Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи (13)


2005.03.30

mesut.jpg
Алдинқи рәт солдин – әйса юсуп алиптекин, бурһан шәһиди, мәсут сабир, муһәммәт имин буғра. < < Chongayting

Зия сәмәди өз романи"әхмәт әпәнди" ниң ахирқи қисимлирида 1946-йили7-айдин таки 1947-йили 8-айғичә болған арилиқта әхмәтҗан қасиминиң үрүмчидики бирләшмә һөкүмәтниң муавин рәиси болуп ишлигән чағлардики вәзийәт, өлкилик һөкүмәтниң рәиси җаң җиҗоңниң ғулҗини зиярәт қилиши шуниңдәк өлкә вәкиллириниң гоминдаңниң нәнҗиңдә өткүзүлгән қурултийиға қатнишиши һәмдә 25-феврал вәқәси қатарлиқ көплигән әһваллар һәққидә баян қилған.

Үч әпәнди охшашла вәтәнпәрвәрләр иди

Зия сәмәди романида йәнә мәсуд сәбири, әйса йүсүп алиптекин вә муһәммәд имин буғра қатарлиқ милләтчиләрниң иш паалийәтлири, уларниң әхмәтҗан қасими қатарлиқ или тәрәпдарлири билән болған мунасивәтлири һәққидиму баян қилған.

Зия сәмәди бу үч киши һәққидә айрим тохтилип, уларниң уйғур милләтпәрвәрлири икәнликини көрситиду. Зия сәмәдиниң қәлими астида әхмәт әпәнди мәзкур үч әпәндигә баһа берип мундақ дәйду:

"Хәлқ ичидә үч әпәнди дәп атиливатқан җанаплар билән бизниң аримизда пикир ихтилаплири барлиқи ениқ. Улар мону йол билән маңимиз десә, биз яқ, бу йол билән маңсақ нишанға тезрақ йетимиз дәймиз. Лекин, вәтән ,милләт азадлиқини тәмин етиштә мәқсәт бирлигимиз бар. Мәсуд сәбири билимлик адәм. Мәмтимин буғра, тарихчи алим вә вәтәнпәрвәр, әмди әйса йүсүп алиптекингә кәлсәк у атишин милләтчи, милләтпәрвәрликниң айрим усуллирини униңдин өгинишкә болиду. Буларниң үчилиси чәтәлләрдә милләт дәвасини қилип, сәргәрдан болғанлар"

Әхмәт әпәнди билән муһәмәд имин буғраниң учришиши

Зия сәмәди китабида муһәммәд имин буғра билән әхмәт әпәндиниң бир қетимлиқ учиришиши һәққидә тәсирлик баян қилиду. Әхмәт әпәнди буғраға наһайити юқири баһа берип, уни наһайити һөрмәт қилидиғанлиқи шуниңдәк буғра әпәндиниңму әхмәт әпәндини қәдирлигәнликини баян қилиду.

Зия сәмәди мәзкур икки затниң бир қетимлиқ учришиши җәриянида пикир алмаштурғанлиқини тәсвирләйду:

"Муһәммәд имин буғра болса, өзиниң пүтүн түркий хәлқләрни бирләштүрүп, уларни худди осман империйисигә ошаш қудрәтлик мәмликәт сүпитидә қәд көтәргүзүш арзуси барлиқини оттуриға қойиду. Әхмәт әпәндиму өз пикирлирини йошурмай, һазирқи шараитта бундақ идийә билән мәйданға чиқсақ буниңға алди билән түркий милләтләрни бөлүвалған хитай билән совет иттипақи қарши туриду һәтта башқа мәмликәтләрму қарши чиқиши мумкин" дәйду. Әхмәтҗан сөзини давамлаштуруп, алди билән уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, азәрбәйҗан вә башқа түркий хәлқләрниң өз мустәқиллиқини қолға кәлтүрүши, кейинчә аста-аста уларни бирләштүрүшниң әмәлийәткә уйғун икәнликини оттуриға қойиду.

Сөһбәт җәрянида, бу икки затниң арисидики өзара пикир бирлики вә һөрмәт чоңқурлишиду. Муһәммәд имин буғра әхмәт әпәндимгә җаң җиҗоңниң өлкә рәисликидин истипа берип, мәсуд сәбирини өлкә рәисликигә көрсәткәнлики һәққидики учурни шуниңдәк җаң җиҗоңниң мәхпий һалда өзи билән сөзләшкәнликини ейтиду.

Әхмәт әпәнди вә мәсуд сәбириниң өлкә рәиси болуши

Зия сәмәдиниң йезишичә, әхмәт әпәнди мәсуд сәбириниң өлкә рәиси болғанлиқиға чин дилидин қарши әмәс болуп, униң қарши турған тәрипи җаң җиҗоңниң гомиңдаң мәркизий һөкүмити билән тинчлиқ келишими түзгән или тәрәптин бу ишни хупиянә тутқанлиқи шуниңдәк или тәрәпни нәзәргә алмиғанлиқидур. У җаң җиҗоңниң бу сиясий оюнини, сулһигә имза қойған или тәрәпниң һоқуқ салаһийитини нәзәргә алмиғанлиқи, әксичә униңға тоғра-тоғридин бесим ишләткәнлики дәп қариған. Әмәлийәттә шәрқий түркистан земинниң түп игилири һесабланған уйғурларға өлкиниң рәисликини бериш мәсилисини әхмәтҗан тинчлиқ сөһбити җәрянида өзи оттуриға қойған. Униң қаришичә, җаң җиҗоң мәсуд әпәндиниң рәислик намзитини өлкилик кеңәш әзалири вә или вәкиллириниң алдиға қоюш керәк иди.

Зия сәмәдиниң баянлириға таянғанда, қув хитай генерали җаң җиҗоңниң туюқсиздинла өз орниға мәсуд әпәндини тәйинлиши зор бир сиясий оюн болуп, у икки мәқсәткә йәткмәкчи болған йәни, пүтүн түркий хәлқләрни бирләштүрүшни мәқсәд қилған һәм совет иттипақиға чиш –тирниқиғичә өч мәсуд әпәндини өлкә рәиси қилиш арқилиқ совет иттипақи билән уйғурларниң мунасивәтлирини җиддийләштүрүш, йәнә бир тәрәптин или тәрәпдарлири билән үч әпәндичиләр арисидики ихтилапни күчәйтип, топилаңдин тоғач оғурлаштин ибарәт.

Зия сәмәдиниң йезишичә, әхмәтҗан бу сиясий нәйрәңвазлиқни чүшәнгән болсиму, лекин йәнила мәсуд әпәнди билән бирлишишни ойлишиду. Әмма, совет иттипақи консулханиси бунинға қаттиқ қарши туруп, или тәрәпдарлирини мәсуд әпәндини қоллимаслиққа дәвәт қилиду. Ахирида бирләшмә һөкүмәт бузулуп, әхмәтҗан қатарлиқлар ғулҗиға қайтиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.