Зия сәмиди –йиллар сири (1)


2004.12.15

Өзиниң пүтүн иҗадий паалийитиниң мутләқ көп қисимини уйғурларниң 19 - вә 20 - әсирләрдики миллий азадлиқ күрәшлирини әкс әттүрүшкә беғишлиған, 20-әсир уйғур әдәбиятиниң алдинқи қатардики намайәндилиридин шуниңдәк уйғур тарихий романчилиқиниң асасини салғучилиридин бири дәп етирап қилинған атақлиқ язғучи зия сәмиди, өзиниң мәзкур темидики тунҗи йирик әсири йәни 19-әсирниң алдинқи йеримида или вадисида мәнчиң басқучлириға қарши күрәшкә атлинип, дүшмәнгә тез пүкмәй һаятидин айрилған батур уйғур қизи майимханни асасий қәһриман қилған тарихий романи "майимхан" ни 1965-йили йоруқлуққа чиқириш билән уйғур тарихи романчилиқиниң муқәддимисини ачти .

yillar-siri.jpg
"Йиллар сири" ниң муқависи

У арқидинла йәнә уйғур хәлқиниң 20-әсирниң 30-йиллирида елип барған дағдуғилиқ азадлиқ күрәшлирини әкс әттүрүшкә тутуш қилип, "йиллар сири" намлиқ төт томлуқ романиниң биринчи китабини 1967-йили, иккинчи китабини 1971-йили нәшр қилдуриду. У йезишни давамлаштуруп романниң үчинчи вә төтинчи китаблирини 1989-йили қазақистан "язғучи" нәшрияти тәрипидин нәшр қилдурушқа мувәппәқ болди.

"Йиллар сири" да хатириләнгән тарихи вәқәләр

язғучи "йиллар сири" ниң 1-вә 2-китаблирида хоҗа нияз һаҗим башчилиқидики қумул хәлқиниң қозғилиңи, бу қозғилаң отлириниң тездин кеңийип, шәрқий түркистанниң һәммила җайлириға тутушуп, җин шурен һөкүмитиниң ағдурулғанлиқи баян қилиниду.

Бу китабларда хоҗа нияз һаҗим асасий қәһриман сүпитидә тәсвирлиниш билән униң миҗәз хулқидики иҗабийликләр вә қарму-қарши зиддийәтлик тәрәпләр ечип берилиш билән биргә йәнә униң әтрапидики шәхсләрниң уйғурларниң истиқбалиға мунасивәтлик сиясий көз қарашлири шуниңдәк әйни вақиттики шәрқий түркистанниң сиясий сәһнисидики шең шисәй, ма җуңйиң, хоҗа нияз һаҗим вә сабит дамоллам қатарлиқ кишиләрниң өзара күрәшлири вә уларниң мәқсәт-нишанлири әтраплиқ баян қилиниду.

Баш қәһриман пазилниң роһи

Әсәрдики баш қәһриман пазил баштин ахири дегүдәк хоҗа нияз һаҗимниң йенида йүрүдиған, униң сиясий көзқарашлириға тәсир көрситидиған шәхс болуп, пазил ана вәтининиң азадлиқ йоллирини издигүчи яш милләтпәрвәрләрниң символи сүпитидә гәвдиләндүрилиду.

Зия сәмидиниң қәлими астидики пазил 30-йиллар уйғур сиясий муһитини яхши чүшәнгән бәлки, милләтни һәқиқи азадлиқ йолиға башлаш иқтидариға игә, әйни вақиттики ички вәзийәт һәмдә хәлқара муһитни әтраплиқ тәтқиқ қилған юқири сиясий тәпәккүргә игә яш вәтәнпәрвәр болуп, у дүшмәнләр тәрипидин һалак қилинғандин кейин, хоҗа нияз һаҗим һәр хил адәмләрниң қаймуқтуришиға учрайду. Һәтта қәшқәрдә зор абройға игә йәни шәрқий түркистан ислам җумһурийитини бәрпа қилип, 30-йиллар уйғур тәқдирини оңшап қелишқа йол ачқан, юқири сиясий тәпәккур вә әхлақ пәзиләткә игә сабит дамоллам биләнму тил тапалмайду.

Инқилаблар немә үчүн мәғлуп болди?

Зия сәмиди хоҗа нияз һаҗимниң бу хил хаталиқини уйғурларниң 30-йиллардики азадлиқ күрәшлириниң мәғлубийити билән бағлап чүшәндүрүш билән биргә, йәнә һәр бир қәһриманниң өзигә чүшлүк артуқчилиқи вә аҗизлиқлири болидиғанлиқини әскәртиду.

