Зия сәмиди –йиллар сири (7)
2005.01.04

Мәрһум тарихий роман язғучиси зия сәмиди "йиллар сири" намлиқ романниң 3- 4-китаблирида йәнә тәрәққийпәрвәр, милләтпәрвәр уйғур зиялийлири билән коммунистик идийигә мәнсуп хитай зиялйлири оттурисидики идеолигийилик мәсилиләргә аит сөһбәтләр һәққидиму язған.
Әсәрдә асаслиқи лав пән вә җав җан қатарлиқ хитай зиялилириниң образи яритилған болуп, уларниң идийиси әйни вақиттики хитай коммунистлириниң миллий мәсилә, җүмлидин уйғурларниң кәлгүси сиясий тәқдиригә мунасивәтлик мурәккәп мәсилиләргә аит көз қарашлириниң вәкили сүпитидә гәвдиләндүрүлгән.
Уйғурлар дуч кәлгән тәсирләр
Мәлумки, уйғур ели өзиниң җуғрапийилик җайлишиш җәһәттин әзәлдинла әтрапидики башқа мәмликәтләр вә районлар билән қоюқ мунасивәттә болуп кәлгән .Уйғур елиниң тарихтин тартипла явро-асияниң сода-иқтисад вә мәдәнийәт алмаштурушниң түгүни болуштәк бу хил алаһидиликигә мунасивәтлик уйғур дияри даим өз әтрапиниң тәсиригә учриған һәмдә өз әтрапиға тәсир көрсәткән.
Уйғур хәлқи 20-әсирниң башлирида дуня йүзидә йүз бәргән өзгиришләр җүмлидин қошна оттура асиядики идеолигийилик өзгиришләрниң тәсиригә учримай қалмиди. Бу мәзгилдә түркий вә ислам алимидә мәйданға чиққан түрлүк сиясий пикир еқимлири вә мәпкурилар уйғур елиға кирип, өз тәсирини көрситишкә башлиған иди.

1931-1934-Йиллиридики кәң көләмлик қозғилаң мәғлуп болуп, шәрқий түркистан ислам җумһурийити совет иттипақиниң вастичилиқи билән ағдуриветилгәндин кейин, қийин ички вә ташқи бесимға дуч кәлгән уйғур милләтпәрвәрлири өз миллитиниң азадлиқ йоллирини издәшни давамлаштурди. Уйғур зиялийлири арисида түрлүк пикирләр вә көз қарашлар шәкилләнди.
Зия сәмиди романдики баш қәһриман заманни әнә шу миллий азадлиқ йолини издигүчи яшларниң символи сүпитидә гәвдиләндүргән болуп, заман әйни вақиттики түрлүк пикир еқимлирини шуниңдәк ташқи күчләрниң уйғурларниң тәқдиригә көрситиши мумкин болған иҗабий вә сәлбий тәсирлирини тәһлил қилишқа амрақ тәпәккур әһли сүпитидә мәйданға чиқиду.
30-Йилларда москваниң ярдими арқилиқ тәхткә чиққан шең шисәй өзини коммунист қилип көрситиш билән биргә өлкидә коммунистик пикир еқимлириниң баш көтиришигиму йол қойиду. Бу вақитта, хитай коммунистлири өзлирини наһайити илғар, милләтләрниң өз тәқдирини өзлири һәл қилишини қоллайдиған һәм ярдәм беридиған қилип тәшвиқ қилишни күчәйткән иди.
Пикир ихтилапи вә гуман
Зия сәмиди уйғур милләтпәрвәри заман билән хитай коммунисти лав пәнниң сөһбитини мундақ тәсвирләйду;
Уйғурларни шең шисәйниң сиясий тәшәббуслирини қобул қилишқа дәвәт қилған хитай коммунист лав пәнгә қәтий җаваб бәргән заман мундақ дәйду;
Заман- хәлқчил өзгириш дәп немини нәзәрдә тутуш керәк яки шең шисәйниң һакиммутләқлиғини шундақ атаймизму?
Лавпән- әсәбилириңни бас заман, хитай мәмурлириға нисбәтән ишәнмәсликиңниң күчлүк икәнликидин җәмийәттә йүз бериватқан иҗабий өзгиришләрни көргүң кәлмисә керәк?! мән башқичә қараймән. "Һәқиқәтни әмәлийәттин издәш керәк" дәгән пиринсип бар биз коммунистларда
Заман- бу гәпчә шең шисәйни коммунист вә маркисист демәкчи боламсән?
Заман билән лав пәнниң бир мәйдан муназирисиниң ахирисида сөһбәт миллий мәсилигә берип тақишиду .Лав пән "шинҗаңға" хитай коммунистлириниң келидиғанлиқи, уларниң һәр қайси хизмәтләрни зиммисигә алидиғанлиқи нәтиҗидә шинҗаң хәлқиниң арзу-арманлириниң әмәлгә ашидиғанлиқини тәриплигәндә заман қәтийлик вә ишәнмәслик билән мундақ дәп сорайду;
Заман – демәк, миллий мәсилә миллий мухтарийәт йолға қоюлиду демәкчиму сән? у һалда советләр иттипақидики өзбәк, қазақ, қирғиз вә башқа қериндаш милләтләргә охшаш биздиму уйғуристан болидикәндә?
