Б д т ға әза дөләтләр уйғурлар мәсилисидә қануний вә әхлақий бурчини ада қилишқа чақирилди
2024.04.05
Хәлқара кишилик һоқуқ хизмити тәшкилати 4-апрел баянат елан қилип, б д т ға әза дөләтләрни уйғур қирғинчилиқини өз ичигә алған қәбиһ җинайәтләрни җавабкарлиққа тартиш, униң қайта йүз бәрмәсликигә капаләтлик қилишта өзлириниң қануний һәм әхлақий бурчини ада қилишқа чақирған.
Баянатта тәкитлишичә, б д т ға әза дөләтләр қәбиһ җинайәтләрни җавабкарлиққа тартишта униң қайси җайда йүз бәргәнликигә қаримаслиқи керәк икән. Бу тәшкилатниң баянати мусулман әллири вә оттура асиядики түркий җумһурийәтлирини өз ичигә алған нурғун дөләтләр уйғурларниң вәзийитигә көз юмуватқан яки хитайниң “шинҗаң сиясити” ни ашкара қоллап, бу мәсилиниң б д т да музакирә қилинишиға тосқунлуқ қиливатқан бир вақитта елан қилинған.
Баянатта, дуня миқясида уйғур қатарлиқ милләтләргә қарита қирғинчилиқ йүргүзүшни өз ичигә алған қәбиһ җинайәтләрниң садир қилиниватқанлиқи, “дөләт вә ғәйрий дөләт актйорлириниң миллий, етник яки диний гуруппиларни қисмән яки пүтүнләй вәйран қилиш мәқситидә садир қиливатқан җинайәтлирини ақлашта, бу хәлқләрни ғәйрий-инсаний қилип көрситиватқанлиқи яки алвастилаштуруватқанлиқи” тәкитләнгән.
Баянатта йәнә б д т ирқий кәмситишни түгитиш комитетиниң 2022-йили 11-айдики җиддий һәрикәт қарарида, б д т баш катипиниң алаһидә мәслиһәтчисигә уйғур райониниң вәзийити һәққидә бәзи тәвсийәләрни бәргәнлики, униң барлиқ дөләтләргә кишилик һоқуққа еғир хилаплиқ қилиш қилмишлириға қануний йол арқилиқ хатимә бериш бурчини хатирилитиши тәләп қилинғанлиқи билдүрүлгән.
Баянатта қәйт қилишичә, бу комитетниң қарари б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң райондики қилмишларни “инсанийәткә қарши җинайәт тәшкил қилиши мумкин” дәп баһалиши билән бирдәкликкә игә икән.