Һүсәнҗан: әйдиз инсанлар тәвбә қилғанда йоқилиду
2011.11.30
Голландийидә яшаватқан һүсәнҗан әпәндим бу мәсилә һәққидә билгәнлирини һәмдусана оқуш билән биргә мусибәткә дучар болғанларға дуа қилип туруп шундақ аңлатти.
-Аллаһқа һәмдилирмиз, пәйғәмбәр сәлләһу әләйһи вәсәлләмгә дурут вә салмимиз болсун. Бүгүн әйдиз күни мунасивити билән инсанлар ичидә ямраватқан әйдиз кесилидин ибарәт бу вабадин, улуғ пәрвәрдигаримизниң пүткүл инсанийәт дунясини қутулдурувелишни сораймән вә бу кесәлни юқтурувалған миңлиған бигунаһ инсанларға алланиң шипалиқ беришини үмид қилимән.
У әйдиз баласини, илаһи дәстурларда баян қилинған реал вәқәләр вә уларниң һалакити билән дәлилләп, мундақ деди:
-Әйдиз, сарис, сифлис, дегәндәк бу вабалар йеқинқи йиллардин бири инсанлар арисиға тарқилишқа башлиди. Буни шундақ дейишкә болидуки; бу пәрвәрдигарниң һәддидин ашқан қувумләргә бәргән җазасиниң бир қисми. Йәни инсанийәт дунясиға берилгән агаһландуруш. Алла қуран кәримидә инсанларниң яман қилмишлири түпәйли қуруқлуқта вә деңизда апәт йүз беришкә башлиди. Дәп инсанларниң арисиға мундақ кесәлләрниң тарқилишни һәрхил апәтләрниң көпийишни инсанларниң яман қилмишлири йәни гунаһ мәишәткә петип яратқучисидин йирақлашқанлиқи түпәйлидин болуватқанлиқини алла бизгә агаһландуруш характеридә дәп бериватиду. Һалбуки бәндиләр болса ғәпләттә алланиң айәтлиригә қулақ салмайватиду. Шуниң үчүн гунаһ мәишәтләр балайиапәтләр билән нәтиҗилиниватиду.
Һүсәнҗан, әхлақ кризисиниң бәдили болуватқан бу хил риякарлиқниң тарихтики бүйүк үлгилири һәққидә мисаллар кәлтүрүп, униң һәққидә чиқирилған қуран-һәдисниң һөкүмлирини мундақ аңлатти.
-Бу хил балалар йеқинқи йиллардила йүз бәргән бир иш әмәс. Бәлки, бурунқи үммәтләрдиму көрүлгән. Мәсилән: лут әләйһиссаламниң қовмиму алланиң буйруқидин йүз өрүп зинайи-залалатләргә петип, ливатә әвҗ алған вақтида, лот қовминиң шу вақиттики пәйғәмбири лут әләйһиссалам, уларни ливатә (бәччивазлиқ қилиш яки җинисдашлар ара муһәббәтләшмәк) қилмаслиққа чақирған. Йәни “... Алла силәргә шунчә гүзәл қизларни хотунлуққа елишқа буйруса, силәр немишқа әрләр билән әрләр той қилисиләр?” дәп уларға алланиң җазаси чүшидиғанлиқи билән агаһландурған. Шу вақиттики у милләт пәйғәмбириниң бу сөзлиригә қулақ салмиған. Ахирида алланиң җазаси уларға әвәтилгән. Исламниң қануни болған қуран кәримидә: “өткән үммәтләрниң бу хил һалакити баян қилиниш арқилиқ алла бизләргә, силәрму зина залаләткә патсаңлар, ливатә қилсаңлар шу лутниң қовмиға охшаш қисмәткә дучар болисиләр яки ундинму қаттиқ азаб силәрни қоршивалиду” дәп агаһландуруш бәргән.
