Лаври гарет: хитайда әйдиз юқумдарлири йәнила бәк кәмситилиду
2011.06.08
Йиғинда әйдиз вируси вә әйдиз кесәлликниң айларға көрситиватқан тәсири вә ханим-қизлар бу җәһәттә йолуқуватқан риқабәтләр һәққидә әтраплиқ муһакимиләр елип берилди. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған уйғур паалийәтчиләрму уйғур елидә әйдизниң алдини елиш үчүн аялларни тәрбийиләшниң зөрүрлүкини илгири сүрди.
7-Июндин башлап бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ечиливатқан әйдиз қурултийи 10-июнғичә давам қилиду. Бу нөвәтлик әйдиз қурултийиға һәр қайси әлләрниң юқири дәриҗилик дипломатлири, президент ханимлири, әйдиз паалийәтчилири вә әйдиз қурбанлири қатнишип, өз дөлитиниң әйдиз әһвали һәққидә пикир баян қилди.
Йиғинниң ечилиш мурасимида сөзгә чиққан б д т баш катипи бан кимун бу нөвәт хәлқара җәмийәтниң әйдизгә тақабил туруш үчүн әмәс, бәлки әйдизни пүтүнләй йоқитиш үчүн бир йәргә җәм болғанлиқини билдүрди.
Әйдиздин юқумлиниш, әйдиз билән һаятидин айрилиш вә әйдиз кесили барлиқи үчүн кәмситилиш әһваллирини тамамән йоқитиш имканийити барлиқини оттуриға қойған бан кимун буниң үчүн конкретни тәдбирләрни елиш лазимлиқини илгири сүрди.
У мундақ деди: бүгүнки бу тарихий йиғин бир һәрикәт чақириқи. Алди билән биз илгири көрүлүп бақмиған дәриҗидики дуняви һәмкарлиққа моһтаҗ. Бу әйдиз вирусни 2015-йилиғичә тосидиған вә давалайдиған һәқиқий чарә билән тәмин етиду.
Банкимун йәнә, әйдизниң алдини елиш вә давалаш мулазимитиниң баһасини төвәнлитиш, әйдизгә тақабил турушта яшларни һәрикәткә кәлтүрүш пикрини оттуриға қойди.
Банкимун бу нуқтиларниң ичидә кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә тилға алди.
У мундақ деди: биз әйдизгә тақабил туруш җәрянида чоқум ханим-қизларниң сағламлиқи, қәдир қиммити, кишилик һоқуқи вә хәвпсизликини чоқум капаләткә игә қилишимиз керәк.
Хитайму әйдиз бир қәдәр тиз ямриған дөләтләрниң бири.
Йиғинда сөзгә чиққан бирләшкән дөләтләр тәшкилати әйдиз ишлар комитети директори майкил сидиби әйдизниң алдини елишта хитай, җәнубий африқа вә һиндистанларниң көп күчигәнликини илгири сүрди.
Ундақта хитайда әйдиз бимарлириниң һоқуқни қанчилик капаләткә игә қилиниду?
Хитайдики әйдиз әһвали тоғрисида зияритимизни қилған мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай әйдизниң алдини елишта бәзи хизмәтләрни ишлигән болсиму, хитайда әйдиз бимарлири йәнила еғир кәмситишкә учрайдикән.
Бу һәқтә тохталған ташиқи мунасивәтләр мәслиһәт бериш тәтқиқат институтидики шәрқий асия әйдиз ишлар мутәхәссиси лаври гарет хитайниң бу җәһәттики өлчәмләрдин наһайитиму йирақта икәнликини көрсәтти.
Ташиқи мунасивәтләр мәслиһәт бериш тәтқиқат институти америкиға җайлашқан һөкүмәткә тәвә болмиған тәшкилат болуп, ташқи мунасивәт мәсилилиридә муһакимә, тәқризләрни елан қилидиған тәтқиқат оргини.
