Зия сәмиди-йиллар сири (9)
2005.01.18

Атақлиқ язғучи зия сәмидиниң "йиллар сири" намлиқ романиниң ахирқи баблирида алдамчилиқ васитилири билән өлкиниң һакимийитини толуқ қолға киргүзүвалған шең шисәйниң "алтә бүйүк сиясәт" дегәндәк ялған шоарларни көтирип чиқип, әмәлийәттә астирттин қозғилаңчилар рәһбәрлири, миллий зиялийлар үстидин назарәт қилишни күчәйтишкә, рәсмийәт үчүн вақитлиқ берилгән азғина һоқуқларни қайтидин тартивелишқа тиришип, мустәбит сиясәтләрни әмәлгә ашурғанлиқи көрситилгән.
Һилигәр вә йүзсиз шең шисәй
Аптор алди билән қәшқәрдики маһмут муһити билән шең шисәйниң күрәшлири һәққидә баян қилиду. Илгири маһмут муһити сөз қилғанда һәммигә мақул дәп туридиған "җәнубий шинҗаң бойичә һәрбий қисимларниң баш қомандани вә қошумчә қәшқәр һәрбий гарнизониниң қомандани лю бин" мана әмди һакимийәт пүтүнләй дегүдәк шең шисәйниң қолиға өткән вә мустәһкәмләнгәндин кейин, маһмут муһитиниң сөзини анчә аңлимайдиған һәтта уни нәзәргә алмайдиған болувалиду. Зия сәмиди бу һәқтә мундақ дәп язиду;
"Әгәр бурунларда маһмут шәвкәт өзиниң вәзиписи болмиш миллий дивизийә қомандани лавазимидин башқа йәнә қәшқәрийиниң мүлки-мәмурий ишлириға даир мәсилиләрни бир тәрәп қилишта һәл қилғуч авазға игә болуп кәлгән болса, әмдиликтә уни аста-аста аҗизлитишқа башлаш билән биллә, униң әтрапидики таянч кадирлириниму һәр түрлүк баһанә-сәвәбләр арқилиқ чәтләштүрүшкә, айришқа җиддий тутуш қилинди. Җүмлидин 1934-йили һәрбий тәлим –тәрбийә елиш үчүн ташкәнткә әвәтилгән қурбан сәиди, қурбан нияз шаһиди, әхмәт мәсүм, сайимахун, абдулла әпәндиләр бир йил тәлим елип қайтип кәлгән болсиму, уларниң көз қарашлирида аз тола өзгиришләр болғанлиқи маһмут муһитини тәшвишкә салди"
Зия сәмиди йәнә мәккар шең шисәйниң маһмут муһитини ялғуз қалдуруш, ахирида уни йоқитиш үчүн униң йенидики ишәнчилик вә қабил кишилиридин бир қисимлирини мәсилән, полк командири полат, бригадә командири тохти, һәмдәм бәг һаҗи, абдурахман қатарлиқ қоманданларни үрүмчигә чақиривелип тәрбийиләш һәм һоқуқини өстүрүш йоли билән уларни нәзәрбәнд астиға алғанлиқи, һәтта маһмут муһитиниң бәзи ишәнчилик кишилириниң шең шисәйниң алдам халтисиға чүшүп, униңдин йүз өрүгәнлики һәққидә баян қилған.
Җаллатниң һийлиси ишқа ашмиди
Шең шисәй йәнә маһмут муһитиниму үрүмчигә әкивелип, бирақла йоқитиш мәқситидә хоҗа нияз һаҗимни васитә қилиш арқилиқ уни көп қетим үрүмчигә чақириду, лекин һушяр маһмут муһити шең шисәйниң бу һийлисигә алданмайду нәтиҗидә маһмут муһити билән шең шисәй арисида бир мәйдан кәскин сиясий вә тактика күриши әвҗи алиду.
Зия сәмидиниң баян қилишичә, маһмут муһити вә униң қоманданлиқидики сабиқ миллий азадлиқ күрәш қозғилаңчилиридин тәшкилләнгән шуниңдәк күнсайин мумтизимлишип күчийиватқан уйғур қошунлири шең шисәйниң көзигә қадалған миқ иди.У, бу қошунни йоқитиветишниң түрлүк амаллирини издәйти, чүнки шең шисәйниң нәзиридә уйғурларниң өз армийисигә игә болуши, уларниң миллий ғорурини ашурупла қалмастин бәлки, уларниң техиму зор һоқуқларни дава қилиши һәтта бу һоқуқларни қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қилишида муһим таянч иди. Шең шисәй қатарлиқ хитай милитаристлири әслидә һеч қачан уйғурларниң өз армийисигә игә болушини қәтий халимисиму, лекин вақтинчә вәзийәтни контрол қилиш, өз һакимийитини мустәһкәмләш үчүн хоҗа нияз һаҗим башчилиқидики вә башқа уйғур қозғилаңчилирини бирләштүрүп, 6-дивизийә нами билән қәшқәрдә турғузған иди.
Совет иттипақи-шең шисәйниң һимайичиси
Зия сәмиди йәнә "йиллар сири" намлиқ романида шең шисәйниң һакимийәтни игилишида муһим рол ойниған совет иттипақиниң һәрбий, сиясий, иқтисадий вә башқа саһәләргә аит мәслиһәтчиләрни шең шисәй һөкүмитигә әвәткәнлики, совет иттипақиниң йәнә шең шисәй билән бирлишип, рәбалко кейинчә обухоп исимлик генераллирини маһмут муһитигә мушавур вә һәрбий мәслиһәтчи сүпитидә тәйинләп әвәтиш арқилиқ маһмут муһити қошунини ичкий җәһәттин бузуш вә парчилаш елип барғанлиқи һәққидиму тохталған. Бу совет мәслиһәтчилири әмәлийәттә қәшқәрниң омумий вәзийитини қамал қилиш вәзиписиниму өз үстигә алған болуп, җасуслуқ васитилирини кәң йолға қойған икән.
Зия сәмидиниң йезишичә; маһмут муһити әнә шундақ түрлүк вә қатму-қат бесим түпәйлидин ишәнчилик адәмлиридин бир-бириләп айрилиду. Қәшқәрдики маһмут муһити тәрәпдарлири вә милләтпәрвәр зиялийларму көпләп қолға елинип, муһитиниң әтрапи арилаштурулиду.
Бир тәрәптин совет иттипақи , йәнә бир тәрәптин шең шисәйниң қатму-қат бесимлири астида қалған маһмут муһити өзиниң вә милләтниң чиқиш йолини издәшни давамлаштуриду. У әйни вақиттики хәлқара вәзийәт җүмлидин өлкә вәзийитини тәһлил қилиш арқилиқ, совет иттипақиниң уйғурларниң мустәқиллиқини қоллимайла қалмастин бәлки, уни тосайдиған вә шең шисәйгә маслишип, йоқитидиған әң зор күч икәнликини тонуп йетиду. Шуниң үчүн униң совет иттипақиға болған гумани вә ишәнмәслики техиму ешипла қалмастин бәлки, униңға қарши туруп, совет вә шең шисәй тәрәпдарлирини җазалайду. Бир тәрәптин йәнә өз һөрмити вә миллий ғорурини сақлап, шең шисәй һәм лю бин қатарлиқларға баш әгмәй, уйғурларниң миллий мәнпәәтлирини қоғдаш, мәдәний-маарипни раваҗландуруп, хәлқниң еңини ойғитиш паалийәтлирини изчил давамлаштуриду. (Үмидвар)