Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (7)
2005.07.06

Шәрқий түркистан җумһурийитиниң президенти әлихан төрә сағуний түркистан қайғуси намлиқ китабиниң иккинчи бабида өзиниң қәшқәрдин қайтип кәлгәндин кейинки тәсиратлири һәққидә тохтилиду. Қоюқ пәлсәпиви пикирләр билән толған мәзкур бабта сабиқ рәис җумһур әлихан төрә түркий хәлқләрниң ана макани болған бу бипаян түркистанда немә үчүн мустәқил дөләт шәкиллинәлмиди? дегән нуқта үстидә пикир йүргүзиду.
Миллий һессиятлиридин айрилған милләт мунқәрзлик һеңиға чүшүп һалак болиду
Әлихан төриниң қаришичә, түркистанда бир мустәқил дөләтниң пәйда болалмаслиқидики сәвәбләр түрлүк болуп, кейинки вақитларда түркистан, болупму түркистанниң бир қисими болған өзбекистан чар русийә тәрипидин ,униңдин кейин болса совет русийиси тәрипидин игилинип, мустәқилсиз яшиди, буларниң һәммисидә миңлиған өзини түркистанлиқ вә өзбек дәп атиған адәмләр руслар үчүн хизмәт қилип, уларниң өз миллитини қул қилишиға маслашти вә ярдәмләшти.
Әлихан төрә сағуний совет иттипақиниң контроллуқи астидики өзбекистан дәп аталған бу тупрақ вә өз миллити болған өзбекләр һәққидә мундақ дәйду:
Һаятлиқ алимидә әң улуғ вә алий дәриҗилик яритилған нәрсә шүбһисизки шу инсандур. Шуниң үчүн инсан һоқуқлирини әң юқири дәриҗидә сақлаш һәқиқий мәдәнийәтниң айрилмас бир қисмидур.
"Биз болсақ, һәқиқәттә болшевикләр һөкүмити қурулғандин башлап, ялғуз миллий , дини вәтәний һәқлиримизла әмәс бәлки, инсаний һоқуқлиримиздинму пүтүнләй айрилған ахирқи әрксиз һайванлар қатарида ишләшкә мәҗбур болдуқ. Бир милләтниң өз һоқуқлири пүтүнләй өз қолиға тапшурулмиғач, өзбекистан нами қәғәз үстигә йезилиши билән яки башқиларниң йүкини көтәргән, һарвисини тартқан ишәк-атлардәк бир мунчә өзбек намидики виҗдансиз, қуруқ һәйкәлләрни өз мәқсәтлирини йолға кәлтүрүш үчүн орундуқ үстигә олтурғузуп қоюш билән у милләт қандақму өзини азадлиққа чиқтуқ дейәләйду? бәлки бундақ милләтләр әнә шундақ хиянәт пәрдилири астида пүтүн һессиятлиридин айрилған һалда йәм болуп, йүтүлүп, ахири мунқәрзлик һеңиға йиқилип һалак болуши шүбһисиздур".
Чоңқур пәлсәпиви вә диний пикирләрни бирләштүрүшниң үлгиси һесабланған әлихан төрә сағунийниң қаришичә, бир милләт миллий туйғусидин вә иманидин айрилғанда яки бу қиммәтлик туйғулар аҗизлиғанда әнә шундақ паҗиәләргә гириптар болиду. Әлихан төрә миллий туйғуниң миллий мәвҗудийәттики роли һәққидә тохтилип мундақ дәйду:
"Лекин өткән улуғ пәйласопларниң ейтишлириға қариғанда тарихий тәҗрибиләрниң көрситишичә, һәр қандақ бир милләт өз миллий дөлитидин айрилип, униң һөкүмити йоқилидикән, һөкүмәт игиси болған кәлгиндиләрниң көпийиши һесабиға уларниң нәсиллири йилсайин азлап, әң ахирида пүтүнләй йүтүлүп кетилиши әмәлийәттә көрүлгәндур. Өз һакимийитидин айрилди демәк- заваллиққа йүзләнди демәктур. Шу сәвәбтин дунядики аңлиқ, мәдәний милләтләр өз һакимийитини сақлап қелиш үчүн нәччә милйонлап қурбан беришкә тәйярдур. Һалбуки, һәр бир милләткә иман-исламни сақлаш қуран һөкүми бойичә қанчилик пәрз болса, шуниңға охшаш өзлигини вә өз миллитини сақлашму шунчилик пәрздур. Чүнки пәйғәмбиримиз саллаллаһу вәссалам қайси бир киши өз атисини ташлап, башқа биравниң балисимән десә яки бир милләт тили, дини, өрп-адәтлири башқичә иккинчи бир милләткә йүтүлүп кәтсә, мана шундақ ишқа наразилиқ билдүрүп, уларға ләнәт оқуған иди. Миллий һессиятини йоқутуп, өз миллитидин айрилиш қуран һөкүми бойичә һарамдур."
