Тоғрақлиқларниң йоқилишидики җинайәтчи ким?
Мухбиримиз миһрибан
2010.09.15
2010.09.15
http://news.qq.com Дин елинди.
Нөвәттә, уйғурлар арисида "Маралбеши наһийисиниң һакими тоғрақлиқни вәйран қилди дәп җазаланди, ундақта райондики тоғрақларни кесип боз йәр ечип, 240 миң гектар йәрдики тоғрақниң қуруп кетишигә сәвәбчи болған биңтүән қачан җазалиниду?" дегәнгә охшаш садалар күчәймәктә.
Хитай тилидики "теңшүн" қатарлиқ тор бәтлириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ тәптиш мәһкимиси, аптоном районлуқ дөләт йәр байлиқини қоғдаш ишханисиниң тәкшүрүш доклатиға асасән, 2008 - йил, 1 - айдин 2010 - йил йилғичә дело турғузуп, тәкшүрүп ениқлаш арқилиқ, маралбеши наһийә тәвәсидики 30 миң мо тоғрақлиқниң 24 миң мо қисминиң боз йәр ечилиш сәвәбидин вәйран қилинғанлиқини ениқлап чиққан.
Маралбеши наһийисиниң һакими худабәрди юнус шамал орманчилиқ мәйданиниң башлиқи ли шиувей, мәйданниң партком секретари, муавин башлиқи вәли абдуреһим қатарлиқларға айрим - айрим һалда 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
Хәвәрдә йәнә тоғрақлиқниң вәйран қилиниш җәряни һәм мунасивәтлик кишиләрни әйибләш сәвәби мундақ баян қилинған: "2004 - йили, 2 - айдин 2007 - йили 1 - айғичә болған арилиқта, шамал орманчилиқ мәйданиниң башлиқи ли шиувей орман мәйданиниң намида 39 киши билән көтүрә бериш келишими түзүп, маралбеши наһийисидики тоғрақлиқниң 70%ни игиләйдиған 17 миң мо йәрдики тоғрақлиқниң боз йәр ечилип вәйран болушини кәлтүрүп чиқарған. Әйни чағда наһийиниң деһқанчилиқ - орманчилиқ ишлириға мәсул болған муавин һакими худабәрди юнусниң дөләтниң орман башқуруш бәлгилимисигә хилап һалда, биваситә тәстиқ селиши билән йәнә 7 миң модин артуқ тоғрақлиқ боз йәр ечилип вәйран қилинған. Нәтиҗидә пүткүл маралбеши наһийиси тәвәсидики 30 миң мо тоғрақлиқниң 24 миң мо қисми пүтүнләй вәйран болған."
Бу хәвәр тарқалғандин кейин, уйғур тор бәтлиридә күчлүк муназирә қозғалған. Бу хәвәрниң астиға йезип қоюлған пикирләрниң биридә, "маралбеши наһийисиниң һакими худабәрди юнус тоғрақларниң вәйран болушида мәсулийити бар дәп җазаланди. Әлвәттә, җуңгониң қануни бойичә тәбиий қоғдиливатқан тоғрақлиқларни вәйран қилғучилар җазалиниши керәк. Әмма, 1960 - йилдин буян тарим дәряси вадисидики биңтүән тәрипидин кесиветилгән тоғрақларниң сани йоқ, биңтүән юқири еқинда су мәнбәсини тосувалғанлиқи үчүн дәряниң төвән еқинидики тоғрақлиқ қуруп кәтти. Буниңға ким җавабкар?" дәп йезилған.
Явропадики мәлум бир дөләттин зияритимизни қобул қилған бир уйғур ханим өзиниң илгири әркин розиниң "бу йәрдә кейинкиләрниңму һәққи бар" намлиқ китабини оқуғинида китабта тилға елинған, тарим вадисидики тоғрақларниң вәйран болушида дәря вадисиға җайлашқан биңтүәнниң көпләп боз йәр ечиши сәвәб болғанлиқини баян қилип, тоғрақларниң вәйран болушида әсли җавабкарлиқни биңтүән һәм хитай һөкүмити өз үстигә елиши керәкликини илгири сүрди.
Материяллардин мәлум болушичә, 1950 - йилларда дәрясиниң узунлуқи 2300 километирдин артуқ болуп, дәря вадиси пүтүнләй тоғрақлиқ билән қапланған икән. 60 - Йиллардин башлап биңтүәнниң боз йәр ечиши нәтиҗисидә, тарим дәряси қисқирап 900 километирға чүшүп қалған. Өткән әсирниң 60 - йиллирида тарим дәрясиниң төвән еқимиға еқип келидиған су 1 милярд 230 милйон куб литир болған болса, 70 - йилларда 670 милйон куб литирға, 1993 - йилиға кәлгәндә болса 120 милйон куб литирға чүшүп қалған. Һалбуки бу азғина суму биңтүәнниң дәря вадисиға қурған 14 квадрат километирлиқ дашихәй су амбириға киргүзүлүп, дәряниң төвән еқимидики уйғурлар олтурақлашқан 300 километир даиридики җайларға су йәткүзәлмәйдиған һаләт шәкилләнгән. Тарим дәря вадисидики 240 миң гектар йәрдики тоғрақлиқму қуруп кәткән.
Тәбиий җуғрапийә пәнлири доктори мухтәр әпәнди, илгири шинҗаң университети ишләватқанда вә японийидә оқуватқанда, тарим дәря вадисидики районларниң екологийилик муһити һәққидә мәхсус тәтқиқат елип барған болуп, у тарим дәря вадисидики240 миң гектар йәрдики тоғрақлиқниң қуруп кетиш сәвәби һәққидә тохталди.
Америкидики уйғур зиялийси илшат әпәнди маралбеши наһийиси һакими худабәрди қатарлиқ кишиләрниң җазалиниши һәққидә өз қаришини баян қилип, тоғрақларниң вәйран болушида әң чоң җавабкар дәп қарилип келиватқан биңтүәнниң һазирғичә җазаланмаслиқиниң, хитай коммунист һөкүмитиниң айримичилиқ сияситиниң ипадиси икәнликини илгири сүрди.
Илшат әпәнди сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң биңтүән билән маралбеши наһийисиниң һакимидәк кишиләргә болған тәңсиз муамилисини селиштуруп мундақ деди: "хитай һөкүмитиниң тоғрақлиқларниң вәйран болушида әсли җавабкарлиқни үстигә елиши керәк болған биңтүәндәк чоң йолвасни қоюп берип, тоғрақларниң вәйран болушида чивинчилик роли болған худабәрди юнусни җазалиши, йолвасни таққа қоюп берип чивинни уруп өлтүргәндәк иш."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.