Airbnb Ширкити хитайға маслишип, уйғурларға иҗарә өй беришни чәклигән
2021.07.28
“телеграф” ториниң 28-июл бәргән хәвиридә ейтилишичә, қисқа муддәтлик өй иҗарә бериш ширкити болған Airbnb тор суписиниң хитайдики иҗарә өй тәминләш тизимликидин қариғанда, бу ширкәт бәзидә уйғур вә тибәт қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә туралғу тәминләшни ениқ чәклигән вә буни “биз пәқәт йәрлик қанунға асасән шундақ қилдуқ” дегән.
Airbnb Келәр йил 2-айда өткүзүлмәкчи болған бейҗиң қишлиқ олимпек мусабиқисиға ярдәм бәргән ширкәт болуп, бу сәвәбтин кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин күчлүк бесимға учриған вә бу олимпек мусабиқисиға ярдәм бериштин ваз кечиши тәләп қилинған.
Сәйшәнбә күни (27-июл) америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети испат аңлаш йиғинида хитайда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпек мусабиқисиға ярдәм бәргүчи ширкәтләрдин кока кола, интел қатарлиқлар ичидә Airbnb ширкитиму тилға елинған.
Кишилик һоқуқ көзәтчилириниң билдүрүшичә, хәлқара қанунға асасән, һәр қандақ ширкәт өз мәнпәәтини дәп кишилик һоқуққа зиянкәшлик қилмаслиқи керәк. Әгәр Airbnb ширкити америкидики африқилиқларға өй иҗарә беришни чәклисә қаршилиққа вә җазаға учрайду. Шуниңдәк, бу ширкәт хитайға маслишип, уйғур вә тибәтләргә өй иҗарә беришни чәклисә буму кишилик һоқуққа таҗавуз қилғанлиқ болиду, бу ширкәтниң хитайда олимпек мусабиқиси өткүзүшигә ярдәм бәргини әмәлийәттә хитайниң җинайитини қоллиғини. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири буни давамлиқ әйблиши керәк.