Лав пән бу соалға мүҗимәл һәм җавабкарлиқтин өзини қачурған қияпәттә қисқа қилип мундақ җаваб бериду;
Лав пән- тәхминән. Шәкли қайси тәриқидә болушини һазирчә ениқ ейталмаймән. Келәчәктә миллий мухтарийәт җари қилиниши тәһқиқ.
Зия сәмидиниң қәлими астидики заман лав пәнниң мүҗимәллики һәққидә мундақ ойлайду; "хитай ком партийиси рәһбәрликидә хәлқ азадлиқ инқилаби ғәлбә қазинип, хитай хәлқ җумһурийити қурулуши билән миллий районларда мухтарийәт җари қилиниду. Силәр уйғурлар уйғуристан болисиләр дәп немишкә петинип ейталмайду мениң бу ишәңән йолдишим лав пән? бәлки булар өзичә "хитайчә мухтарийәт кәшип қиламдикин? "
Заманниң мурәккәп ойлири вә күзитишлиридин өзини чәткә алған лав пән сөһбәт темилирини башқа яққа бурайду. Ахирида у заманни узутуп чиқип, уни өзиниң коляска һарвисида өйигә апирип қоюшқа тәклип қилиду әмма заман буни рәт қилип пиядә кетиду. Лав пән у кәткәндин кейин, заман һәққидә ойлап униңға мундақ баһа бериду. - "Атишин милләтпәрвәрләр !"
Зия сәмиди җав җан исимлик йәнә бир нәпәр хитай зиялисиниң тили арқилиқ хитай коммунистлириниң символи һесабланған лав пәнниң уйғурларниң тәқдири һәққидики түп көз қариши җүмлидин хитай коммунистлириниң түп нуқтиинәзири һәққидики баһасини оттуриға қойиду. Җав җан лав пәнниң вә хитай ком партийисиниң уйғурларниң сиясий тәқдиригә аит идийисигә характеристика берип мундақ дәйду;
" Лав пән саңа миллий мәсилиниң келәчәк мәнзирисини қанчилик йорутуп бәрдикин? лекин, маңа ейтип беришидин шу нәрсә рошәнки, уйғур хәлқи җуғрапийә –земин шараити вә тарихий мунасивәтләргә асасән, хитайлар билән бир пүтүн дөләт һимайисидә яшишиши керәк..."
Заманни гуманға салған вәдиләр
Зия сәмиди әсиридә әйни вақитта хитай коммунистлириниң милләтләрниң өз тәқдирини өзлири һәл қилиш һоқуқини тәшәббус қилған вә милләтләрниң азадлиқини қоллайдиғанлиқини баштин ахири тәкитлигән болсиму лекин, буниң әмәлийәткә тоғра кәлмигәнликини көрситишқа тиришқан.
Һәқиқәтән хитай ком партийисиниң тарихиға аит материяллардин ашкарилинишичә; хитай компартийиси қурулған күнидин тартип таки 1949-йилиғичә милләтләрниң өз тәқдирини өзлири һәл қилиш һоқуқини тәкитлигән. Ком партийиниң 1949-йилидин илгири өткүзилгән қурултайлирида вә қобул қилған сиясий программилирида бу нуқта оттуриға қоюлған. Хитай коммунистлири әйни чағларда өзлирини наһайити илғар, милләтләрниң өз тәқдирини өзлири һәл қилишини қоллайдиған һәм ярдәм беридиған қилип тәшвиқ қилған вә образини тикләшкә тиришқан болуп, һәтта 1934-йили хитай коммунистлириниң тунҗи һакимийити җуңхуа совет җумһурийитиниң руйҗиндә ечилған қурултийида қобул қилинған асасий қанунидиму "уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң халиса җуңхуа совет җумһурийити тәркибидә қелиш, халиса чиқип кетип, өзлириниң айрим һакимийитини қуруш һоқуқи" барлиқини бекитилгәнлики мәлум. Лекин, 1949-йили хитай коммунистлири толуқ ғәлбә қилип, һакимийәтни игилигәндин һәмдә хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин, милләтләрниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқи миллий сиясий программа күн тәртипидин қалдурулған.
Зия сәмиди әсиридә уйғурларниң тәқдириниң ички-ташқи амиллар билән мунасивәтлик икәнликини, советләр иттипақи коммунистлириниң уйғурларниң тәқдириниң сирлири билән бивастә бағлинишлиқ икәнликини йорутиду.
Зия сәмидиниң өз романиниң намини "йиллар сири" дәп қоюшиму дәл уйғурларниң мурәккәп вә паҗиәлик сиясий тәқдириниң сирлирини ечип беришкә қаритилған болуп, у китабханларни уйғурларниң қисмәтлириниң һәқиқий маһийити һәққидә ойлинишқа, тәпәккүр қилишқа дәвәт қилиду.(Үмидвар)