Америка ядролуқ су асти кемисини хитайға йеқин җайға йөткәйдикән
2024.08.01
“һәптилик хәвәрләр” ториниң 1-авғуст бәргән хәвиригә қариғанда, америка хитайниң шәрқий вә җәнубий деңиз районлирида күчәйтиватқан һәрбий һәрикитигә тақабил туруш үчүн ядролуқ су асти кемисини хитайға йеқин җайға йөткәшни қарар қилған.
Америка 2024-йил 10-айниң 1-күнидин башлап, өзиниң ядро бомбилиқ су асти кемисини һавай арили портидин гуам портиға йөткәшни пиланлиған. Гуам арили шималда японийә билән җәнубта йеңи гевинийә арисиға җайлашқан тақим араллиридин бири болуп, бу йәргә ядролуқ су асти кемисини орунлаштуруш американиң иттипақдашлири болған японийә, тәйвән вә филиппинни хитайниң тәһдитлиридин қоғдашта муһим рол ойнайдикән.
Американиң һәрбий әмәлдари мундақ дегән: “хитай һазир 2-дуня урушидин буян әң чоң һәрбий һазирлиқ һалитигә киргән дөләткә айланди; уларниң қисимлири гуам арили әтрапида һәрикәт қилмақта; йеқинқи һәрикити алдинқи қетимқидин ешип кәтти. Алдинқи айда уларниң 4 кемә әтрити вә русийә билән һәмкарлашқан бомбардиманчи айропиланлири алияскаға йеқин бериң деңизиға улашти”.
Хәвәрдә ейтилишичә, америка деңиз армийәси еғирлиқи 7800 тонна, узунлуқи 377 ингилиз чиси (тәхминән 115 метир) келидиған бу ядролуқ су асти кемисини асрап-түзәп болғандин кейин 6-айдин башлап деңизда синақ қилип маңдуридикән. Бу кеминиң җәң қилиш иқтидари пәвқуладдә юқири болуп, деңиз бойида һәрикәт қилиш, су асти вә су үсти зәрбини тосуш, дүшмәнгә зәрбә бериш, учур йәткүзүш, назарәт қилиш вә чарлаш вәзипилирини өтийәләйдикән. .