Аргентина федератсийә алий соти төвән сотниң уйғур ирқий қирғинчилиқи делосини қобул қилмаслиқ қарарини ағдуруп ташлиған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.12

Аргентина җинайи ишлар федератсийә алий соти 11-июл қарар чиқирип, буенус-айрес әрзийәт сот мәһкимисиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи делоси үстидин сот ачмаслиқ қарарини ағдуруп ташлиған.

Мәлум болушичә, аргентина федератсийә җинайи ишлар алий соти, буенус-айрес әрзийәт мәһкимисиниң дуня уйғур қурултийи билән “уйғур һәқлирини қоғдиғучи адвокатлар” аргентина сот мәһкимисигә йоллиған әрзидә тәптиш даирилириниң пикрини қобул қилип, бу әрзни архипта сақлашни қарар қилиши хаталиқ, дәп һөкүм чиқарған, шундақла тәптиш даирилириниң дәрһал тәкшүрүш башлишини буйруған. Бу, әнглийә юқири сотиниң йеқинда уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тәкшүрмәсликни қанунсизлиқ, дәп қарар қилишидин кейинки уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қолға кәлтүргән йәнә бир утуқи, дәп қаралмақта.

Мәлум болушичә, дуня уйғур қурултийи билән “уйғур һәқлирини қоғдиғучи адвокатлар” тәшкилати 2022-йили 8-айда аргентина асасий қануниниң универсал җинайи җавабкарлиққа аит 118-маддисиға асасән аргентина сотиға әрз сунған.

Һалбуки, буенус-айрес әрзийәт сот мәһкимиси 2023-йили 12-айда тәптиш әмәлдариниң бу дело үстидин сот ачмаслиқ, әрзни архипта сақлаш пикрини орунлуқ, дәп һөкүм чиқарған. Буниң билән дуня уйғур қурултийи вә “уйғур һәқлирини қоғдиғучи адвокатлар” тәшкилати сотниң бу қарариға наразилиқ билдүрүп, аргентина федератсийә җинайи ишлар алий сотиға әрз сунған. Аргентина җинайи ишлар федератсийә алий соти 11-июл чиқарған қарарида, буенус-айрес әрзийәт сот мәһкимисиниң һөкүмитини ағдуруп ташлиған.

Дуня уйғур қурултийиниң 12-июл елан қилған баянатида қәйт қилинишичә, аргентина җинайи ишлар федератсийә алий сотиниң қарари билән сотчи делони қайта ечиш вә тәкшүрүш башлаш мәҗбурийитидә қалидикән. Баянатта, “буниң уйғур районидики түркий хәлқләрни системилиқ бастурушниң бир қисми сүпитидә, һазир хитай дөләт даирилириниң өз хәлқигә қарита садир қиливатқан хәлқаралиқ җинайәттә, адаләтни қолға кәлтүрүшкә йеқинлашқан уйғурлар үчүн, бөсүш характерлик бир пәйт” икәнлики тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.