Ма шиңрүй атуштики санаәт бағчилирини еһтияҗлиқ әмгәк күчи билән тәминләшкә капаләтлик қилишни тәләп қилған
2024.10.11
Уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңрүй 9-өктәбир атуштики бир “кәспий тәрбийәләш” нуқтиси вә бир санаәт бағчисини көздин кәчүрүп, атушта “кәспий тәрбийәләш” ни кеңәйтиш арқилиқ, бу җайдики санаәт бағчилирини еһтияҗлиқ әмгәк күчи билән тәминләшкә капаләтлик қилишни тәләп қилған. Хитай таратқулириниң билдүрүшичә, ма шиңрүй 9-өктәбир “шинҗаң тәңритағ кәспий техника университети” ниң атуштики “кәспий тәрбийәләш” нуқтисиниң биринчи басқучлуқ түр қурулушини, шундақла атуш шәһәрлик санаәт бағчисидики дехуа тоқумичилиқ ширкити, суҗяң техника ширкити, алфа лифт ширкити қатарлиқ карханиларни тәкшүргәндә бу йолйоруқни бәргән.
Ма шиңрүйниң “кәспий тәрбийәләш” ни кеңәйтип, санаәт бағчилирини еһтияҗлиқ әмгәк күчи билән тәминләшкә капаләтлик қилишни тәләп қилиши, чәт әлләрдики нопузлуқ тәтқиқатчилар “уйғур мәҗбурий әмгикиниң техиму көләмләшкәнлики вә техиму һийлигәрләшкәнлики” ни қәйт қиливатқан бир вақитта оттуриға қоюлған. “шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, ма шиңрүй “шинҗаң тәңритағ кәспий техника университети” ниң атуштики “кәспий тәрбийәләш” нуқтисини көздин кәчүргәндә мундақ дегән: “райондики санаәт вә иқтисадий-иҗтимаий тәрәққиятниң еһтияҗиға йеқиндин әгишип… оқуғучи қобул қилиш көлимини муқим кеңәйтип, оқутуш сүпитини өстүрүп, юқири сүпәтлик район тәрәққиятиниң асасий таянчини үзлүксиз күчәйтиш керәк.”
Ма шиңрүй атуш санаәт бағчисида бәргән йолйоруқида ширкәтләрни “мал тәннәрхи қатарлиқ җәһәтләрдики әвзәлликләрни чиң тутуп, ишқа орунлаштуруш йөнилишидә чиң туруш, әмгәк күчи көҗүмләшкән, йәрлик алаһидиликкә игә игилик саһәлирини нишанлиқ тәрбийәләш һәм тәрәққий қилдуруш” ни тәкитлигән. Мәлум болушичә, атуш уйғурларниң сода саһәсидики сәр хиллар көп чиқидиған бир юрт болуп, хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқунида, бу юрттики уйғурларниң сода саһәси қаттиқ бастурушқа учриған.