Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи (16)


2005.05.13

exmetjan-bash.jpg
Китабта тәсвирләнгән баш қәһриман әхмәтҗан қасими

Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романиниң ахирқи бәтлири, әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сирлиқ айропилан паҗиәси билән вапат болғанлиқи һәққидә йезилған.

Зия сәмиди хитай компартийисиниң вәкили дең личүнниң совет иттипақиниң васитичилиқи билән ғулҗиға йетип келип, әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләр билән көрүшкәнлики, уларниң арисида болған сөһбәтләр һәққидә язиду.

Дең личүн әхмәтҗан қасимини хитайниң бейҗиңда ечилмақчи болған тунҗи нөвәтлик мәмликәтлик сиясий кеңәшниң йиғиниға тәклип қилиду.

Тунҗи учришиштики туйғулар

1949-Йили 8-айниң 14-күни ғулҗиға йетип кәлгән дең личүн бир қанчә күн өткәндин кейин, или инқилабчилириниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими қатарлиқлар билән учришиду. язғучи зия сәмиди әйни вақиттики вәқәләрниң шаһиди һәмдә әхмәтҗан қасими қатарлиқ юқири дәриҗилик рәһбәрләр билән бивастә алақидә болғанлиқи үчүн әхмәтҗан қасими билән дең личүн арисидики сөһбәтләрдин хәвәр тапқан болуп, униң оттуриға қойишичә, әхмәтҗан билән дең личүн көрүшүп, бир қатар мәсилиләр бойичә пикир алмаштуриду. Дең личүнни көпрәк қизиқтурған нәрсә үч вилайәтниң һәрбий, һакимийәт ишлири шуниңдәк әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрниң идийиси болуп, у әхмәтҗан қасимиға үч вилайәт инқилаби һөкүмитиниң йеңи қурулидиған җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң тәркибигә кириши мәсилисини тәкитлигәндә, әхмәтҗан қасими дадиллиқ билән хитай компартийисиниң сиясий программиси шуниңдәк хитай азадлиқ армийисиниң хитапнамисидики һәр қайси милләтләрниң халиса, җуңго федератсийисигә қошулуш яки халиса чиқип кетиш һоқуқиниң етирап қилғанлиқини нәқил кәлтүрүп, уйғурларниң өз тәқдирини өзлири һәл қилиш һоқуқиниң етирап қилинишиниң муһим шәрт икәнликини оттуриға қойиду.

У йәнә, "әгәр мәркизий һөкүмәтниң сиясий мәслиһәт кеңәш йиғинида миллий мухтарийәт мәсилиси музакирә қилинидикән , у чағда бәзиләр әзәлдин тәләп қиливатқан алий мухтарийәткә даир очуқ лайиһимизни оттуриға қойимиз" дәйду.

Лекин, дең личүн буниңдин анчә хош болмайду. У әхмәтҗан билән болған сөһбәт җәрянида униң идийисини чүшинишкә, униң аддий-садда, кичик пеил һәм һәқиқий хәлқ рәһбәрлиригә хас хусусийәтләргә игә икәнликини шуниңдәк әхмәтҗанни асан индәккә кәлтүргили болмайдиғанлиқини билиду.

Рәһбәрләрниң баш қошуши

ziya-semidi.jpg
Китабниң аптори зия сәмиди әпәнди

Әхмәтҗан қасими дең личүн билән көрүшүп болғандин кейин, иттипақ мәркизий комитетидә миллий армийә баш қомандани исһақ бәг муноноп вә мәркизий комитетниң асаслиқ әзалиридин рәһимҗан сабир һаҗи, абдукерим аббасоп вә башқилар җәм болуп, вәзийәтни тәһлил қилиду. Көпчилик бирдәк һалда, һазирқи ички-ташқи вәзийәт шараитида , хитай компартийисиниң ачмақчи болған йиғиниға қатнишиш керәк болғандиму, пәқәт өз шәртлирини оттуриға қоюш, хитай һөкүмитидин чоқум алий мухтарийәт шәклидә сиясий һоқуқ тәләп қилиш пикир бирликигә келиду.

