Рус тилида "уйғур таамлири" намлиқ китаб нәшр қилинди
2005.07.19

Бешкәктә яшаватқан атақлиқ уйғур дохтури, җамаәт әрбаби назим қәмбериниң рус тилида тәйярланған "уйғур таамлири" намлиқ китаби йеқинда нәшрдин чиқип тарқитилған.
Мәзкур китабта асаслиқ уйғур таамлири тонуштурулғандин башқа, отяш - көктатларниң нами, ишлитилидиған дора дәрманлар вә уйғур ашпәзчиликидә ишлитилидиған әсвап –сайманларниң намлири қатарлиқлар киргүзүлгән.
Мәзкур китабниң аптор назим қәмбери әпәнди ихтияри мухбиримиз турсун исламниң зияритини қобул қилип, бу китабниң әһмийити вә мәзмуни һәққидә тохталди. Зияритимизни қобул қилған "иттипақ" гезитиниң баш муһәррири абдуреһимоф әпәндиму мәзкур китабниң әһмийити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Бу һәқтики мәлуматларни, қирғизистанда турушлуқ ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.