Америка хәлқара диний әркинлик йиғинида тайландтики уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирилди
2025.02.04
3-Феврал күни, америка дөләт мәҗлисидики ечилиш мурасими билән башлинип 4-феврал күниму давамлишиватқан американиң хәлқара диний әркинлик алаһидә юмилақ үстәл йиғинида, һәр қайси дөләтләр тайландтики уйғур мусапирлириға көңүл бөлүшкә чақирилған. Америка уйғур бирләшмисиниң билдүрүшичә, йиғинда доклат бәргән журналист вә тәтқиқатчи нирола әлима (Nyrola Elima) 11 йилдин артуқ вақиттин бери тайландта тутуп турулуватқан уйғур мусапирлириниң мәсилисини күнтәртипкә қоюп, б д т ни “уларға мусапирлиқ салаһийити беришкә” чақирған. Нирола әлима йәнә һәр қайси дөләтләрни конкрет һәрикәткә келип, уйғур мусапирлирини тез арида бихәтәр җайға орунлаштурушқа чақирған. Нирола әлиманиң өткән йили америкалиқ журналист бен маук билән бирлишип “ню-йорк вақти” гезитидә елан қилған уйғурларниң тайланд арқилиқ чәт әлгә қечиши темисидики “хитайдин җәсурлуқ билән қечип қутулуш: аваричиликниң башлиниши” мавзулуқ тәкшүрүш доклати зор тәсир қозғиғаниди.
Мәлум болушичә, бу нөвәтлик хәлқара диний әркинлик юмилақ үстәл алаһидә йиғиниға уйғурлардин йәнә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир, уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас қатарлиқ паалийәтчиләр қатнашмақтикән. Диний затлар, сиясийонлар, һөкүмәт әмәлдарлири, журналистлар, тәтқиқатчи вә паалийәтчиләр қатнашқан бу нөвәтлик йиғинда дуня миқясида диний әркинликни қоғдаш тоғрилиқ интайин муһим музакириләрниң елип бериватқанлиқи қәйт қилинмақта.
Америка уйғур бирләшмисиниң билдүрүшичә, йиғинда уйғур паалийәтчиләр нөвәттә уйғур мусулманлириға қарита давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ, бастуруш, милйонлиған кишиниң мәҗбурий әмгәккә селиниши, лагерларға қамилиши вә диний әркинликиниң қаттиқ чәклинишигә қарши тәдбир елишниң җиддийликини тәкитлигән. Америка хәлқара диний әркинлик мунбириниң йиғини трампниң биринчи қетимлиқ пирезидентлиқ дәвридә башланған.
Бу нөвәт дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән хәлқара диний әркинлик юмилақ үстәл йиғини трампниң бу йил 20-январ 2-қетим вәзипигә олтурушиниң арқисидинла чақирилған. Мәлум болушичә, бу қетимлиқ юмилақ үстәл йиғини һалқилиқ қануни нуқтилар вә муһим сиясий тәвсийәләрни беришкә мәркәзлишидикән.