Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (9)


2005.07.20
turkistan-qayghusi.jpg
"Түркистан қайғуси" ниң муқависи

Шәрқий түркистан җумһурийитиниң президенти әлихан төрә өзиниң түркистан қайғуси намлиқ китабида баян қилишичә, у совет һөкүмитиниң зулмидин қутулуш үчүн 1930-йилиниң сентәбир айлирида уйғур дияриға кәтмәкчи болуп, йолға чиққан болсиму, бирақ түрлүк қийинчилиқлар вә совет чегра қоғдиғучи әскәрлириниң қаттиқ қамал қилиши түпәйлидин чегридин өтәлмәй өз юртиға қайтип келишкә мәҗбур болиду.

Әмма, униң әһвалидин хәвәр тапқан болшевик һөкүмити уни тутуп, бишкәктики түрмигә ташлайду. Қаттиқ түрмә азаблири, қийин-қистақлар униң ирадисини бойсундуралмайду. Әйни вақитта, совет һөкүмити әң хәтәрлик җинайәтчи дәп қариғанларни сибирийиниң йирақ җайлиридики орманлиқларға сүргүн қилип, еғир әмгәкләргә салатти. Совет һөкүмити әлихан төрини 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилип, сибирийигә сүргүн қилидиғанлар тизимликигә киргүзиду. Лекин, у пурсәттин пайдилинип, түрмидин қечип, туңганларниң һимайиси астида бир мәзгил йошурунуп йүргәндин кейин, шәрқий түркистан тәрәпкә қайта қачиду.

Шан-шәвкәтниң йоқилишидики сәвәбләр

Әлихан төрә өзиниң қачқунлуқ һаятида көргәнлири вә һес қилғанлири һәққидә тәпәккүр қилип, тарихта шунчә қудрәтлик болған түрк миллитиниң әвлади һесабланған хәлқләрниң бу күнләрдә аҗизлишип, шан- шәвкитини йоқитип, өз вәтәнлиригә игә болалмай қечип йүрүшкә мәҗбур болғанлиқидин қаттиқ ечиниду. У, буниң сәвәблири һәққидә пикир йүргүзүп мундақ һөкүм қилиду:

Миллий һакимийитимиздин һазирчә айрилған болсақму, бирақ миллий һессиятимиздин айрилмай, уни сақлап қалсақ келәчәк дүшмәнләргә йүтүлүп кетиштин өзимизни қутқузуп қалалаймиз. Әмди бу мәқсәткә йетиш үчүн қоюлған мәсилилиримзниң әң биринчи шәрти тил мәсилисидур. Әгәр биз тил –әдәбиятимизни раваҗландуруп, униң қәдир –қиммитини ашуруп, башқа мәдәний милләтләр дәриҗисигә йәткүзәлисәк, мана бу чағда миллитимиз вә миллий һессиятлиримиз даимий рәвиштә тәрәққи қилип сақланғусидур. Әгәр бундақ болмайдикән ,бәлки әксичә өз ана тилиниң қәдригә йәтмәй, униңға әһмийәт бәрмәйдикәнмиз, у чағда узаққа бармай өз тиллиримиздин әбәдий айрилип қалимиз. Әнә шундақ өз ана тилидин айрилиш миллий һессиятни йоқитишниң нәтиҗисидур. Бу иш инсанийәт алимидики әң зор хиянәт һесаблиниду.

"Биз мусулманлар , йәни икки түркистан түркий хәлқлири, барлиқ өзбек вә уйғурлар һаятлиқ алимидә шәкилләнгән аллаһниң адалитини яхши чүшинип, динимиз вә қуранимизниң буйруқлирини әмәлгә ашурмидуқ. Шуниң үчүн һазирқи һаятимиз дүшмәнләр қолида қилип, әркинликимиз вә ихтиярлиқимиздин пүтүнләй айрилип, бурнимиз йәргә тәккүдәк һайванлар кәби ишләп, қуллардәк қийнилип, күн кәчүрмәктимиз" .

Әлихан төрә бир милләтниң бичарә һалға чүшүп қелишиға көпинчә һалларда өзлири сәвәб болидиғанлиқи, өзлиридики ирадисизлик, аңсизлиқ шуниңдәк мусулман милләт болсиму, әмма , өз иманиға садиқ болмаслиқ қатарлиқ илләтләрниңму муһим рол ойнайдиғанлиқини шәрһләйду. У, өзиниң көпинчә анализлирида шәрқий вә ғәрбий түркистандики уйғур вә өзбек хәлқлириниң омумий әһвалини асас қилип пикир йүргүзиду.

