Хитайниң деңиздики “тәвәлик даваси” мәсхирә қилинмақта
2018.04.30
Хитай һөкүмити хелидин буян җәнубий хитай деңизи тәвәликиниң хитайға тәвәлики һәққидә дава қилип келиватқан иди.
Мәзкур әһвал хәлқарада көплигән наразилиқларни пәйда қиливатқанда хитай алимлири 1951-йили бесилған хитай хәритисидә җәнубий хитай деңизиниң хитай земини икәнлики “очуқ баян қилинғанлиқи” ни көтүрүп чиққан.
“һиндистан вақти” гезитиниң торида 30-апрел елан қилинған бу һәқтики мақалида көрситилишичә, 1951-йили нәшр қилинған хитай хәритисидә җәнубий хитай деңизи тәвәликиниң чеграси үзүк сизиқ арқилиқ әмәс, бәлки пүтүн сизиқ шәклидә аҗритилған һәмдә уни хитай территорийәсиниң бир қисми һесаблиған. Бу районлар болса дәл нөвәттә хитай һөкүмити “бизниң тәвәликимиз” дәп җакарлаватқан даирини толуқ өз ичигә алидикән. Бу һәқтики архип тәкшүрүш хизмитигә қатнашқан хитай алимлири “деңиз чеграсида үзүк сизиқ әмәс, бәлки пүтүн сизиқ ишлитишниң өзи бу районниң хитай территорийәси икәнликиниң җанлиқ испати,” дегән.
Мақалида көрситилишичә, хитай алимлириниң мәзкур “байқиши” ни һөкүмәт тәрәп әмәс, бәлки шәхсләр башқурушидики бир нәшрият китаб шәклидә нәшр қилған. Әмма хитайдәк һәммила җайға йейилған “нәшрият сүзгүчи” мәвҗут муһитта бундақ зор вә назук мәсилини бирәр шәхсниң туюқсизла оттуриға чиқириши әҗәблинәрлик иш икән. Йәнә келип, мақалә апторлири бу “кона хәритә” ниң қандақ байқалғанлиқини сориғанда хитай алимлири буниңға җаваб беришни рәт қилған.
Мақалида ейтилишичә, хитай һөкүмити өткән әсирдин башлапла җәнубий хитай деңизида земин даваси қилип келиватқан болуп, техи йеқиндила бу җайда сүний аралларни бәрпа қилип чиққан. Йәнә келип 2014-йили германийә баш министири меркел хитай рәиси ши җинпиңға тәқдим қилған хәритини 1735-йили явропалиқ җуғрапийә алимлири сизип чиққан болуп, бу хәритидә һазирқи тибәт, уйғур дияри, моңғулийә яки манҗурийә қатарлиқ җайлар йоқ икән.
Бу җайларниң һәммиси кейинки вақитларда хитайниң земин кеңәйтиши арқисида хитай территорийәсигә қошулған икән. Апторлар мушу әһвалларни омумлаштуруп, “бундақ бир йеңи хәритиниң ‛байқилиши‚ бәкму гуманлиқ. Бу хитайниң земин кеңәймичилики билән зич мунасивәтлик,” дәп хуласә чиқарған.