“20 дөләт башлиқлири” уйғур дияриға четишлиқ импортни чәкләшкә чақирилди

Мухбиримиз әзиз
2021.10.19

Өктәбир ейиниң ахирида рим шәһиридә ечилмақчи болған “20 дөләт башлиқлири йиғини” һарписида ғәйрий һөкүмәт тәшкилатлириниң бирләшмиси болған “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” 19-өктәбир күни мәхсус баянат елан қилди. Баянатта улар дуня рәһбәрлирини уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкни чәкләш, шуниң билән биргә уйғур дияриға бағлинишлиқ болған импорт паалийәтлирини мәни қилишқа дәвәт қилди.

Мәзкур бирләшминиң тор бетидә елан қилинған баянатта көрситилиишчә, бу қетимқи “20 дөләт башлиқлири йиғини” иқтисадий вәйранчилиқни әслигә кәлтүрүш, шу арқилиқ инсанийәт вә йәр шариниң техиму гүзәл кәлгүси һәққидә муһакимә қилишни баш тема қилғаникән. Баянатта мушу нуқта алаһидә тәкитлинип уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкниң нөвәттә ғәрб дуняси импорт қиливатқан қуяш енергийә тахтиси, пахта мәһсулатлири қатарлиқларға биваситә бағлинишлиқ икәнлики, буниң һөҗҗәтләшкән дәлил-испатлириниң аллиқачан йетәрлик һазирланғанлиқи, бундақ әһвалда дуняви пакиз енергийәниң вуҗудқа келишигә “дағ” чүшүрүватқан импорт содисини чәкләшниң муһимлиқи алаһидә тилға елинди. “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай бөлүминиң директори софи ричардсон ханим бу һәқтә сөз қилип “өткәндә ‛йәттә дөләт гуруһи‚ мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ тәминләш зәнҗирини мәни қилиш һәққидә күчлүк қарар алди. Әмма хитай һөкүмити кишилик һоқуқни һәқиқий йосунда әмәлгә ашурғанға қәдәр һөкүмәтләр бу хил мәһсулатларни мәни қилиш һәққидә әмәли һәрикәт қоллиниши лазим” дегән.

Улар явропа иттипақиниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини импорт қилишни чәкләш қарарини алқишлаш билән биргә буниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириғиму тәтбиқлиниши лазимлиқини, бу хил мәһсулатларниң явропа базирида сетилмаслиқи үчүн техиму күчлүк вә әмили болған тәдбирләрни елишниң зөрүрлүкини көрсәткән.

Мәлум болушичә, “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” пуқравий тәшкилатларниң бирләшмиси болуп дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, “әмгәкчиләр һәқлири җәмийити”, “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” қатарлиқ нәччә онлиған тәшкилатларни өз ичигә алидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.