Рәһбәрләрниң ортақлишиши нәтиҗисидә, ахири әхмәтҗан қасими, генерал исһақ бәг муноноп, абдукерим аббасоп, дәлилқан сүгүрбайев қатарлиқ төт рәһбәрни башламчи қилған вәкилләр өмикиниң бейҗиңға бериши қарар қилиниду.

Әхмәтҗан қасими болса, бейҗиңда оттуриға қоймақчи болған доклат вә тәләп-пикирлирини мәхсус тәйярлайду.

Әхмәтҗанниң доклатида уйғурларниң тарихи, мәдәнийити шуниңдәк өтмүштә елип барған мустәқиллиқ күрәшлири вә уйғур хәлқиниң тәләп-пикирлири сүпитидә уйғурларниң алий мухтарийәт шәклидә җумһурийәтлик һоқуққа еришиши ениқ оттуриға қоюлиду. Шәрқий түркистан вәкиллириниң хитай һөкүмитиниң йиғинида алий мухтарийәт вә өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқини тәләп қилмақчи болғанлиқидин совет иттипақи тәрәпму хәвәрдар болиду.

Ахири, улар совет иттипақи арқилиқ сәпәргә атланған болсиму, әмма "сирлиқ айропилан һадисиси" билән шәрқий түркистан һөкүмитиниң мәзкур барлиқ вәкиллири қаза қилиду.

Ечилмиған сир

Зия сәмиди өзиниң игилигән учурлири һәмдә топлиған тәҗрибилири арқилиқ әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрниң суйиқәст билән өлтүрүлгәнликининиң еһтималлиқиниң зор икәнликини, чүнки, уларниң москва вә бейҗиңниң шәртлиригә көнмигәнликини оттуриға қойиду. Униң хуласә қилишичә, әхмәтҗан қасими өз миллитиниң мәнпәәтлирини капаләткә игә қилиш йолидин һечқачан янмиған. У совет иттипақиниң шәрқий түркистанни хитайниң тәркибигә шәртсиз қошуш тәклиплирини рәт қилған болуп, өзи таллиған өз миллитиниң һәқ-һоқуқлирини капаләткә игә қилиш мәқсити үчүн қиммәтлик һаятини тәқдим қилған.

Зия сәмиди ахирқи сөз сүпитидә "әхмәтҗан қасими вә униң сәпдашлириниң айропилан һадисисидә қаза қилишидин ибарәт бу сирлиқ вәқәниң һәқиқий маһийитини пәқәт мәхпий архиплар вә дәлил-испатлар арқилиқла ачқили болидиғанлиқини, әмма бу сирларниң чоқум хәлқ-аләмгә ашкара болидиғанлиқини көрситиду.

Башқа һәр хил учурларға қариғанда, әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләр ғулҗидин мәхпий рәвиштә алмутиға барған . У җайда совет иттипақи тәрәп билән сөһбәтләшкән. Кейин , улар москваға елип берилған болуп, сөһбәтниң темиси уларниң бейҗиңдики хитайниң сиясий кеңәш мәслиһәт йиғинида һечқандақ сиясий һоқуқ шәртлирини оттуриға қоймаслиқ болуп, әмма әхмәтҗан буни рәт қилған икән.

Һәқиқәтән, кейин бейҗиңға барған сәйпидин хитайниң бу йиғинида һечқандақ аптономийә мәсилисини оттуриға қоймиған һәмдә хитай рәһбәрлириниң һәммә тәклиплиригә шәртсиз қошулидиғанлиқини вә уларниң рәһбәрликини қобул қилидиғанлиқини елан қилған.

Зия сәмидиниң йезишичә, әхмәтҗан қасими қатарлиқлар ғулҗидин кетип 3 айдин кейин уларниң қаза қилганлиқ хәвири хәлққә уқтурулған болса, йәнә 4 айдин кейин уларниң җәсәтлири ғулҗиға елип келингән. Бу чағда хитай азадлиқ армийиси пүтүн өлкини толуқ игиләп болған. Миллий армийә өзгәртилип, или һөкүмити әмәлдин қалдурулуп, өлкилик һөкүмәт тәсис қилинған чағ иди. (Түгүди) (үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.