Хитай бир йилдин буян афғанистанда өз тәсирини кеңәйтишкә урунуп кәлгән
2022.08.15
Өткән йил 8-айниң 15-күни талибан күчлири кабулға кирип һөкүмәтни игилигән, америка президенти Җов Байден америка әскәрлири вә дипломатлирини афғанистандин җиддий чекиндүрүшкә башлиғаниди. Аридин бир йил өткән бүгүнки күндә хитайниң бу дөләттә актип һәрикәт қиливатқанлиқи мәлум.
Бу һәқтә SupChina тор бетидә елан қилинған бир мақалидә хели әтраплиқ тәһлилләр берилгән болуп, униңда көрситилишичә, хитай бир йилдин буян афғанистанға көпләп ярдәм бериш вә мәбләғ селиш арқилиқ бу дөләттә өзиниң қандақтур “шәрәплик” орнини тикләшкә, америка вә ғәрб әллириниң афғанистандики тәсирини йоқитишқа, афғанистанда сода қилишқа, афғанистан туприқидики қиммәтлик тәбиий байлиқларни ечишқа урунуп кәлмәктә икән.
Талибан һөкүмити гәрчә аталмиш “уйғур террорчилар” ниң афғанистан земинидин пайдилинип хитайға қарши туруш һәрикитигә йол қоймайдиғанлиқини билдүрүп келиватқан болсиму, хитай һөкүмитиниң тәлипи буниңдин көп болуп, бу дөләтниң муқим болушини көзлигәндин башқа, униңдин өзигә истратегийәлик мәнпәәт елишни үмид қилидикән. Әмма уйғур районида “радикаллиқни түп йилтизидин қурутуш” баһанисидә нормал хәлқни түрмә-лагерларға солап қийнаватқан хитай һөкүмити бир яқтин талибан һөкүмити йүргүзүватқан радикал ислам түзүмидин әнсирәйдикән.
Мақалидә ейтилишичә, хитай һөкүмити афғанистан яки оттура асия дөләтлиридики хәлқниң уйғурларға етник вә диний туйғуда һесдашлиқ қилишиниң алдини еливатқан болуп, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдә “уйғурларниң бәхтлик яшаватқанлиқи” һәққидә давамлиқ тәшвиқат елип бармақта икән. Хитай күнләрниң биридә афғанистан вә оттура асия дөләтлиридә “радикал ислам” ниң күчийип кетишидин, хитайға қарши кәйпиятниң әвҗ елишидин, “бир бәлвағ бир йол” пиланиниң суға чилишишидин әнсирәйдикән.