Америка тинч окяндики дөләтләр ара алақини күчәйтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.08.10

 Американиң һинди-тинч окян районидики тәсир күчини ашуруш тиришчанлиқи күчийиватқан болуп, пирезидент җов байдинниң алдимиздики һәптә йәни 8-айниң 18-күни үч тәрәп башлиқлар йиғини үчүн японийә вә корейә дөләт рәһбәрлирини күтүвелиши буниң ярқин ипадиси һесаблинидикән.

Мәлум болушичә, бу учришишта пирезидент җов байдин японийә баш вәзири фумио кишида (Fumio Kishida) вә корейә пирезиденти йон сук йеол (Yoon Suk Yeol) билән көрүшидикән. Улар шәрқий җәнубий асия әллири иттипақи вә һинди-тинч окян районидики дөләтләр ара алақини күчәйтиш вә дуняви хирисларға ортақ тақабил туруш қатарлиқ мәсилиләр һәққидә сөһбәтлишидикән.

Америка деңиз армийәси қуруқлуқта җәң қилғучи қисминиң пенсийәгә чиққан лейтенанти сам мунди имзасида “һәрбий вақит гезити” дә елан қилинған мулаһизә мақалисидә көрситилишичә, украина уруши шерик вә иттипақдаш дөләтләрниң һәмкарлиқиниң қайси дәриҗидә муһимлиқини көрситип бәргән. Дәл мушу сәвәбтин америка нөвәттә тинч окян районидики дөләтләр билән болған һәмкарлиқини ашурушни көзлимәктикән.

Апторниң қаришичә, “шималий атлантик әһди тәшкилати (NATO) ға әза болмиған дөләтләр һәмкарлиқ тори” ни қайтидин күчәйтишму муһим таллашлардин бири болуп, бу һал американиң бу һәмкарлиқ тори ичидики дөләтләр билән болған һәрбий, пән-техника вә башқа муһим саһәләрдики алмаштурушни күчәйтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.