Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (8)
2005.07.13

1944-Йили ғулҗа шәһиридә қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң президенти әлихан төрә сағуний "түркистан қайғуси" намлиқ китабида өзиниң бешидин өткән кәчүрмишлири һәққидики баянлирини давамлаштуруп, қәшқәрдин қайтип кәлгәндин кейин, илгири кейин әндиҗан, тоқмақ вә қара қол шәһәрлиридә елип барған паалийәтлири һәмдә көргән-билгәнлири вә һес қилғанлири һәққидә баян қилиду.
Ғулҗиға кетиш сәпиригә атлиниш
Униң оттуриға қойишичә, оттура асиядики қозғилаңчиларниң һәрикәтлири бастурулуп, мәлум йиллар өткән болсиму, бирақ хәлқниң болшевикларға болған қаршилиқлири һеч қачан тохтап қалмиған.
Әшу йилларда пәрғанә вилайитидә кәң тонулған ислам алими насирхан төрә вә униң оғуллири бир қисим кишиләргә рәһбәрлик қилип коммунистларға қарши қозғилаң көтүриду. Бирақ бу қораллиқ қозғилаң бастурулуп, насирхан төрә һәмдә униң оғуллири тутқун қилинип, өлүмгә буйрулиду.
Көз ачқан күнимдин буян қозғалған мәқситим шәрқий түркистан азадлиқидур. Шәрқий түркистанниң азадлиқи қанчилиған вәтән балилириниң төкүлгән муқәддәс яш қанлири һесабиға қолға кәлгән иди. Нә чарә? өзини езилгән –йәнчилгән хәлқләрни залимлардин қутқузғучи, дуня бойичә һоқуқсиз -мәзлумларға ярдәм бәргүчи һесаблиған алдамчи, каззаб сталин һөкүмити алтә милйон уйғур мусулманлирини өз пайдиси үчүн қурбан қилди. Қойни бөриниң ағзидин қутқузди, лекин кәчқурун униң қол-путлирини бағлап қассапқа тапшуруп бәрди.
Әлихан төриниң баян қилишичә, бу чағда у тоқмақта яшаватқан болуп, бу вәқәдин хәвәрсиз болсиму, бирақ һөкүмәт униңдин гуманлинип, бир кечидә уни тутуп, қаттиқ қийин-қистақларға елип сорақ қилиду. Үч айлиқ түрмә һаятини баштин кәчүргән әлихан төрә йәнә түрмидин бошап, өз юртиға қайтип келиду шуниңдәк қайтидин өз юртини тәрк етип, уйғур елиға кәтмәкчи болиду. У бу һәқтә мундақ дәп баян қилиду:
"Әмди бу йәрдә турушниң өз бешим яки диний паалийәтлирим үчүн хәтәрлик икәнликини ениқ чүшинишим иди. Шуниң үчүн ғулҗа тәрәпкә кәтмәкчи болуватқан достлардин абиш дегән қирғизни тепип, униң билән сәпәрдаш болушқа вәдилишип, иккимиз қол елиштуқ. Кейин бәк мәхпий һалда сәпәр тәйярлиқлирини қилишқа башлидим. Ат-улақ, озуқ-түлүк тәйярлидим, 1930-йилиниң сентәбир ейиниң башлирида қол елишқан йолдишим абиш кәлди. Мән шу күнләрдә тоқмақтин алтә чақирим йирақтики шор төпәдики йеримдә деһқанчилиқ ишлири билән шуғуллинип йүргән идим. Ишлирим чала болсиму, пиланимниң бузулмаслиқи үчүн һәммисини тәңригә тапшуруп, хуптән намизимни өтүгәндин кейин, чала қазақ кишиләрдин абдурешид хоҗа, туңган мокемир, сәпәрдаш қирғиз абиш қатарлиқ төт киши атлинип, тоқмаққа йетип кәлдуқ."
