Елизабит економй: хитайдики екологийилик муһит мәсилиси иқтисад вә җәмийәт муқимлиқиға күчлүк риқабәтләрни туғдуриду
2011.06.14
Хитайниң 2010-йилдики екологийилик әһвали баһаланған йиллиқ муһит доклати 3-июн елан қилинған иди. Доклатни хитай екологийилик муһитини қоғдаш министирлиқи елан қилған.
Бу доклатта хитайдики су вә һава сүпитидә яхшилиниш барлиққа кәлгәнлики илгири сүрүлгән болсиму, әмма мәзкур доклатни елан қилиш мунасивити билән чақирилған йиғинда хитайниң екологийилик муһитини қоғдаш министирлиқи муавин министири ли гәнҗйе муһитқа алақидар йәнә нурғун мәсилиләрниң мәвҗутлуқи вә башқурушниң йетәрсизликини оттуриға қойди.
Ли йиғинда: омумий екологийилик муһит әһвали йәнила бәк еғир, қийинчилиқ вә риқабәтләрму көп, деди.
Ундақта хитай екологийиси дуч келидиған риқабәтләр қайси? бу хилдики риқабәтләр үстидә хитай даирилири ениқ тохталмиған болғачқа, хитай екологийиси билән йеқиндин тонуш мутәхәссисләрниң бу һәқтики пикрини аңлап көрүш зиянлиқ болмиса керәк.
Хитайдики муһит мәсилиси һәққидә узундин бери көп тәтқиқатларни қилған мутәхәссис елизабит економй ханимниң қаришичә, хитай екологийиси дуч келидиған риқабәтләр хитайдики санаәт тәрәққияти билән мунасивәтлик болупла қалмастин, бәлки чириклик, сиясий түзүлмә қатарлиқларғиму биваситә четишлиқ икән.
Економй ханим мундақ деди: Хитай екологийилик муһитини қоғдаш министирлиқиниңла әмәс, бәлки хитайдики өсүмлүк, һайванат тәтқиқати билән шуғуллинидиған органларниңму сиясий һоқуқи йоқ дейәрлик. Шуңа хитайдики көләмлик санаәт тәрәққият қурулушиға қарши биологийилик көп хиллиқни қоғдашни тәкитләш, муһит қоғдиғучилириға нисбәтән бәкму қейин мәсилидур.
Елизабит економй ханим америкиға җайлашқан ташқи мунасивәтләр мәслиһәт бериш тәтқиқат җәмийитидики мутәхәссисләрниң бири болуп, у илгири хитайдики су мәнбәлириниң булғинишиға алақидар “қара рәңлик дәря: хитайниң кәлгүси дуч келидиған екологийилик риқабәтләр” намлиқ китабни язған. Бу китаб америкида мукапатқа еришкән иди.
Елизабит економй ханимниң қаришичә, хитай өткән нәччә он йилдин буян пәқәт иқтисадий йүксилишнила тәкитләп, муһит қоғдашни хиялиғиму кәлтүрмигән. Бу хил хаһишлар хитай нөвәттә дуч келиватқан екологийилик булғиниш мәсилиси вә униңға яндашқан җәмийәт муқимлиқи мәсилисини кәлтүрүп чиқарған. Нәтиҗидә, җәмийәт муқимлиқи мәсилиси хитай һөкүмитиниң диққитини тартқан.
Елизабит ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди: хитай һөкүмити өткән бир нәччә йилдин буян екологийилик булғиниш мәсилилиригә пәқәт статистикилиқ мәлуматлардики қорқунчлуқ рәқәмләр түпәйли диққитини ағдурупла қалмастин, бәлки хитайниң һәр қайси җайлирида йүз бериватқан муқимсизлиқ мәсилиси, екологийиниң хитай иқтисадиға вә омумий хәлқ сағламлиқиға көрсәткән тәсири түпәйлидин муһит мәсилисигә диққәт қилишқа башлиди.
Хитай муавин министири ли гәнҗйе хитайда тәбиий енергийә мәнбәлириниң хораватқанлиқини илгири сүрди вә: хитайдики мәйнәт санаәт базилириниң шәһәрләрдин йезиларға йөткилиши билән йезиларму булғинишқа башлиди, деди.
Ли йәнә, бәзи районларниң толиму назук икәнликини шундақ районларда тәрәққият вә ечиш қурулуши елип беришини чәкләйдиғанлиқини, шундақтиму хитайдики бәзи органларниң муһит министирлиқиниң тәстиқсизла бәзи қурулушларни елип бериватқанлиқини, хитайда кәлгүсидә буни чәкләйдиған қанун түзүлүши керәкликини илгири сүрди.
Линиң бу пикрини қоллайдиғанлиқини билдүргән елизабит економй ханим, хитайда екологийилик муһитни қоғдашни һәқиқий капаләткә игә қилиш үчүн, түзүлмә ислаһат елип беришниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.
У мундақ деди: буни һәл қилиш үчүн, алди билән муһитни қоғдашқа мәбләғни көпрәк аҗритиш керәк. Иккинчидин муһит хадимлирини көпләп йетиштүрүш керәк. Нөвәттә хитайда бу саһәдики мутәхәссисләр бәк аз. Үчинчиси бу, хитайдики һөкүмәт түзүлмисидә кәскин вә негизлик ислаһат елип беришни шәрт қилиду. Буниң үчүн алди билән қанун билән идарә қилиш, һөкүмәт башқуруштики очуқ-ашкарилиқ, һөкүмәтсиз органлар, әркин ахбарат қатарлиқлар барлиққа келиши керәк.
Елизабит економй ханим йәнә хитайниң ғәрбни ечиш сиясити вә уйғур елидики тәрәққият қурулуши һәққидә тохталди. Ундақта уйғур елидики екологийилик муһит қандақ риқабәтләргә дуч кәлмәктә? бу һәқтики мәзмунларға қизиқсиңиз, елизабит економй ханим билән өткүзгән сөһбәтниң давамиға диққәт бәргәйсиз.