Шиветсийә һөкүмити бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнашмайдикән

Мухбиримиз әзиз
2022.01.11

Америка башчилиқидики бир қисим ғәрб дөләтлири уйғур қирғинчилиқи вә башқа һәқләр дәпсәндичилики түпәйлидин 2022-йилидики бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилидиғанлиқини елан қилғандин кейин шиветсийә һөкүмитиму 11-январ күни өзлириниң мәзкур мусабиқигә қатнашмайдиғанлиқини билдүргән. Әмма буниңдики сәвәбләр һәққидә сөз болғанда баш министир андерс йгеман “буниңда биз башқа сәвәбни көздә туттуқ” дегән.

“холланд почтиси” гезитиниң 11-январдики хәвиридә ейтилишичә, баш министир андерс өзлириниң бу қарари характер җәһәттә 2021-йилидики токйо язлиқ олимпик мусабиқисигә қатнашмиғанлиққа охшап кетидиғанлиқини, шундақла буниң сиясий сәвәб әмәс, әксичә хитайдики ямрап кетиватқан вирус тәһдити икәнликини алаһидә тәкитлигән. Сиясий сәвәб һәққидики соалларға қарита у “бизниң қиливатқинимиз дипломатик байқут қилиш әмәс. Әлвәттә биз хитайдики һәқләр дәпсәндичиликигә аит пикримизни дипломатик вә сиясий қаналлар арқилиқ хитай тәрәпкә билдүрүватимиз” дегән.

Мәлум болушичә, нөвәттә бир қисим дөләтләр сиясий вә иқтисадий амилларни көздә тутуп биваситә һалда “бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилимиз” дәп җакарлашниң орниға өзлириниң башқа сәвәбләр түпәйлидин бейҗиңдики бу мусабиқигә қатнишалмайдиғанлиқини тәкитлимәктикән. Йәнә келип хитайда йеңиваштин әвҗ еливатқан ваба юқуми бу җәһәттә наһайити яхши “баһанә” болмақтикән.

“блумберг хәвәрлири” ториниң 10-январдики хәвиридә ейтилишичә, хитайдики вирус юқуми, болупму йеңидин байқалған “омикрон” вариянтиниң тарқилиши тездин кеңийиватқан болуп, хенән өлкисидики бәш милйондин артуқ нопусқа игә әняң шәһири пүтүнләй қамалға елинған. Буниңдин илгири шиән вә йүҗу шәһәрлири вабаниң йеңиваштин ямриши түпәйлидин қамал қилинғаниди. Бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси йеқинлаватқанда вабаниң ямрап кетиватқанлиқи нөвәттә хитай һөкүмитиниң мусабиқини вақтида өткүзәлиши үчүн еғир синақ болиду, дәп қаралмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.