Шундақ қилип, әлихан төрә сәпәрдашлири билән мәлум бир кечиси өз өйигә келип, бала-вақилири билән хошлишиду. Көзлиридин бичарилиқ яшлири төкүлүп турған пәрзәнтлириниң йиға-зарилири, уларниң " сиз кәтсиңиз биз қандақ яшаймиз” дегән налә -пәрядлири алдида йүрики езилгән әлихан төрә немә болсам мәйли, балилирим билән қелип, бешимға кәлгәнни көрәй дәпму ойлайду,. Бирақ у өзигә һай берип, бундақ қилғанда бәлки, әшу балилиридин әбәдий айрилиши мумкинликигә көзи йетип, қәтий ирадә билән сәпәргә атлиниду.
У өзиниң вә өзигә охшаш миңлиған кишиләрниң оз аилисини, пәрзәнтлирини ташлап, җан қайғусиға қелишиға сәвәб болған амиллар һәққидә пикир йүргүзүп, буниң коммунистлар икәнликини көрситиду.
яшларға ейтилған қәлб сөзлири
Әмди баштин аяқ бундақ паҗиәлик тарихий сөзләрни йезишимдин көзлигән мениң түп мәқситим қуруқ сөз қилиш әмәс ,бәлки пүтүн инсаний һоқуқлиридин мәһрум қилинған өз вәтәнлиридә туруп, ғериб болған түркистан хәлқини, йәни һазирқи вә келәчәктики вәтән яшлирини агаһландуруп ,уларни өлүм уйқусидин ойғутуштур.
1930-Йили, әлихан төрә өз вәтинини ахирқи қетим тәрк етип, уйғур дияриға кәлди.У ,илгири-кейин уйғурларниң 30-йиллардики сиясий вәқәлирини өз көзи билән көрди вә бу җайдиму түрмигә ташланди. 40-Йиллардики миллий азадлиқ инқилабиға рәһбәрлик қилип, шәрқий түркистан җумһурийитиниң президенти болди. Әлихан торә өзиниң қәлб сөзлирини изһар қилип мундақ дәп язиду:
"Көз ачқан күнимдин буян қозғалған мәқситим шәрқий түркистан азадлиқидур. Шәрқий түркистанниң азадлиқи қанчилиған вәтән балилириниң төкүлгән муқәддәс яш қанлири һесабиға қолға кәлгән иди. Нә чарә? өзини езилгән –йәнчилгән хәлқләрни залимлардин қутқузғучи, дуня бойичә һоқуқсиз -мәзлумларға ярдәм бәргүчи һесаблиған алдамчи, каззаб сталин һөкүмити алтә милйон уйғур мусулманлирини өз пайдиси үчүн қурбан қилди. Қойни бөриниң ағзидин қутқузди, лекин кәчқурун униң қол-путлирини бағлап қассапқа тапшуруп бәрди"
Әлихан төрә йәнә өзиниң немә үчүн мундақ қәлб сөзлирини язидиғанлиқи вә немә үчүн өз хәлқидики аҗизлиқларни тәнқид қилидиғанлиқиға изаһат берип мундақ дәйду;
Әмди баштин аяқ бундақ паҗиәлик тарихий сөзләрни йезишимдин көзлигән мениң түп мәқситим қуруқ сөз қилиш әмәс ,бәлки пүтүн инсаний һоқуқлиридин мәһрум қилинған өз вәтәнлиридә туруп, ғериб болған түркистан хәлқини, йәни һазирқи вә келәчәктики вәтән яшлирини агаһландуруп ,уларни өлүм уйқусидин ойғутуштур. Көңлүмдики муңлуқ қайғулурумни қәләм учидин төкүп язған бу китабимни оқуғучи вә аңлиғучи вәтәнпәрвәр, милләтсөйәр қәһриман балилиримизға мениң тапшуруқум шуки тилим учидин әмәс , дәртлик дилим ичидин чиқирип язған ялқунлуқ сөзлиримни пәқәт оқупла қоймастин һәр бир еғиз сөзүмни тәһлил қилип ,униң һәққидә пикир йүргүзсун! . Инсанийәт тәрәққияти әмәс ,мәдәнийәт тәрәққият болған 20-әсиримиздәики инсанлар миллий, вәтәний, диний һоқуқлирини сақлаш үчүн қайси нәрсиләрни қолға кәлтүрүши зөрүр икәнликини яхши чүшүнүп униң чарисини қилсун !". (Үмидвар)