Америка билән японийә уйғур елидә ишләпчиқирилған дора буюмлирини импорт қилмақтикән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.10.08

Америка билән японийә гәрчә хитайниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини импорт қилишни тосушқа тиришип келиватқан болсиму, әмма хитайниң дора буюмлири буниңдин мустәсна болуп, буниң ичидә һәтта уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ дора буюмлириму мәвҗут икән.

“японийә иқтисад хәвәрлири” ториниң 8-өктәбир бәргән хәвиридә ейтилишичә, йәр шари хәвпсизлик оргиниC4ADS 8-өктәбир доклат елан қилип, америка йемәклик вә дора башқуруш идариси (FDA) билән японийә дора вә давалаш үскүнилири идариси (PMDA) ниң уйғур елигә мунасивәтлик икки дора ишләпчиқарғучиға иҗазәт бәргәнликини ашкарилиған.

Мәзкур доклатниң аптори мишел көнди бу һәқтә тохтилип: “хитай дунядики әң чоң актип дора материяллири ишләпчиқарғучи, шундақла дунядики иккинчи чоң дора базиридур, һалбуки шинҗаң уйғур аптоном районидики дора буюмлириниң пүтүн дуняға тарқилиш әһвали техи чоңқур тәкшүрүлмиди” дегән.

Хәвәрдә көрситилишичә, японийә дора вә давалаш үскүнилири идариси уйғур елидики тйәншән доригәрлики (天山药物) вә йили чуәнниң (伊利川宁) биотехника ширкитиниң иҗазәтнамисини тәстиқлиған.

C4ADS Һәмбәһирлигән сода санлиқ мәлуматлирида көрситилишичә, японийә ширкәтлири 2023-йили йили чүәнниң ширкитидин васитилик һалда мәһсулат сетивалған.

 Санлиқ мәлумат вә техника ширкити болған қарун (Kharon) ниң тәкшүрүшичә, йили чуәнниң йәнә 2019-йилдин 2023-йилғичә болған арилиқта һиндистандики дора тәминлигүчи ширкәт Unimax Chemicals қа 6 милйон доллар қиммитидики антибийотик еритромитсин мәһсулатлири тәминлигән, андин бу ширкәт охшаш мәзгилдә японийә ширкәтлиригә еритромитсин йөткигән.

Хәвәрдә ейтилишичә, йили чуәнниң уйғур елиниң “намратлиқтин қутулдуруш пилани” вә “милләтләр иттипақлиқи паалийити” гә қатнашқан. Бу аталғуларни һөкүмәт мәҗбурий әмгәк пирограммилирини мәдһийәләштә қоллинип кәлгән. Тйәншән доригәрлики болса қисмән районлуқ йәрлик һөкүмәткә тәвә болуп, һөкүмәт тәрәптин қошулған пай көп миқдарни игилигән.

Америка һөкүмитиниң тәминләш зәнҗиригә қарита тәкшүрүшидин аян болушичә, FDA арқилиқ контрол қилинидиған дориларниң %13 и хитайдики завутларда ишләпчиқирилған.

C4ADS Ниң ейтишичә, японийә ширкәтлириниң уйғур елидики икки орунни тизимға алдуруши японийәниң хитай һөкүмитиниң уйғурларни хорлаш җинайитигә болған инкасиға зит икән. Американиң болса, бу җәһәттә йәниму актип қәдәм елип, хитайниң дора буюмлири саһәсидики мәҗбурий әмгәк амиллирини тәкшүрүп чиқиши керәк икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.