Түркийидә һөкүм сүргән уйғур дөлитиниң тарихи һәққидә доктор камал гөдәни зиярәт(8)


2005.12.30
eratna-uygur-doliti.jpg
"Әратналиқлар" намлиқ китабниң муқависи.

14 – Әсир анатолийидә һөкүм сүргән уйғур дөлитиниң тарихи намаян қилинған "әратналиқлар" намлиқ китаб түркийә ататүрк мәдәнийәт тил вә тарих тәтқиқат идариси тәрипидин нәшр қилинди.

Бу китабни испарта сулайман дәмирәл университети тарих оқутқучиси профессор доктор камал гөдә әпәнди язған болуп, униңда 1327- йилидин 1381- йилиғичә анатолийидә һүкүм сүргән алаһидин әратна уйғур дөлитиниң тарихи баян қилинған.

"Әратналиқлар" намлиқ бу китаб, 4 бөлүмдин тәркип тапқан болуп, китабниң ичидә алаһидин әратна уйғур дөлити мәзгилидә селинған мәсчит, қәврә вә шу мәзгилдә ишлитилгән пулларниң рәсимлиргиму йәр берилгән. Китаб җәми 203 бәттин тәркип тапқан болуп, китабниң ахирида әратна уйғур дөлитиниң хәритиси берилгән.

Әратна уйғур дөлити дәвридики уйғурларниң әвладлири һазир түркийиниң амасийә вилайитиниң уйгур наһийисидә яшаватқан болуп, улар йеқиндила 8-нөвәтлик сәнәт байрими өткүзгән иди.

"Әратналиқлар" намлиқ китабниң мәзмуни һәққидә техиму көп мәлуматларға игә болуш үчүн ихтияри мухбиримиз әркин тарим бу китабниң аптори профессор доктор камал гөдә әпәндини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.