Миллий һессият вә миллий тил-миллий мәвҗутлуқниң капалити

Әлихан төрә сағуний миллий һессият билән тилниң миллий мәвҗутлуқтики роли һәққидә мундақ пикир қилиду:

"Миллий һакимийитимиздин һазирчә айрилған болсақму, бирақ миллий һессиятимиздин айрилмай, уни сақлап қалсақ келәчәк дүшмәнләргә йүтүлүп кетиштин өзимизни қутқузуп қалалаймиз. Әмди бу мәқсәткә йетиш үчүн қоюлған мәсилилиримзниң әң биринчи шәрти тил мәсилисидур. Әгәр биз тил –әдәбиятимизни раваҗландуруп, униң қәдир –қиммитини ашуруп, башқа мәдәний милләтләр дәриҗисигә йәткүзәлисәк, мана бу чағда миллитимиз вә миллий һессиятлиримиз даимий рәвиштә тәрәққи қилип сақланғусидур. Әгәр бундақ болмайдикән ,бәлки әксичә өз ана тилиниң қәдригә йәтмәй, униңға әһмийәт бәрмәйдикәнмиз, у чағда узаққа бармай өз тиллиримиздин әбәдий айрилип қалимиз. Әнә шундақ өз ана тилидин айрилиш миллий һессиятни йоқитишниң нәтиҗисидур. Бу иш инсанийәт алимидики әң зор хиянәт һесаблиниду. Бундақ болди демәк улуғ түркистан хәлқи-туран нәсли басқунчиларниң арзуси бойичә йоқилип, мунқәрзликкә учрап, уларниң тарих сәһиписидики шан –шәрәплик нам-нишанлири өчүрилиду демәктур, буниңдин аллаһ сақлисун!".

Әлихан төриниң нәзиридә тил бир милләт үчүн әңгүштәр болуп, тилсиз вә динсиз милләт мәвҗут болмайду, миллий һессият билән тил зич бирләшкән. Тил йоқалса, миллий һессият йоқилиду, миллий һессият йоқалса, тил һәм милләтниң өзиму йоқилиду.

У мундақ дәп хуласә қилиду:

"Дүшмәнгә йүтүлүштин сақлинишниң әң күчлүк қорали шу икки нәрсидин ибарәт - биринчиси диний ихлас, иккинчиси миллий һесдур. Әгәр қайси бир милләт бу һесларға малал йәткүзмәй , яхши сақлайдикән, ундақ милләт дүшмән тәрипидин йүтүлүп кетиши мумкин әмәстур."

Тил вә миллий әдәбиятни раваҗландурушму наһайити муһимдур

Әлихан төрә бу һәқтә сөзини давамлаштуруп мундақ дәйду:

" Биз өз миллий һессиятимизни давамлиқ сақлап қелишимиз үчүн керәклик, зөрүр тилларни өзләштүрүш билән биргә йәнә өз ана тилимизға қаттиқ әһмийәт берип, миллий әдәбиятимизни юқири көтүрүп, илим вә мәдәнийәт тиллири дәриҗисигә йәткүзүшимиз лазим. Мана шундақ қилғандила бизләр алдимизда еғзини ечип тәйярлинип ятқан қизил әҗдиһарниң йүтүшидин өзимизни сақлап қалалаймиз. Тил-әдәбиятимиз қанчилик өсүп тәрәққи тапидикән , илим-мәрипәтму шунчилик раваҗлинивериду."

"Бир милләт өз һаятий һоқуқлирини керәклик шараитлар билән қолға кәлтүрүш үчүн у милләтниң алий һиммәтлик оғланлири пидайиларчә мал вә җенини айимай, бу йолда һәр қанчә қийинчилиқ пәйда болсиму ,униңға қарши көкрәк керип, чидамлиқ билән иш елип баридикән, әнә шу чағдила һәқиқәтни күчкә игә қилип, өз мәқсәтлиригә йетәләйду."

Әлихан торә сағуний 1931-йили или вадисиға йетип келип, ғулҗа шәһиридики йеқин достлириниң өйигә чүшүп панаһлиниду. Шундақ қилип, униң уйғур елиниң йеқинқи заман сиясий тарихидики муһим вәқәләргә иштирак қилиш һәтта рәһбәрлик қилиш һаяти башлиниду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.