Зия сәмиди -йиллар сири (2)
2004.12.20
Атақлиқ тарихи роман язғучиси зия сәмиди әпәнди өзиниң "йиллар сири" намлиқ романиниң 3-китабиниң 2-бабида, 30-йиллардики уйғур елиниң сиясий сәһнисидики наһайити муһим икки шәхс йәни, бир-биригә нисбәтән әбәдий яраштуруп болғили болмас сиясий көз қараш вә мәқсәткә игә икки рәқип – шең шисәй билән сабит дамоллам оттурисидики бир мәйдан кәскин муназирә һәққидә баян қилиду.
Шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң бәрпа қилғучиси сабит дамоллам, совет иттипақиниң вастичилиқи билән хоҗа нияз һаҗимниң буйруқи астида қолға елинғандин кейин, үрүмчигә елип келинип, түрмигә ташланған иди.
Җаллатниң һилиси

Зия сәмидиниң йезишичә, шең шисәй уйғурлар арисида зор аброй вә инавәткә игә шуниңдәк исламийәт дунясида тәсири бар бу диний алимни "хитайларниң һарвида тошқан елиш" тактикиси бойичә индәккә кәлтүрүп, уни бир тәрәптин уйғурларниң буниңдин кейинки қаршилиқлирини бастуруш, йәнә бир тәрәп әтраптики ислам дунясини алдашни мәқсәт қилған оз пилани үчүн пайдилинишқа уруниду. Зия сәмидиниң баян қилишичә; мәккар шең шисәй әнә шу кәлгүси һилә-нәйрәңлири үчүн сабит дамолламни мирза қамақ һесабида тутуп туруп, әтрапиға уйғур, туңган вә хитай милләтлиридин болған җасусларни орунлаштуруп, юмшитиш усули арқилиқ бу затни әйвашқа кәлтүрмәкчи болиду.
Персонаҗларниң идийиси вә характерини образлиқ һәм қайил қиларлиқ йорутушқа маһир язғучи зия сәмиди, бирси оз миллити йәни уйғурларниң мустәқил, азад дөлитини бәрпа қилиш ғайисини көңлигә пүкүп күрәшкә атланған, йәнә бири өз миллити вә өз дөлитиниң мәнпәәтлиригә вәкиллик қилип, уйғурларниң мустәқил дөләт болуш идийисини йоқитиш үчүн һәммә вастиларни қоллинишқа тәйяр турған бу икки рәқип йәни сабит дамоллам билән шең шисәйни бир йәрдә учраштуруп, уларниң кәскин сиясий муназириси арқилиқ, бу икки шәхсниң җүмлидин икки милләтниң түп мәнпәәтидики тоқунушларни әкис әттүриду. Бу икки рәқибниң тунҗи йүз көрүшиши зия сәмидиниң қәлими астида мундақ тәсвирлиниду:
Сабит дамоллам икки җасусниң башлиши билән шең шисәйниң ишханисиға елип кирилиду. Сабит дамоллам вәһши рәқибини тунҗи көрүш билән униң адәттикидәк тәләти сәт бир хитай икәнликини билиду һәмдә бипәрва һалда олтуриду. Шең шисәйму өзини сарасимгә салған бу рәқибиниң өзи адәттә көрүп йүргән уйғурлар билән охшаш икәнликини һес қилиду.
Бир мәйдан елишиш
Сабит дамоллам билән болған сөһбәттә алди билән шең шисәй сөзини мундақ башлайду;
Шең шисәй - да ахун җанабниң илтимаси болса, мәрһәмәт, ейтсун
Сабит дамоллам- мениң немә илтимасим болғай? затән мән билән учришишни дубән җанаблири өзи халиған идиғу?!
Шең шисәй- турмуш җәһәттин ейтайлуқ .Мәсилән, күндилик турмуш, күтүш қатарлиқ ишларчу?
Сабит дамоллам шеңниң бу муғәмбәрликигә җаваб қайтуруп кәскинлик билән мундақ дәйду:
Сабит дамоллам - мән бир тутқундики мәһбусмән, әсла меһман әмәсдурмән, уни буни тәләп қилип әкиләйдиған яки тәвәзлик қилидиған.
