чоңқур пикир, катта үмидләр билән қәшқәргә келишим иди. Қарисам, бу йәрдики аңсизлиқ, билимсизлик баласи биздин йүз дәриҗә артуқ икән. Буни көрүп, ойлиған ойлирим бузулуп, өзүм һәйранлиқта қалдим. Болмиса, шу күнлири қәшқәрдә айәт-һәдис тәфсири, һәр түрлүк диний илим оқутқучилири йүзләп, оқуғучилар нәччә миңлап бар иди. Пүтүн өзбекистан, қирғизистан шәһәрлирини қаплиған уйғур содигәрлири бу йәрләрдә болуп өткән вә болуватқан хәлқ үстидики дәһшәтлик ишларни көзлири көрүп, өзлириму бешидин өткүзгән иди. Әслидә миң аңлиғандин көрә, бир қетим көргәнниң тәсири артуқ болуши керәк иди.

Әмди шуниси қизиқ, әң һәйран қаларлиқ иш шуки, уйғурлар өзлириниң қан-қериндашлири болған өзбекләрниң бешиға кәлгән шундақ зор апәт балаларни көрүп вә билип туруп аңсизлиқ, билимсизлик касапитидин буниң тәсиридин қилчә ибрәт алмиди. Чүнки, бу шум мәсләкниң раваҗлинишиға икки нәрсә йәни кәмбәғәлчилик вә аңсизлиқ сәвәб болған әлвәттә. Булар русийә туприқида вә шәрқий түркистан һәм хитайда толуқ тепилғанлиқи үчүн дәһрийләр буниңдин пайдилинип, шу бузуқ мәсләклирини бу җайлардиму раваҗландурған иди. Нәтиҗидә бу қорал күчи билән мәҗбурийәт арқилиқ хәлқ бойниға йүклинип, шу күнгичә хәлқниң бойнидин чүшүрүлмәс еғир йүк болуп қалди. Бу йәрдә қанчә турсамму, әмма маңа һәмкар болғудәк, келәчәк үчүн қайғурған бир кишини болсиму көрәлмидим."

Қәшқәрдин қайтиш

Әлихан төрә қәшқәрдики аңсизлиқ вә наданлиқларни көргәндин кейин наһайити ечинип, наданлиқ вә аңсизлиқниң бир милләт үчүн нәқәдәр паҗиәлик вә апәтлик икәнликини җәзимләштүрүп мундақ хуласә чиқириду:

"Еңи ечилмиған, билимсиз бир милләт өз дүшмәнлири алдида қушханиға һәйдиливатқан бир топ һайвандин һеч қандақ пәрқи йоқтур. Инсанниң өзигә әң йеқин һалакәтлик дүшмини аңсизлиқ, илимсизликтур."

Әлихан төрә ахири анчә узун өтмәй қәшқәрдин қайтип кетиду. У өзиниң немә үчүн қайтип кәткәнлики һәққидә тохтилип, буниңдики сәвәбниң қәшқәрдики қалақлиқлар түпәйлидин өзигә бу җайда йолдаш болидиған бир кишини тапалмайдиғанлиқиға көзи йәткәнлики икәнликини көрситиду. Униң үстигә бу чағда қоқан йәрлик милләтләрниң қоқан аптономийә һөкүмити қурулған болуп, у йеңидин тәсис қилинған миллий мәҗлискә өз акиси алимхан төриниң әза болғанлиқи билән бир мәзгил униң йенида турмақчи болған. Бирақ, қоқан аптономийә һөкүмити ташкәнтни мәркәз қилған болшевикләрниң қизил армийә қошунлири тәрипидин ағдурулуп, қоқан хәлқи қанлиқ бастурулиду һәмдә қоқан аптономийә һөкүмитиниң рәһбәрлири җазалиниду.

У өзиниң қәшқәрдин кетиши һәққидә мундақ дәйду;

"Пүтүн уйғуристанни қаплиған шуниңға охшаш аңсизлиқ апитини көрүп, у йәрдин үмидим үзүлүп, начар, йеңидин от еливатқан питнә очиқи ичидики өз юртум тоқмаққа қайтип кәлдим". (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.