Зия сәмиди "йиллар сири" ниң мәзкур икки китабида омумлаштуруп, хоҗа нияз һаҗим қозғиған күрәшниң мәғлубийитидә әйни вақиттики ташқи күч советләр иттипақиниң һәл қилғуч рол ойниғанлиқини әпчиллик билән йорутуш билән биргә, асасий сәвәбни йәнила уйғурларниң наданлиқи, иттипақсизлиқи, инқилабни тоғра нишанға башлайдиған вә йетәкләйдиған бирликкә кәлгән, йәни һәммә қозғилаңчилар бирдәк бой сунған сиясий партийә вә тәшкилатниң болмиғанлиқи билән мунасивәтлик икәнлики билән бағлайду.

Әсәрдә йәнә уйғурлар ичидин чиққан сатқин-хаинлар вә шең шисәйниң икки йүзлимичиликлири, шең шисәйниң алдамчилиқиға ишәнгән наданлиқларниң уйғурлар үчүн паҗиә елип кәлгәнлики йорутулиду.Униң қаришичә; хаин-сатқинлар милләтниң азадлиқ күрәшлиридә пикир ихтилаплирини туғдурғучи, арини бузғучилардур.

Кимләр җавабкар яки кимләр әйиблик ?- бу пәқәт йиллар сиридур

"Йиллар сири" романиниң үчинчи китаби икки қисимдин тәркиб тапқан болуп, биринчи қисим 8 баптин, иккинчи қисими 10 баптин түзүлгән.

Әсәрниң биринчи қисмида 1934-йили шең шисәй совет иттипақиниң ярдими билән өлкидә өз һакимийитини тикилгәндин кейин елип барған бир қатар сиясий тәдбирлири, униң ишпийонлуқ аппаратлирини қуруп, бу хил рәзил васитиләр билән қозғилаңчиларни парчилиғанлиқи, "алтә бүйүк сиясәт" дегәндәк ялған шоарлар билән җасуслуқ васитилирини бирләштүрүп, һәр милләт хәлқи җүмлидин рәһбирий шәхсләр вә илғар зиялийларни назарәт қилғанлиқи һәққидә тохтилиду.

Зия сәмиди бу һәқтә мундақ дәп язған: "демәк үч йилдин артуқ давам қилған қанлиқ тоқунушлар, шиддәтлик җәңләрдә миңлиған, онмиңлиған уйғур пәрзәнтлириниң төкүлгән мәсум қанлири вә омумән шәрқий түркистан хәлқиниң бешиға чүшкән хану-вәйранчилиқ һеч бир нәтиҗисиз хуласисизла йоққа чиқамду? бу кәби дәвр тәлипи, виҗдан тәлипи болған соалға кимләр җаваб беришкә тегишлик? кимләр җавабкар яки кимләр әйиблик? бәлким бар бу һаләт –шараит, җәрян вә йиллар сиридур"

Тәпәккурләр әбиди давамлишиду

Зия сәмиди вәқәләрни әнә шундақ хуласилаш билән биргә әсәрниң баш қәһримани йәни зия сәмидиниң өзиниң әсли типи болған заманниң тәпәккүрлирини давамлаштуриду.

Әсәрдики барлиқ инқилабниң шаһити һесабланған заман хоҗа нияз һаҗимниң шең шисәй билән келишим түзүп, аталмиш "йеңи һөкүмәт" кә муавин рәис болғанлиқиға нисбәтән гуманий көз билән қарап, шең шисәйниң уйғур хәлқиғә бәргән вәдилиригә һеч ишәнмәйду әксичә буни бир йеңи қувлуқ –шумлуқ вә паҗиәниң башлиниши дәп пәрәз қилиду.

Зия сәмиди заманниң қозғилаң мәғлубийити һәққидики тәһлилири тоғрисида мундақ дәп язиду: "бизни мушу күнгә қойған асасий илләт-бизгә йепишивалған наданлиқ вә чирик хурапат ! мушу қошму-қош қалақлиқ түпәйли биз ронақ тапмай келиватимиз, мушу һалитимиздин пайдиланған чәт`әл мустәмликичилири йәни бизгә әсирләр бойи әң рәзил вә мәккар дүшминимиз гоминдаң қарақчилиридин көрә, әшу наданлиғимиз, қалақлиқимиз техиму хәтәрликрәктур." (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.