Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (11)
2005.08.10
1944-Йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси әлихан төрә өзиниң "түркистан қайғуси" намлиқ китабида йәнә 1931-йили қумул қозғилиңиниң тәсири билән пүтүн уйғур дияри миқясида йүз бәргән уйғур миллий азадлиқ инқилаби һәққидә хели әтраплиқ баян қилиду.
Инқилаб илһамлири

1931-Йили қумул қозғилиңи йүз бәргәндә әлихан төрә ғулҗида болуп, у хоҗа нияз һаҗим рәһбәрликидики бу инқилаб һәққидә көп аңлайду. Униң баян қилишичә, әйни вақитта хоҗа нияз һаҗимниң қәһриманлиқлири, қозғилаңчиларниң қомул, турпан қатарлиқ җайларни азад қилғанлиқи қатарлиқ вәқәләргә аит түрлүк учурлар или вилайити даирисидики хәлқ арисиғиму йетип кәлгән. Униңдин башқа йәнә уйғур қозғилаңчилири билән туңган қозғилаңчилириниң бирләшкәнлики болупму, маҗуңйиң билән хоҗа нияз һаҗимниң һәмкарлишип, үрүмчи әтрапидики җайларда җиң шурен қошунлирини көп қетим йәңгәнлики һәққидики мәлуматлардин илһамланған бир қисим ғулҗа туңганлири һәм башқа мусулманлар хитай чириклиригә қарши күрәшкә атлиниду.
Бу йәрдә әлихан төрә өзиниң ғулҗидики вәқәләрни өз көзи билән көргәнликини әмма, башқа җайлардики вәқәләрни пәқәт аңлиғанлиқини әскәртиш билән биргә өз тәсиратлирини оттуриға қойиду. Униң қаришичә, 30-йиллардики кәң көләмлик миллий азадлиқ инқилабиниң келип чиқишидики асасий сәвәб уйғур қатарлиқ милләтләрниң хитай милитаристлириниң зулмиға учриғанлиқи, хитайларниң бу җайдики хәлқләргә нисбәтән вәһшиянә зулум қилиш, кәмситиш сиясити йүргүзгәнликидур. Лекин, әлихан төриниң тәһлил қилишичә, совет иттипақи дәсләпки вақитларда шәрқий түркистанни бесивелип, өзи билән һәмкарлашмиған хитай милитаристи җиң шуренни йоқитип, униң орниға совет пәрәс хитайларни дәссәтмәкчи болиду һәмдә шең шисәйни йөләп, өлкиниң һоқуқини униң қолиға тапшуриду. Совет иттипақи өзиниң мәқситигә йетиш үчүн қозғилаңчилар арисиға, болупму туңганлар билән уйғурлар арисиға көп зиддийәт оти яқиду һәмдә бивастә қизил армийисини киргүзүп, хитайларға ярдәмлишип, бу җайдики советкә қарши уйғур вә туңган қатарлиқ милләтләрниң қозғилаңчилирини бастуриду.
Әлихан төриниң оттуриға қоюшичә, рус армийиси наһайити вәһши болуп, ғулҗа қатарлиқ җайларда нурғунлиған бигунаһ адәмләрни қирғин қилиду. Һәтта аилә бойичә қирип ташлаш вәқәлириниму садир қилиду. Рус әскәрлириниң бу қирғинчилиқи ғулҗа хәлқиғә еғир балайи-апәтләрни елип кәлгәнлики үчүн өзиниң һаятидин әнсиригән әлихан төрә ахири йошурунчә ғулҗидин айрилип, муз даван арқилиқ тәңри тағлириниң җәнубиға өтүп кәтмәкчи болиду.
Әлихан төриниң һөкүмичә, паҗиәниң мәнбәси иттипақсизлиқтур
Әлихан төрә 30-йилларда пүтүн уйғур диярида партлиған қозғилаңлар һәққидә өз көз қаришини оттуриға қоюп, ахирида бу өлкидә йәнила хитай һакимийитиниң қайта орнишиға сәвәб болған амилларниң мусулманлар арисидики иттипақсизлиқ икәнлики, хоҗа нияз һаҗим билән ма җуңйиң арисидики зиддийәтниңму балайи –апәтләргә асас болғанлиқини көрситиду.
Әлихан төриниң чүшинишичә, әйни вақитта сабит дамоллам қатарлиқлар қәшқәрдә миллий һакимийәт қурған болсиму, бирақ улар иттипақсизлиқни түгитәлмиди. Бир-биригә беқинмайдиған бир қанчә гуруппа қозғилаңчиларниң өз ара зиддийәтлишиши дүшмәнгә пурсәт яритип бәрди. Әмма, әлихан төрә мусулманчилиқ идийисидин чиқиш қилип туруп, "маҗуңйиңни пүтүн шәрқий түркистан мусулманлирини азад қилиш қурбиға игә қәһриман" дәп мәдһийиләп, туңганларн ақлаш позитсийисидә болиду. Униң орниға хоҗа нияз һаҗим вә маһмуд муһити қатарлиқ уйғур қозғилаңчи рәһбәрләрни питнә-пасатларға ишинип туңганлар билән болған иттипақлиқни бузған дәп тәнқид қилиду.
Әлвәттә, әлихан төрә бу қозғилаңларға бивастә қатнашмиғанлиқи, әнә шу рәһбири кишиләр билән бивастә учрашмиғанлиқи һәмдә сөһбәттә болмиғанлиқи үчүн уйғур –туңган иш бирликини лилла мәйданда туруп, баһалашта чәклимигә учриған. У пәқәт исламийәттики иттипақлиқ вә бәргән вәдигә вапа қилиш идийисигә таянған. Униң арзуси бойичә, мәйли хоҗан нияз һаҗим, мәйли маҗуңйиң болсун һәр иккилисила мусулман болғанлиқи үчүн бәргән вәдилиригә вапа қилиши керәк, дүшмәнләрниң питнә-пасатлириға, алдамчилиқиға ишәнмәслики лазим иди.
Әлихан төриниң қаришичә, уйғурлар билән туңганлар арисида зиддийәтләрниң пәйда болуши һәтта күчийип, бир-бирини қирғин қилиш дәриҗисигә йетип, нәтиҗидә бу икки күчниң һәммисиниңла мәғлуп болуп, хитайларниң өлкә һакимийитини игилиши совет иттипақ коммунистлириниң өз мәқситигә йетиш үчүн қолланған рәзил васитиси вә оюнидин ибарәт. Уйғурлар өзлириниң наданлиқи түпәйлидин бу һилә-нәйрәңләрни сезәлмәй, дүшмәнгә алданған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (10)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (9)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (8)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (7)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (6)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (5)