Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (14)
2005.09.01

Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәис җумһури әлихан төрә өзиниң "түркистан қайғуси" намлиқ китабиниң ахирини кучарда қолға елинип, ақсу түрмисигә йөткилиши җәряни билән түгитиду.
Әлихан төрә охшашла шең шисәйниң җазасиға учриған иди
Әлихан төрә сағуний 1937-йилиниң ахирилирида кучарда қолға елинғандин кейин, бир мәзгил кучар түрмисидә тутуп турилиду һәмдә қаттиқ қийин-қистақларға елиниду. Әлихан төрә сақчиларға өзиниң кучарға келишидики сәвәбләрни чүшәндүрүп, өзиниң тевип икәнликини, хотәнгә һиндистанниң дорилирини сетивелиш үчүн маңғанлиқини ейтиду. Бирақ, шең шисәйниң сақчи даирилириниң қоллирида әлихан ториниң материяллири толуқ болғанлиқи үчүн, улар уни ақсудики баш сақчи оргиниға әвәтиду.
Әлихан төрә китабида баян қилишичә, уни икки уйғур вә бир қирғиз сақчи башлиқи ақсуға ялап елип бариду, йол үстидә униң билән биргә елип меңилған турахун исимлик уйғур әлихан торигә қечип кетиш тәклипини бәргән болсиму, әмма у вәзийәтниң наһайити хәтәрлик икәнликини мөлчәрләп, тәвәккүл қилишқа қошулмайду. Әлихан төрә өзиниң ақсу түрмисигә қамалған вақтиниң 1938-йилиниң авғуст айлири икәнликини ейтиду.
Униң баян қилишичә, 1937-йилидин башлап, 1938-1939-йиллири шең шисәйниң совет иттипақиниң һимайиси астида хәлқ үстидин әң дәһшәтлик тәррор елип барған вақитлири болуп, бу чағда җәмийәтниң һәммә тәбиқисидики, һәр хил идийидики адәмләр түркүмләп қолға елинған.
Әлихан ториниң йезишичә, униң билән ақсу түрмисидә ятқанларниң ичидә, қази, муфти-әләм ахунлардин башлап, имам ахун, мәзин ахун қатарлиқ диний саһәниң адәмлири һәмдә һөкүмәт үчүн ишлигән шаңйо, бәг, юрт ақсақили қатарлиқларму бар иди. Әлихан төрә буларниң һәммисини һеч иштин хәвири йоқ қара -қосақ адәмләр иди дәп тәрипләйду.
Әлихан төрә ақсу түрмисигә қамалған вақитта шең шисәй пүтүн уйғур дияри бойичә қолға елиш вә өлтүрүшни башлиған болуп, бу қирғинчилиқта хоҗа нияз һаҗим, сабит дамолла қатарлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини қурушқа қатнашқанларниң һәммиси дегүдәк өлтүрүлди. Һәтта шең шисәй билән бирлишип, униң һөкүмити үчүн хизмәт қилғанларму сақ қалмиди. Шең шисәйниң қолида әйни вақитта 100 миңдин артуқ адәмниң өлтүрүлгәнлики һәққидә учурлар бар болсиму, әмма бу санниң бу мәлуматтин хелила көп болуши мөлчәрлиниду.
"Түркистан қайғуси" ниң 2-китаби нәширгә тәйярланмақта
Шәрқий түркистан җумһурийитиниң президенти әлихан ториниң "түркистан қайғуси" намлиқ китабиниң ахирқи бәтлири ақсу түрмисидики ишлар билән ахирлишиду. Әмма , китабниң ахирқи сөз қисимда китабни нәширгә тәйярлиған әлихан ториниң нәвриси увайисхан әлихан ториниң немә үчүн бу китабни шу йәрдә тохтатқанлиқини чүшәндүрүп, әлихан ториниң өзиниң ақсу түрмисидин қандақ чиққанлиқи вә қандақ қилип, ғулҗиға кәткәнлики шуниңдәк миллий инқилабниң башлиниши вә җәряни һәққидики бәзи бивастә өзи билидиған ишларни оғли асилхан торигә сөзләп бәргәнликини әмма, уни техи рәсми китаб шәклигә кәлтүрүшкә үлгүрмәй, 1976-йили, 29-феврал күни вапат болғанлиқини баян қилиду.
Әлихан төрә пәрзәнтлиригә ахирқи вәсийәт тәриқисидә " түркистан қайғуси" ни рәсми китаб қилип чиқирип, вәтән балилириға йәткүзүшни пәрзәнтлиридин тәләп қилиду һәмдә бу китабниң уйғурчә, өзбекчә, қирғизчә тилларда нәшир қилинип, түркистан пәрзәнтлириниң униң қалдурған вәсийәтлиридин савақ елишини үмид қилидиғанлиқи билдүриду.
Түркистан қайғуси намлиқ бу китабни нәширгә тәйярлиғучи йәни әлихан төриниң нәвриси увайисхан әпәндиниң оттуриға қоюшичә, улар һазир әлихан төриниң 1946-йилиғичә болған арилиқтики паалийәтлирини әкис әттүридиған " түркистан қайғуси" ниң 2-китабини йоруқлуққа чиқириш үчүн тиришиветипту. (Түгиди) ( үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (13)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (12)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (11)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (10)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (9)
- Әлихан төрә сағунийниң "түркистан қайғуси" намлиқ әсири (8)