Әлихан төрә динсизликкә қарши күрәш қилған иди
Тарихий тәҗрибиләрниң көрситишичә, һәр қандақ бир милләт өз миллий дөлитидин айрилип, униң һөкүмити йоқилидикән, һөкүмәт игиси болған кәлгиндиләрниң көпийиши һесабиға уларниң нәсиллири йилсайин азлап, әң ахирида пүтүнләй йүтүлүп кетилиши әмәлийәттә көрүлгәндур. Өз һакимийитидин айрилди демәк- заваллиққа йүзләнди демәктур. Шу сәвәбтин дунядики аңлиқ, мәдәний милләтләр өз һакимийитини сақлап қелиш үчүн нәччә милйонлап қурбан беришкә тәйярдур.
Әлихан төрә өзиниң қәшқәрдин қайтқандин кейинки күнлириниң тәпсилати һәққидә мундақ язиду:
"Йәнә өз сөзимизгә келәйлуқ, қәшқәр сәпиридин қайтип кәлгинимдин кейин, мәрһум атимиз шакирхан төрә хоҗиниң нәсиһәтлири бойичә язда деһқанчилиқ қилип, қишта туңганлар арисида диний хизмәтләр билән өмүр өткүздүм".
Әлихан төриниң баян қилишичә, 1921-йили ленин рәһбәрликидики совет русийиси оттура асия хәлқлиригә бир қатар диний әркинлик сиясәтлирини елан қилиду. Шу йили ленинниң нами билән йезилған оттура асия хәлқлириниң диний етиқад әркинликигә йол қойидиғанлиқи һәққидики шоар елан қилинғанда у, пурсәттин пайдилинип, тоқмақ қатарлиқ җайлардики чоң мәсчитләрдә имамлиқ қилиш җәрянда динсизликкә қарши тәшвиқатларни елип бариду. Нәтиҗидә, 1922-йили һөкүмәт тәрипидин қолға елинип, бишкәк шәһиридики түрмигә ташлиниду. У, бу җәрянда ленин рәһбәрликидики коммунистлар тәрипидин ейтилған сөзләрниң һәммисиниң ялғанлиқини һәқиқи тонуп йетиду. Әлихан төрә бир ай түрмидә ятқандин кейин бошутулуп, өз юрти тоқмаққа қайтиду һәмдә таки 1930-йилларғичә шу җайда яшайду.
Әлихан төриниң нәзиридики инсан һоқуқи чүшәнчилири
Әлихан төрә сағунийниң өз әсирини йезишта қолланған өзгичә бир услуби шуки, у һәр қандақ вәқәни вә муәййән дәвр-шараитни аддийла тәсвирләп өтмәстин бәлки, әшу вәқә вә шараитниң келип чиқиш сәвәблири һәмдә униң иҗтимаий һаятқа көрситиши мумкин болған тәсирлири һәм башқа бир қатар мәсилиләрниң түп асаси һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қоюшқа тиришиду. Шуңа у әйни вақиттики мәдәнийәт , дин вә сиясий чүшәнчиләр һәққидиму анализ йүргүзиду. Әлихан төрә инсан һоқуқи һәққидә пикир йүргүзүп униңға мундақ тәбир бериду:
"Һаятлиқ алимидә әң улуғ вә алий дәриҗилик яритилған нәрсә шүбһисизки шу инсандур. Шуниң үчүн инсан һоқуқлирини әң юқири дәриҗидә сақлаш һәқиқий мәдәнийәтниң айрилмас бир қисмидур". ..."Мәлумки, дуняда яшиған һәр бир кишиниң әң қиммәтлик вә қизғинип сақлайдиған бәш нәрсиси болиду. Биринчи- җени, кейинкилири болса, дини, мал-мүлки, аилиси вә ана вәтинидур. Мана бу бәш нәрсини сақлаш үчүн аңлиқ инсанлар қандақ күрәш қилиду? дуняниң һәр бир йеридә төкүлгән вә төкүлүватқан инсан қанлири көз алдимизда көрүнүп туриду. Бу паҗиәләрниң бирдин-бир сәвәби шу юқирида ейтилған нәрсидин башқа әмәстур. (Үмидвар)