Лаври гарет ханим мундақ деди: омумий җәһәттин елип барған көзитишимизгә қариғанда, хитайниң кишилик һоқуқ тәрәптә басидиған мусаписи толиму узақ. Хитайда әйдиз юқумдарлири йәнила бәк кәмситилиду. Әйдиз тәһдитигә алаһидә учрайдиған шәхсләрму бәк төвән көрүлиду. Улар әйдиз мулазимитидин бәһримән болуш, тәкшүртүш җәһәтләрдә еғир қийинчилиқларға учрайду.
Мәлум болушичә, нөвәттә дуняда әйдиз билән юқумланған адәм сани 34 милйон болуп, буларниң 52 пирсәнтини ханим-қизлар тәшкил қилидикән.
Бу җәһәттики мәсилиләр үстидә 7-июн кәчқурун бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш штабида “аяллар садаси” намлиқ доклатни елан қилиш йиғини өткүзүлди.
Бу б д т да чақирилған әйдиз қурултийиниң асаслиқ мәқсити әйдизниң әң қаттиқ зиянкәшликигә учриғучи ханим-қизларни тәрбийиләш, уларниң һоқуқ вә сағламлиқ еңини өстүрүшкә мәркәзләшкән.
Шәрқий асия әйдиз мутәхәссис лаври гарет ханимниң билдүрүшичә, аяллар әйдизниң әң еғир зиянкәшликигә учриғучи топ болупла қалмастин, әң еғир кәмситишкә учриғучи топ икән. Униң билдүрүшичә, аяллар әрлиригә шунчә садиқ болған тәқдирдиму әрлири һәрхил йоллар билән юқтурувалған әйдиз вирусини аялиға йоқтуридикән; аяллар балилириға юқтуридикән, шуниң билән бу аял вә балилар әйдизниң қурбаниға айлинидикән.
Бу һәқтә тохталған уйғур америка җәмийити аяллар комитетидики паалийәтчи зубәйрә ханимниң билдүрүшичә, бу хил әһвал уйғур елидиму охшаш икән.
Зубәйрә ханимниң билдүрүшичә, йәнә хитай һөкүмитиниң сиясий җәһәттә көңүл бөлмәслики уйғур елидики әйдиз вәзийитини техиму еғирлаштурған.
Бу һәқтә тохталған лаври гарет ханимниң ейтишичә, мәлум бир дөләттики кәмситилишкә учрайдиған аз санлиқ милләт топиға тәвә кишиләр әйдиз билән юқумланған болса, уларниң әһвали техиму чатақ болидикән.
У мундақ деди: мениңчә, хитайда кишиләр, аз санлиқ милләт гурупписиға тәвә болуши, яшаш муһити вә киримидики пәрқ түпәйли охшимайдиған кәмситишләргә учрайду. Әгәр бундақ кишиләр әйдиз вируси билән юқумланған болса, булар учрайдиған кәмситиш дәриҗидин ташқири еғир болиду.
Ундақта, хитайдики бу хил әһвалларни йоқитиш үчүн қандақ қилиш керәк? уйғур елидичу?
Зубәйрә ханим бу һәқтә тохтилип, уйғур хәлқи һөкүмәт вә сиясәтниң ярдимигә еришәлмигән шараитта өзини-өзи тәрбийиләш, өзини-өзи тоғра йолға йетәкләш йолини тутуши керәк, дәп көрсәтти.
Лаври гарет ханим болса, хитай һөкүмитиниң нөвәттә әйдизниң алдини елишқа бурунқиға қариғанда мәбләғни бир қәдәр көпәйткәнликини, бу бир яхши әһвал болсиму, хитайда йәнә аммиви тәшкилатларниң ролини күчәйтиш, уларға һоқуқ бериш қатарлиқларниңму әйдизни тизгинләштә интайин үнүмлүк рол ойнайдиғанлиқини илгири сүрди.