Шуниңдин кейин , гәп тәгишишләр, күчлүк сиясий пураққа игә сөзләр вә шең шисәйниң хирис һәм һәйвилири арқилиқ улар арисидики сөһбәт давамлишиду.
Сабит дамоллам, шең шисәйниң ялғандин уни уйғурларниң даһиси вә қәһримани дәп тәриплишини қәт`ий түрдә рәт қилип мундақ дәйду;
Сабит дамоллам - пеқир болса, бәхтсиз хәлқимниң азадлиқи вә ислам дининиң паклиқи үчүн күрәш қилған бир аддий җәңчимән, демәк өзүмни тәкрар қәйт қилимәнки, өзүмни даһилар вә мурәббиләр қатариға қоюш бу яқта турсун , һәттаки қиясән охшитишқиму уюлимән.
Шең шисәй- да ахунниң омумән илтимас яки тәләп қилидиған бирәр мәсилиси йоқ икәнликигә тәәҗүплинимән.
Сабит дамолла - шәхсән илтимас әмәс тәләплирим барлиқида шүбһәм йоқтурки, вә лекин мән өзүмдин өзгигә вакалитән сөз қилишқа, тәләпләр қоюшқа һәққи-һоқуқум йоқ. Әмди илтимас мәсилисигә кәлсәк, илтимас, өтүнүш арқилиқ мәсилә һәл қилимән дейишниң өзи садда диллиқ вә хамушлуқтин башқа нәрсә әмәс.
Шең шисәй - әгәр мән да ахунниң орнида болсам, мән шу һаләттә олтурмайтим.
Сабит дамоллам - һә- һә ! мән чәт`әлгә қечип җан беқиштин көрә, оз ана дияримда қелишни, киндик қеним төкүлгән улуқ земинда өлүшни әвзәл көрдүм.
Шең шисәй - һа,- һа, демәк да ахунни шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қуруш үчүн әвәткән чәт`әлликләр, тоғрирақи ин`гилизлар ахирисида керәксиз һесаблап ташлап кетипту-дә?
Сабит дамоллам- бәлким шундақтур, чәт`әлликләргә ишәнгән, мунасивәт бағлиған вә қариғуларчә етиқад қилған мән сияқи парасәтсизләрниң мана мушундақ, дәл мән кәби болмиқи биқарардур.
Шең шисәй- хоп, шундақ икән немә сәвәбтин билип туруп, йәнә ингилизлар билән тил бириктүрдиңиз, җанабий да ахун?
Сабит дамоллам - сизләргә йәни мәсилән хитай мустәмликичилиригә қарши азадлиқ күрәштә бирәр зор, қудрәтлик, сизләргә тақабил туралайдиған мәмликәткә йөләнмәй мумкин әмәсликини һесабқа елип, инглизларға таянған икәнмиз. Әпсуски, улар мән дегән йәрдин чиқмиди, әлһасил мениң кәчүрүп болмайдиған хаталиқим- баш-панаһ боларлиқ ярдәмчини таллап алалмиғанлиқимда.
Шең шисәй - да ахун ин`гилизлардин қаттиқ рәнҗигән охшимамду?
Сабит дамоллам- улардин әмәс өзүмдин рәнҗигән адәммән,
Шең шисәй- сиз җанабий да ахун җоңхуа минго һөкүмитини мустәмликичи дәп атап өтүп кәттиңиз, әҗиба җуңгониң җаһангирлар қоршави вә бивастә тәсири астида йерим мустәмликә һалитини баштин кәчүриватқанлиқини, буниң үстигә японийә шәрқий -шималдики өлкилиримизни йәни манҗурийини ишғал қиливелип, оз йеримиздә аталмиш манҗу го қорчақ дөлитини қурғанлиқини немә дәйсиз яки инкар қиламсиз?
Сабит дамоллам- һәқиқәтән қандақларчә инкар қилғили болиду? дубән җанаблири қәйт қилған һаләт дәрһәқиқәт мәвҗуттур, хәлқ ара миқяда сизләр хитайлар йерим мустәмликә һалитини баштин кәчүриватсаңларму , бизгә нисбәтән сизләр мустәмликичи, бизләр болсақ бозәкниң бозиги !
Шең шисәй- немә дидиң, шинҗаң җуңгониң арилмас бир тәркиби қисими, шундақ икән, биз қандақларчә өз елимизгә өзимиз мустәмликичи болидикәнмиз?
