Раян хас: “америка-хитай мунасивитини ‛соғуқ уруш‚ дәп тәсвирләш йетәрлик әмәс!”

Мухбиримиз әзиз
2021.07.13

Америка-хитай мунасивити барғансери йириклишип меңиватқанда бир қисим анализчилар һәмдә мутәхәссисләр бу һални “йеңи соғуқ мунасивәтләр урушиниң башлиниши” дәп тәсвирләшкә башлиғаниди. Йеқинда вашингтон шәһиридики брукиң инистиутиниң ташқи мунасивәт мәсилилири бойичә алий тәтқиқатчиси раян хас бу һәқтә пикир қилип; “бу йеңи тәрәққиятни ‛соғуқ мунасивәтләр уруши‚ дәп аташ бәкму чолта тәсвир болуп қалиду. Чүнки бу тәсвир һазирқи реаллиқниң еғир вәзнини әкс әттүрүп берәлмәйду” дегән.

У бу һәқтики пикрини бирләшмә агентлиқниң мухбирлири билән сөһбәтләшкәндә алаһидә тәкитлигән. Бирләшмә агентлиқниң 12-июлдики обзор мақалисидә көрситилишичә, раян хас өзиниң бу һәқтики бирқисим қарашлирини йеқинда нәшрдин чиққан китабида мәхсус тонуштурған һәмдә “көплигән анализчилар хитайниң күч-қуввитини зиядә чағлаватиду, шундақла униң нурғунлиған аҗизлиқлирини көрмәйватиду” дәп хуласә чиқарған. Сөһбәттә мухбирлар униң мушундақ хуласә чиқиришидики сәвәбләрни сориғанда раян хас хитайниң нөвәттә һәммила җәһәттә кризисқа петип қалған бир вәзийәттә икәнликини, болупму дөләт қәрзиниң ешип меңиши, нопустики қерилиқ нисбитиниң юқирилиши һәмдә мәһсулат ишләпчиқириш иқтидариниң төвәнләп меңиши бәкму рошән болуватқанлиқини, һоқуқниң мәркәзгә мәркәзлишиши барғансери еғирлап меңиватқанлиқи үчүн сиясий системисиниң каланпайлишип кетиватқанлиқини, шуниңдәк хитайниң америка билән иттипақдашлиқ орнатқан дөләтләр билән болған мунасивитиниң бузулуп хәлқара ‍образиниң барғансери хунүклишиватқанлиқини баян қилған. Униң баян қилишичә, буларниң һәммиси хитай дөлити үчүн зөрүр болған өз хәлқини беқиш һәмдә буниңдин кейинки тәрәққияти үчүн керәклик болған санаәт йеқилғусини импорт қилиш ишлириға еғир сәлбий тәсир көрсәтмәктикән.

Раян хас мушу әһвалларни омумлаштуруп; “һазирқи реаллиқни ‛соғуқ мунасивәтләр уруши‚ дәп тәсвирләш йетәрлик әмәс. Әйни вақитта совет иттипақи һөкүмранлиқ қилған даиридә һечким униңға бир еғиз сөз қилалмайтти. Һалбуки бүгүнки хитайниң әтрапини болса хелила қуввәтлик дөләтләр орап турмақта. Йәнә келип бу тәвәликтә америкаму кезип йүрмәктә” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.