Уйғуршунаслиқ тәтқиқатлиридики төһпикар - қазақистанлиқ уйғур тарихшунаси, доктор гегел исһақоп(1)


2006.08.21
gegel-shaqop.jpg
Қазақистанлиқ уйғур тарихшунас, доктор гегел исһақоп

Уйғуршунаслиқ илми омумий түркшунаслиқ пениниң бир қисими сүпитидә 19-әсирдин буян давамлишип кәлмәктә. Әмма, уйғуршунаслиқниң мәнбәсини ениқлиғинимизда уни йәнила 11-әсирдә өткән бүйүк уйғур алими мәһмуд қәшқәригә бағлаш мумкин. Мәһмуд қәшқәри түркшунаслиқниң атиси сүпитидә буниңдин 1000 йил илгирила түркий қәбилиләрниң тиллири, мәдәнийити һәққидә қамус характерлиқ әсәр "диван-луғәт түрк" ни мәйданға кәлтүргән иди.

Мәлуматларға қариғанда, һазир дуня йүзидә 40 артуқ дөләттә уйғурларни тәтқиқ қилидиған алимлар бар. Буларниң ичидә уйғур алимлириниң мәйданға чиқарған әмгәклири әң көп болуп, уйғур ели вә қазақистандики бир топ уйғур алимлири уйғуршунаслиқ саһәсидә көрүнәрлик нәтиҗиләрни яратмақта.

Уйғуршунаслиқ саһәсидики йеңи китаб- "уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири"

Қазақистанни өз ичигә алған сабиқ совет иттипақида уйғуршунаслиқ юқири дәриҗидә тәрәққи қилған болуп, һәр милләттин тәркип тапқан көплигән уйғуршунаслар уйғурларниң тили, мәдәнийити, тарихи, етнографийиси, сәнити вә башқа саһәләри бойичә тәтқиқатларни елип берип, көплигән китаблар, мақалиларни йоруқлуққа чиқарған иди.

Қазақистан уйғуршунаслиқ пениниң муһим мәркәзлиридин бири болуш билән бу йәрдә нәччә онлиған уйғур алимлири илмий тәтқиқатлар елип барған һәм бармақта. Буларниң ичидә пешқәдәм уйғуршунас, тарих пәнлири доктори гегел исһақопниң уйғур тарихи вә етнографийиси саһәсидики тәтқиқатлири вәкил характерлиқтур.

Йеқинда алмута шәһиридики сулайманоп намидики шәрқшунаслиқ иниститутида мәзкур иниститутниң юқири дәриҗилик илмий хадими, тарих пәнлири доктори гегел мәҗит оғли исһақопниң 70 яшқа киргәнлики мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүлгән һәмдә алимниң асаслиқ илмий мақалилириниң бир қисими топлинип, " уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири " дегән намда китаб қилип нәшир қилинған.

Гегел мәҗит оғли ким?

Алмутадики " наш мир" нәширияти тәрипидин рус тилида нәшир қилинған мәзкур китабниң ахирқи бетидики тонуштуруштин қариғанда, гегел мәҗит оғли исһақоп қазақистанниң алмута областики талғар районида туғулған болуп, 1957-йили қазақистан дөләт университетини пүтүргән һәмдә қазақистан пәнләр академийисиниң шәрқшунаслиқ бөлүмидә ишлигән. Кейин у уйғуршунаслиқ бөлүмидә аспирант болуп, мәхсус уйғур тарихи вә етнографийиси үстидә издәнгән. Гегел әпәнди атақлиқ қазақ алими, академик мәрғуланниң йетәкчиликидә 19-әсирдики рус алимлири вә екиспедитсийичилириниң шәрқий түркистан һәққидә язған әсәрлирини топлап, униңдики етнографийилик вә тарихий учурлар үстидә селиштурма тәтқиқат елип барған.

У, 1992-йилидин 1995-йилиғичә уйғуршунаслиқ иниститутиниң муавин башлиқи болуп хизмәт қилған. Гегел исһақоп уйғуршунаслиқ иниститути әмәлдин қалдурулуп, шәрқшунаслиқ иниститути қармиғидики уйғуршунаслиқ бөлүмигә өзгәртилгәндин буян таки һазирғичә шәрқшунаслиқ иниституда хизмәт қилмақта.

uyghurshunas.jpg
Уйғуршунаслиқ саһәсидики йеңи китаб- "уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири" ниң муқависи

Гегел исһақопниң " 19-әсирдики рус саяһәтчилириниң шәрқий түркистан һәққидики етнографийилик тәтқиқатлири", " уйғурларниң қисқичә тарихи" намлиқ чоң һәҗимлик китаблири нәшир қилинип, уйғуршунасларниң зор диққитини қозғиған иди. Униң илмий мақалилири асаслиқи рус, уйғур тиллирида биваситә нәшир қилинғандин сирт йәнә инглиз, хитай тиллириға тәрҗимә қилинған иди.

