Биңтуәнниң кевәз терилғу көлими уйғур аптоном районидин 12 һәссә көп болған
2023.04.10
Уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ асаслиқ саһәләрниң бири дәп қариливатқан пахта ишләпчиқиришида хитайниң райондики “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ниң тутқан салмиқи давамлиқ артмақта. Хитай таратқулиириниң ашкарлишичә, нөвәттә “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” гә қарашлиқ кевәзликләрниң көлими уйғур елидики кевәзликләрниң омумий салмиқиниң зор қисмини игилигән. Бу, хитайниң райондики мәзкур йерим қораллиқ вә йерим ишләпчиқириш гәвдисиниң уйғур ели иқтисадида тутқан орни вә терилғу йәр көлиминиң зор дәриҗидә ешип барғанлиқи, хитайниң 2017-йили чоң тутқун билән тәң техиму күчәйткән биңтуәнни җәнубқа кеңәйтиш пилани, уйғур аптоном райониниң иқтисади күчи вә йәр көлимини техиму тарайтиватқанлиқидин дерәк бәрмәктә икән.
“тәңритағ” ториниң 10-април бәргән хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном райони бу йиллиқ терилғу башлинип һазирға қәдәр җәмий бир милйон 400 миң модин артуқ йәргә кевәз терип болған. Униң бу йил терип болған кевәзлик көлими өткән йилниң охшаш мәзгилидикидин 200 миң мо артуқ болсиму, лекин бу биңтуәнниң бу йил териған кевәзлик көлимидин көп аз икән. Йеқинда хитайниң “биңтуән гезити” қатарлиқ райондики йәрлик таратқулири бу йил “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” ниң 12 милйон 500 миң мо йәргә кевәз терийдиғанлиқи, аралдики биңтуән 1-девизийәсиниң өзила һазирғичә бир милйон 53 миң мо йәргә пахта терип болғанлиқини хәвәр қилған.
“шинҗаң пахтиси” уйғур мәҗбурий әмгики мәркәзләшкән саһәләрниң бири дәп қарилип, америка һөкүмити тәрипидин чәкләнгән, болупму “шинҗаң пахтиси” да иләпчиқирилған мәһсулатларниң америка базириға кириши мәний қилинған бир вақитта, хитайниң районда кевәзлик терилғу көлимини давамлиқ кеңәйтиши диққәт қозғиған иди.
Мәлум болушичә, хитай бу йил уйғур районида пахта ишләпчиқиришиниң сүпити вә үнүмини ашуруш һәрикити башлап, бу йиллиқ пахта ишләпчиқириш миқдарини тәхминән 5 милйон тонна әтрапиға йәткүзмәкчи, шундақла районниң пахта ишләпчиқиришидики истратегийәлик үстүнлүк орнини давамлиқ сақлимақчи икән. Уйғур елиниң пахта мәһсулати өткән йили хитай паита мәһсулатиниң 83 пирсәнтини тәшкил қилған иди.