"яш түркистан жорнилидин талланған мақалилар" намлиқ китап түркийидә нәширдин чиқти
2007.03.22
Аяз таһир түркистан идил- урал вәхпи тәрипидин нәшир қилинған яш түркистан жорнилидин талланған мақалиләр намлиқ китаб истанбулда нәширдин чиқти. Вәхп башлиқи түлай дуран ханим вә сабиқ дөләт министири профессор, доктор әхәт әндиҗанниң тәһрирлиши билән нәширгә тәйярланған бу китабқа 1929-йили берлинда нәшир қилинишқа башлиған яш түркистан жорнилида елан қилинған 119 мақалигә йәр берилгән.
Китабтики мақалиләр, түркистан билән мунасивәтлик сияси мақалиләр, түркистанниң иқтисади вәзийити һәққидики мақалиләр, маарип - мәдәнийәт, тил- әдәбият вә ахбарат билән мунасивәтлик мақалиләр, хәлқара сиясәткә мунасивәтлик мақалиләр, совет иттипақи билән мунасивәтлик сияси мақалиләр, түркийә билән мунасивәтлик мақалиләр, шәрқий түркистан билән мунасивәтлик мақалиләр, басмичилиқ һәрикити вә талланған мақалиләр қатарлиқ мавзуларға топланған. Китабқа тәңрибәрди язған шәрқий түркистан темисидики баш мақалә. Мустафа чоқайоғлуниң шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә, яш түркистан жорнилида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийити елан қилинди, һәбибул рахман әл багири язған шәрқий түркистан җумһурийити қәбинити, шәрқий түркистан җумһурийити әлчисиниң хети қатарлиқ 10 парчә мақалә киргүзүлгән.
Биз бу китаб һәққидә мәлумат елиш үчүн китабниң баш тәһрири түлай дуран ханим билән телефон зиярити елип бардуқ. У бу китабниң әһмийити үстидә тохтилип мундақ деди:
"Вәхпимиз тунҗи болуп 1997-йилида яш түркистан жорнилиниң оригиналини нәшир қилди. 2005-Йили йеңи түркистан жорнилидин талланған мақалиларни нәшир қилдуқ. Йеқинда болса яш түркистан жорнилидин талланған мақалиларни нәшир қилдуқ. Буларни нәшир қилдуруштики мәқситимиз идил-урал түркистан һәққидики тәтқиқат паалийәтлиригә ярдәм қилиш, йеңи нәсилләргә түркистанни өгитиштин ибарәт. 1927-1931 Йилиғичә истанбулда осман коҗаоғлу вә зекивелиди тоған тәрипидин чиқирилған йеңи түркистан жорнили билән 1929-йили берлиндә мустафа чоқай вә таһир чағатай тәрипидин нәшир қилинишқа башланған яш түркистан жорнилиға қарайдиған болсақ, иккилисиниң мәқситиниң бүйүк, мустәқил түркистан қуруп чиқиштин ибарәт икәнликини көрүвалалаймиз. Буларниң бу жорнални чиқириштики мәқсити, руслар билән хитайларниң түркистан хәлқигә елип бериватқан руслаштуруш вә хитайлаштуруш сияситигә қарши күрәш қилиш вә бу сиясәткә қарши яшларни йетиштүрүш иди. Бизниң бүгүнки мәқситимиз болса тарихта руслар билән хитайларниң түркистан хәлқигә қилғанлирини унуттурмаслиқтин ибарәт".
У бу китабни сетивалмақчи болғанларниң төвәндики йоллар арқилиқ өзлири билән алақилишиши керәкликини ейтти: биз бу китабни өзимизниң интернет адреси арқилиқ сетиватимиз. Интернет адресимиз idiltürkistan@yahoo.com Бу йәргә хәт йезип бизгә адресини билдүрүп, банка һесаб номуримизға 20 йеңи түрк лираси йәни 15 доллар әвәтсила болиду. Биз китабни адресигә әвәтип беримиз.
Биз йәнә китабниң тәрҗимә ишлиригә мәсул тәһрири, коч университети оқутқучиси тимур коҗаоғлу биләнму сөһбәт елип бардуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- явро асия өткили - шинҗаңниң тарихи (1)
- Woodrow Wilson Мәркизидә уйғур тарихий муһакимә йиғини
- "Хитай мәнбәлиридә шәрқтики түркий милләтләр тарихи" намлиқ әсәр истанбулда нәширдин чиқти
- "Һәқиқәтләр вә ялғанлар" намлиқ әсәр түркийидә нәшир қилинди
- "Йипәк йоли үстидики ғерип дөләт шәрқий түркистан" намлиқ китаб нәшир қилинди
- "Уйғур дөләтлири тарихи вә мәдәнийити" намлиқ әсәр истанбулда нәшир қилинди
- Көз йешида нәмләнгән земин" намлиқ әсәр истанбулда нәшир қилинди
- Түркийидә "қараханийлар" намлиқ китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән апторни зиярәт(2)