Ши җинпиң американиң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җәйк сулливан билән учрашқан

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.29

Американиң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җәйк сулливан (Jake Sullivan) 27-авғуст күни хитайға йетип берип, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән икки тәрәп оттурисидики риқабәтни тоғра идарә қилишни мәқсәт қилған учришишини башливәткән иди.

Мәлум болушичә, бу зиярәт җәрянида хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң җәйк сулливанни туюқсиз күтүвелип, униң билән биваситә сөзләшкән. Хитай таратқулириниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, ши җинпиңниң җәйк сулливанни хәлқ сарийида күтүвалғанлиқи һәмдә униңға “американиң хитайниң тәрәққиятини иҗабий һаләттә көрүшини үмид қилидиғанлиқини вә икки чоң дөләтниң өзара маслишип, һәмкарлашқан асаста тоғра йол тепишини үмид қилидиғанлиқи” ни ейтқан.

Хитай хәвәрлиригә қариғанда, ши җинпиң сулливанға мундақ дегән: “хитай вә америка икки чоң дөләт болуш сүпити билән тарих, хәлқ вә дуняға мәсулийәтчан болуши, дуняниң тинчлиқи үчүн муқимлиқниң мәнбәси вә ортақ тәрәққиятниң һәрикәтләндүргүч күчи болуши керәк”.

Ақсарайниң бу учришиш һәққидә тарқатқан язма баянатида, җәйк сулливанниң ши җинпиң билән болған учришишида икки тәрәпниң хәвпсизлик сөһбитини әслигә кәлтүрүши мәсилисидин сирт йәнә, русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ уруши, җәнубий деңиз мәсилиси, икки тәрәп арисида һәрбий алақини сақлап қелиш вә сүний әқил бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләр үстидиму сөһбәтләшкәнликини билдүргән.

29-Авғуст күни сулливан йәнә, хитай мәркизи һәрбий комитетиниң муавин рәиси генерал җаң йошия биләнму көрүшкәнлики мәлум. Җәйк солливан сөзидә, һәр икки тәрәпниң аридики риқабәтниң тоқунуш яки урушқа айлинип кетишиниң алдини елиш мәҗбурийити барлиқини тәкитлигән, шундақла бу йиғинларниң әһмийәтлик болғанлиқини билдүргән.

“муһапизәтчи” гезитиниң дейишичә, ваң йи билән җәйк сулливан икки тәрәп сөһбитидә америка пирезиденти җов байдин билән ши җинпиң оттурисида бир мәйдан телефон сөһбити орунлаштурушқа келишкән болсиму, әмма униң вақти техи ениқ бекитилмигән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.