Хитай даирилири уйғур елини “хәлқара авиятсийә мәркизигә айландуруш” пиланини оттуриға қойған
2024.07.31
Хитай даирилири уйғур елини “явроасия-хәлқара авиятсийә мәркизи” қилишни илгири сүридиған йетәкчи лайиһәни елан қилған.
“хитай хәвәрлири тори” ниң хәвиридин қариғанда, хитай авиятсийә идариси билән уйғур районлуқ һөкүмәт тәрипидин елан қилинған лайиһәдә, уйғур елиниң мәркизи үрүмчини аммиви авиятсийә системисиниң хәлқаралиқ мәркизигә айландуруп, ядролуқ мәркәз қилиш вә қәшқәр, корла, или, турпан, хотән, қарамай вә аралдики айродурумларни ярдәмчи мәркәз қилиш пиланлимақтикән.
Хәвәрдә мундақ дейилгән: “бу тор үрүмчидин оттура асияға вә явропаға баридиған хәлқаралиқ авиятсийә линийәсигә һәмдә шинҗаңни башқа өлкиләр билән туташтуридиған дөләт ичи линийәсигә айлиниду. Бу, шинҗаңниң оттура асияға кириш еғизи болиду вә униң асия билән явропа оттурисидики көврүклүк ролини күчәйтиду”.
“хитай хәвәрлири тори” ниң бу һәқтики ингилизчә тарқатқан хәвиридә, бу нишанни әмәлгә ашурушниң “шинҗаң уйғур аптоном райони билән қошна дөләтләр вә районлар оттурисидики иқтисад-сода алақиси һәмдә мәдәнийәт алақисини зор дәриҗидә илгири сүридиғанлиқи, уйғур елиниң содиси вә саяһәтчиликини раваҗландуруп, иқтисадий тәрәққиятиға төһпә қошидиғанлиқи” тәшвиқ қилинған.
Хитай һөкүмити йеқиндин буян оттура асия дөләтлири билән болған сиясий вә иқтисадий алақилирини қаттиқ күчәйткәниди. Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқи түпәйлидин ғәрб дунясида хитайға қаритилған түрлүк иқтисадий җазалар оттуриға чиқиватқан бу пәйттә хитайниң оттура асияға йүзлинишни туюқсизла күчәйтиши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиғаниди. Болупму хитайниң оттура асия арқилиқ явропаға созулған иқтисадий кеңәймичиликидә оттура асия җумһурийәтлириниң изчил түрдә муһим база болуш ролини ойнап келиватқанлиқи мәлум.