Хоңкоңда намайишчилар билән сақчилар оттурисидики тоқунуш давам қилмақта
2019.07.29
Хоңкоң валийсиниң хитайға “қачқунларни өткүзүп бериш қанун лайиһәси” пәйда қилған сақчилар билән намайишчилар оттурисидики тоқунуш давам қилмақта.
27-Июл күни хоңкоңниң йүәнлаң бекитидә намайишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунуш партлиғандин кейин, 28-июл күни нәччә он миңлиған хоңкоңлуқ давамлиқ намайиш қилип, сақчиларниң пуқраларға қорал ишләткәнлики, “һөкүмәтниң қара җәмийәтләр билән тил бириктүргәнлики” гә наразилиқ билдүргән. Лекин наразилиқ намайиши йәнә тоқунушқа айланған.
Чәтәл таратқулириниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күнидики намайишта 49 намайишчи тутқун қилинған. Шу күнидики намайишта намайишчилар бир қанчә гуруппиға бөлүнүп, бир қисми хоңкоң сақчи идарисиниң алдида наразилиқи билдүргән. Йәнә бир қисим намайишчилар хитай мәркизи һөкүмити хоңкоң алақилишиш орниниң алдида намайиш қилған. Лекин намайиш хоңкоң сақчилириниң мудахилисиға учрап, намайиш тоқунушқа айланған. Сақчилар намайишчиларға яш аққузуш бомбиси атқан. Йәкшәнбә күнки тоқунуш кечә саәт 11 гә қәдәр давамлашқан. Нөвәттә хоңкоң хәлқиниң наразилиқ намайиши 8-һәптисигә қәдәм қойған.
Хоңкоңда 8 һәптидин бери һәр һәптиниң ахирида йүзмиңлиған, һәтта милйонлиған хоңкоң пуқраси намайиш қилип, “қачқунларни өткүзүп бериш қанун лайиһәси” ни бикар қилишни тәләп қилмақта. Хоңкоң һөкүмити қанун лайиһисини парламентқа сунушни вақитлиқ тохтатқан болсиму, лекин пүтүнләй бикар қилишни рәт қилип кәлди. Хитай дөләт кабинетиниң хоңкоң-макав ишханиси 29-июл күни мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, хоңкоң валийси лин җенйөниң намайишчиларға тутқан қаттиққол сияситини вә сақчиларниң қанунни қаттиқ иҗра қилишини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Ахбарат йиғинида хоңкоңниң хитай земини икәнлики, чәтәл дөләтлириниң арилишишиға йол қоюлмайдиғанлиқини тәкитлигән. Хоңкоң тоңливән китабханисиниң сабиқ мудири лин роңҗи радийойимизниң мухбириға қилған сөзидә бейҗиңниң лин җенйөни давамлиқ қоллишиниң тоқунушни техиму кәскинләштүрүветидиғанлиқини билдүргән.