Чен чүәнго “шинҗаң университети” оқуғучилиридин шәхси ғайисини партийә билән бирләштүрүшни тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2021.10.29

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго 27-өктәбир күни “шинҗаң университети” ни көздин кәчүргәндә, оқуғучиларниң “шәхси ғайисини партийә вә дөләт ишлири билән бирләштүрүши” ни тәләп қилған.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, чен чүәнгониң сөзи униң уйғур елидә шәхси характерни йоқитип, “мәдәнийәт инқилаби” дәвридикидәк коллективизмлиқни тәрғиб қиливатқанлиқини көрситидикән. Чен чүәнго уйғур аптоном районлуқ парткомниң 10-нөвәтлик қурултийи ахирлишип, аптоном районлуқ партком даимий комитетиниң тәртипкә селинишидин кейинла “шинҗаң университети” ни көздин кәчүргән.

Көзәткүчиләр, аптоном районлуқ парткомниң йеңи даимий комитетиниң қурулмиси хитайниң бәзи ғәрб дөләтлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп әйиблинип келиватқан “шинҗаңдики һәрикити” дә өзгириш болмайдиғанлиқиниң сигнали, дәп баһа бәргәниди. Аптоном районлуқ парткомниң 10-нөвәтлик қурултийи йепилған күни дунядики 43 дөләт б д т да баянат елан қилип, хитайни мустәқил тәкшүргүчиләрниң уйғур елидә тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшқа чақирған.

“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, чен чүәнго йәнә алий мәктәпләрниң “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истиратегийәсини омуми йүзлүк изчиллаштуруши, иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик әминлик бәрпа қилиш нишанида чиң туруши” ни тәләп қилған. Униң ейтишичә, ши җинпиңниң йеңи дәврдики хитайчә сотсиялизм идийәсини дәрслик материяли, дәрсхана вә оқуғучиларниң меңисигә киргүзүш керәк” икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.