Үрүмчидә әйдиздин җиддий сигнал
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.04.01
2009.04.01
RFA Аңлиғучиси тәминлигән.
Бүгүнки күнгә кәлгәндә, әйдиз вируси үрүмчидә зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр, қалаймиқан җинсий паалийити бар кишиләр, турмуши қалаймиқан кишиләр вә уларниң җөрилири арисидила әмәс, бәлки нормал шәһәр аһалилири, турмуши тәртиплик кишиләр топи, һамилдар анилар, оқуғучилар, яшанғанлар қатарлиқ адәттики кишиләр топи арисидиму байқалмақта, мана бу әйдиз вирусиниң нәқәдәр кәң даиридә тарқиливатқанлиқиниң җиддий сигнали, һалбуки үрүмчидики әйдизгә йеқин яшаватқан уйғурларниң өзи яшаватқан муһиттики әйдиз вәзийитидин хәвәрсизлиқи, кишини техиму әндишигә салиду.
Үрүмчи шәһәрлик сәһийә даирилириниң үрүмчи әйдиз юқум әһвали һәққидики доклаттин ашкарилинишичә, 2008 - йилда үрүмчидики тизимға елинған әйдиз юқумдарлири 1087 нәпәргә йәткән болуп буниң билән уйғур елидә мәлум болған әйдиз юқумдарлири 25615 ға йәткән. Уйғур елидики әмәлий юқумланғучилар санини чиқириш үчүн бу санни алтә һәссиләшкә тоғра келиду.
Истатистикилиқ мәлуматларға қариғанда үрүмчиниң әйдиз юқум әһвали йәнила еғир болмақта йәни үрүмчидики әйдизләр уйғур елидики әйдиз юқумдарлириниң 34.5% Тини тәшкил қилиду. Сәһийә тармақлириниң ашкарлишичә, уйғур елида җүмлидин үрүмчидә әйдиз вирусиниң һуҗум нишани йәни әйдиз юқтурувалғучилар асасән 20 яштин 39 яшқичә болғанлар болуп, юқумланғучилар ичидә зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр 78% тин юқири. Қан арқилиқ юқумланғанлар 83% кә йеқин.
Бу юқум әһвали һәққидики йеңи истатистикилардин мәлум болған йәнә бир хәтәрлик әһвал, әйдизниң аяллар арисида һәмдә адәттики кишиләр арисида тез тарқиливатқанлиқидур. Шундақла әйдиз тарқилиш йоллириниң бурунқидәк пәқәт зәһәр чәккүчиләр арисида шипириш йиңнисини қалаймиқан ишлитиш яки қалаймиқан җинсий мунасивәт қилиш йоллири биләнла әмәс бәлки, барғанчә мурәккәплишип қан вә башқа йоллар биләнму аилә кишилири арисида тарқиливатқанлиқидиндур. Бу уйғур елидә әйдиз ямришиниң юқири сүрәттә кетиватқанлиқини көрситиду.
Үрүмчи сәһийә даирилириниң әйдиз юқум әһвали һәққидики йиллиқ доклатида көрситишичә, үрүмчидә тизимға елинған әйдиз юқумдарлириниң көп сандикисиниң һаят паалийити кесәллик әһвали һәққидә из қоғлашқа илаҗисиз болғанлиқтин бу үрүмчигә таралған әйдизләр топиниң қайси җайларда, қандақ вақтта қандақ йәнә қандақ васитиләр билән өзидин башқиларға юқтуруватқанлиқидин хәвәрсиз икән.
Демәк әйдиз вируси үрүмчи кишилири арисида, һәр бир қери - яш, қиз - оғулларға йеқин турмақта.
Төт милйончә адәмләр қайнимида әйдиздин ибарәт бу ваба, бихараман кеңәймәктә, болупму инсанларниң паалийити көпрәк аммиви сорунлар, пар мунча, увулаш өйи, лаяқәтсиз шәхсий дохтурханилар, қалаймиқан бәзмихана қатарлиқ җайларда әйдиз техиму актип һәрикәт қилмақта.
Үрүмчидики мәлум һордақханида йеңи хизмәткә киргән бир мулазим қиз билән өткүзгән телефон сөһбитимиз, үрүмчи кишилиригә шундақла уйғурларға әйдиз һәққидики тәрбийә тәшвиқат салмиқини йәниму ашуруш, алдини елиш чарилирини зор күч билән техиму мукәммәлләштүрүшниң интайин зөрүр һәм тәхирсизликидин сигнал болалайду дәп ишинимиз.
Мәлум болғандәк гәрчә уйғур ели пүтүн хитай бойичә әйдизниң ямриши әң тез боливатқан район болуп келиватқан болсиму, уйғур елидә түрлүк сәвәбләр түпәйлидин әйдиздин мудапиәлиниш һәққидики тәшвиқат, тәлим - тәрбийә салмиқи интайин йетәрсиз турмақта.
Болупму уйғур тил йезиқидики бу хил әйдизниң алдини елиш материяллири техиму кәмчил, уйғурларниң әйдизгә мунасивәтлик учур игиләш мәнбәлири бәкму чәклик, шу сәвбләрдин көп сандики уйғурлар өзлириниң әйдизгә қанчилик йеқинда туруватқанлиқиниму аңқиралмайватмақта, мана уйғурлардики әйдизгә болған мудапиәлиниш тәйярлиқиниң аҗизлиқи, әйдизниң йәниму күчийип явузларчә һуҗум қилишиға пурсәт һазирлимақта.