Җәнет йелен, хитай импорт мәһсулатлириниң америка йеңи санаитигә бузғунчилиқ қилишиға йол қоймайдиғанлиқини агаһландурди
2024.04.08
Өткән бир қанчә күндин бери хитайда зиярәттә болуватқан америка малийә министири җәнет йелен, 8-апрел зияритиниң ахирқи күни хитайни агаһландуруп, әрзан баһалиқ хитай импорт таварлириниң америка йеңи санаитигә бузғунчилиқ қилишиға йол қоймайдиғанлиқини билдүргән. Җәнет йелен бейҗиңда өткүзгән ахбарат йиғинида, пирезидент байдин 2000-йилларниң башлирида хитай таварлириниң америкиға долқундәк еқип кирип, санаәт ишләпчиқириши саһәсидики икки милйон америкилиқниң ишсиз қелишини кәлтүрүп чиқарған “хитай зәрбиси” ниң қайта йүз беришигә йол қоймайдиғанлиқини ейтқан.
Мәлум болушичә, 1990-йиллириниң ахирлири американиң хитайға содида мәңгүлүк етибар бериш салаһийитини бериши, арқидинла хитайниң дуня сода тәшкилатиға әза болуп кириши, американи әрзан баһалиқ хитай таварлириниң төкмә қилип сетилиш базириға айландуруп қойған.
Һалбуки, җәнет йелен бейҗиңда, әгәр хитай дөләтниң қошумчә ярдимидики токлуқ аптомобил, аптомобил батарейәси, күнтахта вә башқа йешил енергийә мәһсулатлирини експорт қилишни давамлаштурса, униңға баҗ қоюш яки башқа қандақ сода тәдбирлирини қоллинидиғанлиқини тилға алмиған.
Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, җәнет йелен йеқинқи тоққуз ай ичидә иккинчи қетим хитайни зиярәт қилиш арқилиқ, хитайниң ишләпчиқиришқа ички еһтияҗдин һалқиған һалда мәбләғ селиши, шундақла бу мәһсулатларни експорт қилишни күчәйтиши, америка һәм башқа дөләтләрниң карханилириға тәһдит селиватқанлиқини әйиблигән . Җәнет йелен мундақ дегән: “биз бу әһвални бурун көрдуқ. Он йиллар аввал хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитиниң кәң көләмлик қоллиши нәтиҗисидә, хитайниң полат мәһсулатлири дуня базириға еқип кирип, дуня вә америка санаитигә бузғунчилиқ қилди.” униң көрситишичә, “пирезиденти байдин вә у бу реаллиқниң қайта тәкрарлинишиға йол қоймайдикән. Җәнет йелинниң бу агаһландуруши, хитай һөкүмитиниң йеқинқи 2-3 йилдин бери, уйғур диярида йеңи материял вә йешил енергийә ишләпчиқиришиға кәң көләмлик мәбләғ селип, чақилиқ , хотән қатарлиқ җайларда зо ишләпчиқириш базилирини қурған бир вақитта ейтилған.