Уйғурларниң ана тил йәслиси қуруш илтимаси хитай тилида йезилмиғанлиқи үчүн рәт қилинған
2013.05.03
Үрүмчи шәһри тәңритағ районлуқ маарип идариси йеқинда ана тил хәлқара ширкитиниң ана тил йәслиси қуруш илтимасини рәт қилип, уйғур тор бәтлиридә күчлүк ғулғула қозғиған.
Тәңритағ районлуқ маарип идарисиниң ваң, чаң, җаң чүн қатарлиқ хитай мәсуллири вә рустәм исимлик уйғур мәсули 27 - апрел ана тил хәлқара ширкитиниң маарип ишлириға мәсул хадими диляр обулни чақиртип, мәзкур ширкәтниң ана тил йәслиси қуруш илтимаси һәққидә мәхсус йиғин ачқан.
Йиғинда илтимас хитайчә йезилмиғанлиқи сәвәблик рәт қилинған.
Уйғур тор бәтлиридики бәс муназириләрдә, уйғур аптоном районлуқ тил - йезиқ комитетиниң бу ишни җиддий тәкшүрүп, асаси қанун вә миллий территорийилик аптономийә қануни қатарлиқни көзгә илмиған юқириқи әмәлдарларға чарә көрүш тәләп қилинған.
Хитайниң аптономийә қануниға асасланғанда уйғур тили мәзкур районниң һөкүмәт тили. Бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, хитай һөкүмити районда қош тиллиқ маарипни йолға қойғандин буян, уйғур тилиниң орни җиддий риқабәткә дуч кәлгән.