Хитай, депломатлар вә б д т әмәлдарлириға мәктуп йоллап уларни далай лама қатнишидиған йиғинға қатнашмаслиққа чақирған


2016.03.10

Җәнвәдә бу җүмә күни өткүзүлидиған нобел мукапати саһиблириниң сөһбәт йиғиниға далай ламаниң қатнишип сөз қилидиғанлиқи хитай һөкүмитиниң қаршилиқ қилишиға учриди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири мәзкур йиғинға иштирак қилидиған депломатлар вә б д т әмәлдарлириға мәктуп йоллап уларни бу паалийәткә қатнашмаслиққа чақирған.

Улар хетидә, далай ламаниң бу йиғинға чақирилишини хитайниң игилик һоқуқиға қилинған дәпсәндичилик дәп қарайдиғанлиқини, далай ламаниң һәрқандақ бир дөләттә, һәрқандақ услуб вә намдики бөлгүнчилик һәрикәтлиригә қәтий қарши туридиғанлиқини тәкитлигән.

Мәлум болушичә, бу мәктуп 8-март күни йезилған болуп, у дәл америка вә канаданиң бу йиғинни қоллиғучи дөләт икәнлики елан қилинған күн икән. Йиғинни уюштурғучи орун болған “җәнвә градуейт институти” башлиқи филип буррин ройтерс мухбириға қилған сөзидә, бу һәқтә нурғун бесим кәлгәнликини, бирақ бу йиғинниң бикар қилинмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Дуня уйғур қурултийиниң билдуришичә, хитай һөкүмити бундин илгириму дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә башқа дуқ вәкиллириниңму мушу хилдики йиғинларға қатнишишини чәкләш үчүн һәрикәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.