Униң китабидики мақалиларниң мәзмунлири тарих вә етнографийини асас қилған.

Гегел исһақопниң " уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири" намлиқ китаби тарих вә етнографийидин ибарәт икки қисимға бөлүнгән болуп, тарих қисими униң қәдимки вә оттура әсир уйғур дөләтлиридин қаңқил дөлити, орхун уйғур қағанлиқи, қараханилар сулалиси вә чағатай әвладлириниң ханлиқлириниң сиясий, иҗтимаий-мәдәнийәт тарихиға аит илмий мақалилиридин тәркип тапқандин сирт йәнә алтә парчә мақалә или вадисидики уйғурларниң әһвали җүмлидин 19-әсирниң 60-йиллиридики или уйғурлириниң қозғилаңлири һәмдә уйғурларниң йәттә суға көчүши қатарлиқ вәқәләргә беғишланған.

Гегел исһақоп худди сабиқ совет иттипақида яшиған уйғур алимлиридин әршидин һидайәтоп, малик кибироп, давут иссийев қатарлиқларға охшашла 19-әсирдики или вә йәттә су уйғурлириниң тарихини тәтқиқ қилишқа көңүл бөлгән болуп, тарихшунаслиқ һаятиниң мәлум қисимини мәзкур темиға атиған.

Гегел исһақоп мақалилириға пикир язған қазақистан уйғур тарихшунаси абләт камалопниң көрситишичә, гегел исһақоп өзиниң тарих тәтқиқатчилиқ паалийәтлиридә 19-әсирдә шәрқий түркистанға кәлгән рус саяһәтчилиридин робровский, певсоп, прҗивалский, грум-гирҗимайло һәмдә башқиларниң шуниңдәк йәнә қазақ алими чоқан вәлиханопниң уйғурлар һәққидә йезип қалдурған китаблиридики етнографийилик вә тарихий баянларни рәтләш, топлаш һәм һазирқи заман уйғур етнографийиси билән селиштуруп тәтқиқ қилишни муһим тема қилған болуп, униң бу саһәдики тәтқиқатлири сабиқ совет иттипақидила әмәс бәлки, дуня йүзидә йиганә һесаблиниду.

Гегел исһақоп рус саяһәтчи алимлириниң әсәрлиридики етнографийилик учурлар арқилиқ уйғурларниң 19-әсир иҗтимаий-иқтисадий вә мәдәний һаятиниң қияпитини йорутушқа тиришқан болуп, униң тәтқиқатлиридин биз 19-әсирдики қәшқәр, йәркәнд, хотән, ақсу, турпан, лопнор қатарлиқ җайлардики уйғурларниң турмуш өрп-адәтлиридин, той-төкүнлири вә өлүм-йетим узутуш адәтлири, кийим –кечәклири, йемәк-ичмәклири вә башқилар һәққидә әтраплиқ мәлуматқа игә болимиз.

Униң қаришичә, рус алимлири уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитигә юқири баһа бәргән

Алимниң хуласә қилишичә, шәрқий түркистанни тәкшүргән рус сайәтчилири уйғурларға юқири баһа бәргән болуп, улар әйни вақитта қәшқәрийидики уйғур җәмийитидә әр-аялларниң баравәрлик дәриҗисиниң қошна оттура асияға қариғанда юқири икәнлики, уйғурларниң турмуш адәтлириниң илғарлиқини, уйғурларниң хитай –мәнчиң ишғалийәтчилириниң қаттиқ зулмиға учриғанлиқи, лекин уйғурларниң әмгәкчан, тиришчан, қол һүнәрвәнликкә маһир, ақ көңүл хәлқ икәнлики муәййәнләштүргән болуп, һәтта қазақ алими чоқан вәлиханоп, уйғурларниң өз мустәқил дөлитигә игә болған болса, башқа оттура асия хәлқлири ичигә әң тез тәрәққи қилиш вә уларниң башламчилиқ ролини ойнаш мумкинчиликигә игә икәнликини оттуриға қойған иди.

Мутәхәссисләрниң баһасидин қариғанда, гегел исһақопниң илмий сәвийиси юқири болуп, әсәрлирини қаттиқ илмий өлчәм билән йезишқан тиришқан, һәр хил мәнбәләрдин пайдилиниш вә уларни анализ қилишқа әһмийәт бәргән. Шуниң үчүн униң бир қисим әсәрлири көплигән алимларниң уйғур тарихи тәтқиқатида чоқум пайдилинидиған мәнбәләргә айланған икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.