Пәйғәмбәр әләйһиссалам 1400 йилниң алдидила бу хил кесәлликләрниң оттуриға чиқишидин үммәтни агаһландурған. Ибни маҗә ривайәт қилған “сәһи һәдис” та: “бир қовмда паһишә ашкара болғанда һәтта униң еланлири һәр йәргә тарқалғанда, уларниң ичидә ата бовилириниң арисида болуп бақмиған ваба вә ағриқлар тарқилип кетиду.” дәйду. Мана бу һәдис бу кесәлләрниң оттуриға чиқишиға қарши исламниң бизгә бәргән әң чоң агаһландурушлириниң биридур.
У йәнә әйдиз кесилиниң келип чиқиши вә тарқилиши һәққидә тохтилип:
-Тунҗи әйдиз бимари 1983 йили франсийидә байқалди. Бу киши ливатичи иди. Йәни бәччиваз. Ливатичилиқ-динимизда қаттиқи чәкләнгән бир гунаһ. Ундин бир йил кейин бу кесәл америкида байқалди. Шундақ қилип пүтүн дуняға тарқалди. Һәтта вәтинимиз шәрқий түркистандиму тиз сүрәттә ямрашқа башлиди, деди.
Әйдиз вируси байқалғандин кейин дунядики мәшһур тәтқиқатчи дохтурлар, бу вирусқа қарши дора үчүн 25 йилдин бири қаттиқ издиниватиду. Инсанийәт дунясида бу вабалар пәйда болғандин кейин, һәммә сәпәрвәрликкә келип бу кесәлликниң алдини елишқа теришиватиду. Һәрхил усуллар үстидә издиниватидию, әмма кесәлгә гириптар болғучиларниң сани йилдин-йилға көпийиватиду. Бу немә үчүн?
-Буниң сәвәби шуки: әйдиз, сифлис кәби кесәлликләрни кәлтүрүп чиқиридиған мәнбәләр үнүмлүк бир шәкилдә тосалмайватиду. Қуран вә һәдисниң һөкүми бойичә бу үммәт? өткәнки үммәтләрниң һалидин ибрәт елиши керәк иди. Инсанийәт дунясини вәйран қиливатқан бу хил сифлис, әйдиз кесәлликлириниң келип чиқишиға сәвәб болуватқан амилларни йоқ қилиши, омумйүзлүк ислаһ қилиши керәк иди. Әлвәттә, әйдизниң юқуш йоллиридин бири болған зәһәрлик чекимлик, пүтүн дуня миқясида охшаш шәкилдә чәкләнди. Буниңға қарши дөләтләрдә қанунлар чиқирилди. Бир тәрәптин пүтүн һөкүмәт вә хәлқ аммиси ортақ хизмәт қиливатиду. Әпсус әйдиз вирусиниң келип чиқиш мәнбәси болған паһишиханилар, ливатә қилиш-әр билән әр той қилиш қатарлиқ ишларға қарши туруш уяқта турсун; бәлки, қанунлишиватиду. Бу хил мәнбәләрдин инсанлар арисида кесәлликләрниң тарқилишиға техиму кәң йол ечиливатиду. Йеғип ейтқанда: инсанлар алланиң буйруқиға қарши әң чоң хаталиққа қарап меңиватиду.
У сөһбәт ахирида әйдиз баласидин қачан вә қандақ қутулғили болидиғанлиқи һәққидә өз көз қаришини хуласиләп: пәйғәмбәр әләйһиссаламниң; һәр қандақ кесәлниң шипаси болиду. Дегән һәдиси бар. Инсанлар зина-паһишдин йирақ болғанда, ливатиләр(бәччивазлиқ қилғучилар яки җинисдашлар ара муһәббәтләшкүчиләр дегән мәнидә) сүпүрүлгәндә, зәһәрлик чекимликләр йоқитилғанда бу хил кесәлликләрниң йилтизи қуруйду. Инсанлар аллаһқа тәвбә қилғанда, аллаһқа йеқинлашқанда, пәрвәрдигаримиз бу вабаларға бир шипалиқ әвәткүси, деди.