Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (13)
2005.08.24
Әлихан төрә 1937-йилиниң яз айлирида миң бир җапаларни чекип, түрлүк хәтәрләр вә қийинчилиқларни баштин кәчүрүп, аман –есән тәңри тағлиридин өтүп кучарға йетип келиду. У сәпәр җәрянида юлтуз дегән җайдики моңғулларниң ярдимигә еришиду.
Кучарға өтүш сәпири
Сәвәб қил, сәвәб қилғучини унутма! һәқиқәт шуки, униңдин ваз кәчмә! сағуний атаң қилиду нәсиһәт, чүшәнгәнләр бундин алғай ибрәт. Демә: "өзгәрмәс аләм-иш тамамдур", нә болғай әтики күн , уни ким билур . Өзгәртмәккә һаятиңни сәвәб қил, вәтәнни қутқузушниң чарисини қил . Чариниң биринчиси илим-мәрипәттур, җаһаләт бешиға тоқмақ вә таяқтур. Айриди бизни җаһаләт вәтәндин, вәтәнла әмәс, һәм җану-тәндин болғулуқ болди, кимликиңни унутма һәргиз, унутма , һәй оғул өзбекликиңни. Йүтүлүп кәтмәй сақла сән миллитиңни, қутқаз қуллуққа чүшкән бу елиңни. Сақлимисаң тилиңни гәр ,йүтәр сени дүшмән, ташлар сени у аяқлириға һәм қул қилар. Йүтмәккә тәйяр сени бу әҗдиһар, һәй! ақ-қарини айримас балилар. Нә болди, уйғуристан, ач көзүңни, көзүң ач! өзбекистан, көр өзүңни. Нә әрдиң, әмди нә болдуң, қарап бақ , қачан бир йәрдә болған җүп билән тақ. Пәриштигә йеқин болғай мусулман, әгәр дин болса, бу һөкүми қуран . Бил вә сақла диниңни һәй мусулман, бундин җуда болғанға миң пушайман. Сағуний ата қилди бундақ нәсиһәт әҗәп әмәс, кишиләр алса ибрәт.
Әйни вақитта юлтуз яйлиқи или вадиси билән тарим вадисини туташтуридиған муһим карван өткәллиридин бири болуп, бу җайға орунлашқан моңғул чарвичилири икки тәрәптин өтидиған уйғур содигәрлирини күтүвелиш, уларға йол башлаш вә мал-чарва тепип бериш қатарлиқ ишлар билән шуғуллинатти. Әлихан төриниң "түркистан қайғуси" да йезишичә, бу моңғулларниң пүтүн турмушта ишлитидиған буюмлири, гөштин башқа озуқ-түлүклири или вә тарим вадисидин келидиған уйғур содигәрлири арқилиқ тәминләнгән болғачқа, улар йолучиларниң бихәтәрликини қоғдаш һәм уларни сақ-саламәт даванлардин өткүзүп қоюшқа капаләтлик қилатти. Ғулҗидики шең шисәй сақчилириниң қолға елишидин қоруп қечип чиққан әлихан төрә өзи тәнһа һалда тәңри тағлириниң етәклиридики яйлақ вә даванларда җәнубқа өтидиған йол издәп, көп азап чәксиму, бирақ аллаһқа болған ишәнчисини йоқатмай, даим аллаһни яд етип, аллаһтин ниҗатлиқ тиләйду шуниңдәк ахирида уйғур содигәрлиригә йолуқуп, уларниң қизғин күтүвелиши вә ярдәм беришигә муйәссәр болиду.
яқуп бәгниң чегра қорғинидики ойлар
Әлихан төриниң баян қилишичә, улар тәңри тағлириниң җәнубий етигигә өткәндә кучарға йеқин җайдики сәксән кечик вә қирғиз ашов дегән җайларға йетип келип, дәм алиду. Бу җайда әйни вақитта йәттә шәһәр дөлитини бәрпа қилип, пүтүн қәшқәрийини 14 йил мустәқил идарә қилған яқуп бәг һакимийитиниң чегра қорғанлириниң харабилири сақлинип қалған иди. Мәзкур икки –үч йүз кишигә җай болғидәк чоң қорған харабиси әйни вақитта йолучиларниң чүшидиған өтүңигә айланған икән.
Униң йезишичә, қорғанниң пәштақлири, тамлири вә башқа қалдуқлиридин униң әйни вақитта наһайити һәйвәтлик һә хели юқири бинакарлиқ маһарити билән ясалғанлиқини көрүвелишқа болидикән.
Әлихан төрә яқуп бәгниң қазанған җәң нәтиҗилири вә шан-шәвкитидин иптихарлиқ һес қилиш билән қорған тупрақлирини көзигә сүртүп , вәтән йолида өз җанлиридин айрилған әзимәтләргә болған һөрмитини вә сеғинишини ипадә қилип, дуа қилиду.
Әлихан төрә әйни вақитта 14 йил вәтән һоқуқини өз қолида тутуп, дүшмәнләрни йәр билән йәксан қилған яқуп бәг баһа берип, униң мәғлубийитидин ечинип мундақ дәйду:
" Өз вақтидики әһвалларға қарап, мәрһумни( яқуп бәгни) бир тәрәптин тәқдирлигән болсам, иккинчи тәрәптин тәнқидий қарашлиримдин өзүмни сақлиялмидим. Чүнки, өз заманисида пүтүн шараитлар қолға кәлтүрүлгән иди. У икки нөвәт лондонға, икки нөвәт түркийә султани абдуләзизгә әлчиләр әвәтти. Лондон әлчилири биринчи бериштә 12 миң, иккинчи бериштә 24 миң пәрәң милтиқи елип қайтти. Булар өз заманисидики заманиви қоралларниң алди һесабланғанлиқтин, пәқәт хитай қораллиридинла әмәс, бәлки әшу заманда бизни бесивалған рус қораллиридинму яхширақ иди. Буниң үстигә вақит һәм униң үчүн қолайлиқ болуп, әнгилийә билән русийә дөләтлири арисидики риқабәт кәскинлики үзлүксиз рәвиштә өсмәктә иди. Мана шуниңға охшаш қолай пурсәтләр өтүп, әтрапта қарап турған күчлүк ярдәмчиләр униң қолида туруп, булардин пайдилиниш йоллирини тапалмиди"
Әлихан төрә ахирида яқуп бәгкә болған ечинишини билдүрүп, мундақ дәйду. " Демәк 14 йиллиқ дөләт башлиқи, әгәр чин ирадилик бир сиясий қомандан болса, қолида қанун-низамлири, қоралланған 40 миңға йеқин ислам әскири турса, өз дөлитини кафир дүшмәнгә қандақ тапшуруп бәрсун-һә?"
Азаблиқ мусапидин туғулған вәсийәт
Әлихан төрә сағуний әйни вақитта шунчә қудрәт тепип, дүшмәнлирини қоғлап чиқирип, өз-өзигә хоҗа болған бу һакимийәтниң яқуп бәгниң әнә шундақ хатаси түпәйлидин қайтидин дүшмән тәрипидин ахирлаштурулуп, вәтәнниң қайтидин мустәмликиликкә, хәлқниң қайтидин қул қилиниш тәқдиригә дучар болғанлиқиға ечинсиму, әмма азадлиқ йолидин қәтий үмид үзмәсликни тәкитләп, вәсийәт тәриқисидә бейитлири билән баян қилиду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (12)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (11)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (10)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (9)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (8)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (7)