Сабит дамоллам- диний дәстур бойичә дубәнниң кәлтүрмәк болған дәлили - сизләр, өзәңләр тоқивалған пәтивадур. Бизниң пәтиваримиз болса, шинҗаң -бу бизниң вәтәндурки, һечкимниң варислиқ қилишқа һәққи-һоқуқи йоқ! шу сәвәбтин бизниң азадлиқ күришимиз, мәйли у қайси шәкилдә болмисун, һәққаний күрәштур..
Шең шисәй- яқ ! ундақ әмәс, шинҗаңда йүз бериватқан маҗираларниң һәммиси аиливи маҗира, ака-укилар арисидики маҗирадин башқа нәрсә әмәс.
Сабит дамоллам- яқ! һәргиз ундақ әмәс, сизләр билән бизниң аримиздики маҗиралар; мустәмликичи билән мустәмликә қилинғучи, һаким милләт билән қул оттурисидики мурәссә қилип болмайдиған күрәштин ибарәт!
Бу тәриқә рәт қилип болмайдиған һәққаний дәлил испатларға чәк басқичә җаваб бериштин қийналған шең шисәй оңайсизлинип, пәвәз калпукини ялиғанчә лөм-лөм креслоға чөкүп кәткәндәк олтуруп қалди. Сабит дамоллам рәқибигә зәрбә беришни давамлаштурди:
Сабит дамоллам - сизләр хитай әмәлдарлири һәмишәм датлап, шикайәт қилидиған " он йилда бир кичик қозғилаң, оттуз йилда бир чоң қозғилаң" көтиришимизму мениң юқирида қәйт қилған дәлиллиримниң очуқ испати әмәсмикән җанабий дубән?
Шең ахири җаваб қайтуруп, мундақ деди;
Шең шисәй- сиз , ахун, диний алимдин көрә назук сиясәтчи икәнсиз, һәтта, күрәш, маҗираға охшиған қан төкүштин қайтмайдикәнсиз, пани дуняниң мулақитигә берилип, бақи дуняни-ахирәтни унтуп қалмиғансиз?
Сабит дамоллам - пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһисалам мөрити кәлгәндә җәңгә қатнишип, икки чиши шәһит болғанлар, вәтән азадлиқи, миллий мустәқиллиқ үчүн туғ көтирип, җәң қилиш муқәддәс пәрзимиздур.
Қаттиқ вастидин юмшақ вастиға өтүш
Зия сәмиди бу икки рәқибниң сөһбитиниң ахирқи қисимлирида шең шисәйниң қаттиқ вастидин юмшақ вастигә өтүш тактикисини қолланғанлиқи һәққидә йәнә мундақ язиду;
Шең шисәй - да ахунни шинҗаң бойичә қаза-калан қилип, тәйинлисәк, биз билән һәмкарлишип ишләшкә тави қандақ?
Сабит дамоллам җаваб қайтурушқа алдиримиди. Һалбуки, бу җавапниң униң келичәк тәқдирини һәл қилишини чүшинәтти. Әгәр шең шисәйниң шәртигә көнидикән, демәк, қәст душмини билән шерикчилик қилатти, рәт қилса, һаятидин җуда болуш демәктур.
Шең шисәй - җаваб күтмәктимән да ахун?
Сабит дамоллам - мән бақи дуняниң тәрәддутини қиливатқан бәндимән.
Сабит дамолла билән шең шисәйниң сөһбити әнә шундақ кәскин елишиш билән ахирлишиду. Зия сәмидиниң тәсвирлишичә, сабит дамолламниң алдида һәқиқәтән икки йол- бири өз мәқсәт-нишани вә ғайисигә хаинлиқ қилип, душмини шең шисәй билән һәмкарлишиш, йәнә бири униңға тиз пүкмәй, оз қәсими вә виҗдани йолида шең шисәй тәрипидин өлтүрүлүш мәвҗут иди.
Тарихий мәлуматлар испатлидики шең шисәй һакимийитини мустәһкәмливалғандин кейин, өзи билән һәмкарлашқан хоҗа нияз һаҗим қатарлиқ уйғур вә башқа милләтләрниң атақлиқ кишилирини өз ичигә алған бир қанчә йүз миң адәмни өлтүрди.(Үмидвар)