Уйғур елидә балилар яқтуруп йәватқан бәзи гөш түридики йемәкләр немидин ясалған?
2011.02.02
Уйғур тор бәтлиридә қизиқ нуқта болуватқан "сиз чашқан гөшини йәнә қанчә вақит йемәкчи ", " уйғур қериндашларға җиддий сигнал", " балилиримиз немиләрни истемал қилмақта" дегәнгә охшаш темилардики муназириләрдин, хитайда паш болған чашқан гөшидин калбаса, йәни "хотүйчаң" ясап сетиш вәқәлириниң уйғурлар арисида зор ғулғула болуватқанлиқи мәлум.
Йеқиндин буян, уйғур тор бәтлиридә, уйғурлар истемал қиливатқан тәйяр йемәкликләр, болупму калбаса, йәни хитайчә хотүйчаң дәп атилидиған пишшиқлап ишләнгән гөш түридики йемәкликләрниң сүпәт мәсилиси һәққидә нурғун язмилар чапланди. Бу темидики язмиларда, бир қанчә һәптә илгири хитайниң өлкисидә бир чашқан бақидиған җайниң байқалғанлиқи, қизиқ нуқта программисиниң мухбири чашқан баққучилардин бу чашқанларни беқип немә қилидиғанлиқини сориғанда, техиму кишини чөчүткүдәк җавабқа еришкәнлики йәни чашқан баққучиларниң мухбирға чашқан баққанда тәннәрхи башқа һайванларни баққандин җиқ төвән болғачқа, чашқанларниң терисини кийимләрниң яқисиға, гөшини болса түрлүк калбаса йәни хитайчә хотүйчаңға охшаш тәйяр йемәклик ишләшкә хам әшя қилидиғанлиқини ейтқанлиқи йезилған.
Һәтта, хотүйчаң ясаш тәпсилати сүрәткә елинип чүшәндүрүлгән. Чашқан баққучилар, сәмритилгән чашқанларниң аввал терисини айриғандин кейин, гөш вә устиханлирини езип ун билән арилаштуруп юғуридикән, андин тоху гөши тәмлик (җирувчаң) игә тоху тәмлик тетитқу таллиқини, кала гөши тәмликигә кала гөши тетитқу талқинини, чошқа гөши тәмликигә чошқиниңкини арилаштуруп һорда пишурғандин кейин, бармақтәк томлуқта кесип, түрлүк маркилиқ хотүйчаң халтилириға қачилап тәйярлайдикән-дә, у чоң - кичик талла базарларда, кишиләр,һәтта балилар кәң истемал қиливатқан тәйяр калбасаларға айлинидикән.
Бу, аңлимаққа һалал йемәкликләрни истемал қилған уйғурларниң һаятидин йирақ темидәк көрүнсиму әмәлийәттә, уйғурлар чошқа гөшидин ясалған дәп йезилған хотүййчаңни истемал қилмисиму, әмма кала вә тоху тәмлик тәйяр гөш йемәкликлири йәни хитайчә нюручаң, җиручаң дегәндәк калбаса түридики йемәкликләр қисмән уйғурларниңму истемалиға айланған. Униң қачилиниши әплик, баһаси әрзан болғачқа, нурғун балилар яхши көрүп йәйдикән. Шуңа мәзкур хәвәр уйғурлардиму бәлгилик тәсир қозғиған. Бу хил йемәкләрни истемал қилғучиларни чөчүткән. Уйғур тор бәтлиридә уйғурлар өзлири вә балилири истемал қиливатқан йемәкликләргә қайтидин диққәт қилиш тәвсийилири күчәйгән.
Мәлум бир тор бетидә бу һәқтики муназиридә бир тордаш учриғанлирини баян қилип "әйни йилларда бизму йезилиқ оттура мәктәпниң алдида бир кичик дукан ачқан, дәслипидә балилар шу хил хотүйчаңларни сорап киришти, кейин бизму киргүздуқ, кейин буниң тәркибидә һәр хил һайванларниң гөши барлиқини билгәндин кейин қайта киргүзмидуқ вә балиларни мундақ йемәкликләрниң йемәсликкә дәвәт қилдуқ, әмма балилар пәрвасиз қошна дуканлардин елип йәвәрди...." Дәп язған.
Биз уйғур елидә бу хитайчә хотуйчаң дәп атилидиған калбаса түридики йемәкликләрниң қанчилик омумлашқанлиқи һәққидә учур игиләш үчүн үрүмчидики бир қанчә талла базарлириға телефон қилдуқ, зиярәтлиримиздин һәтта мусулманлар башқуруватқан талла базарлиридиму бу хил йемәкликләрниң сетилидиғанлиқи, базириниң иттиклики байқалди.
Бир уйғур яш ата, һәқиқәтән базарда һалал болмиған, һәтта сүпәт өлчимигә тошмайдиған йемәкликләрниң көплүкини, әмма өзиниң бу җәһәттә бәк диққәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Үрүмчидики мәлум башланғуч мәктәпниң исмини ашкарилашни халимиған бир мудири, гәрчә мәктәптә балиларға сирттин сүпәтсиз йемәкләрни сетивалмаслиқ, истемал қилмаслиқ һәққидә тәрбийә қиливатқанлиқини, әмма аилә вә җәмийәт маслашмиғанда, ялғуз мәктәп тәрбийисиниң чоң рол ойниялмайдиғанлиқини билдүрди вә балиларниң бихәтәрлики үчүн сүпәт тәкшүрүш тармақлириниң зияндаш йемәкликләргә болған контроллуқни күчәйтишини тәвсийә қилди.
Йеқинда, хитай хәлқ гезитиниң ашкарилишичә, хитай дөләтлик сүпәт тәкшүрүш баш идариси бейҗиң, шәндуң, хебей қатарлиқ җайларда гөштин пишшиқлап ишләнгән хотүйчаң түридики 58 хил маркилиқ йемәкликниң сүпитини тәкшүргәндә, буларниң 70% и сүпәт өлчимигә тошмиған, көп қисмида саламәтликкә зиянлиқ маддилар байқалған. Бәзилириниң өлүп қалған һайванатларниң, кесәл һайванларниң гөшини, һәтта бәзилириниң йәнә чашқан, мүшүккә охшаш кичик һайванларниң гөшини хам әшя қилидиғанлиқи ашкариланған.