Алдинқи йерим йилда уйғур ели хитай өлкилиригә 59 милярд киловаттин артуқ ток йәткүзгән
2024.08.05
Хитай уйғур елиниң нефит, тәбиий газ вә көмүр қатарлиқ енергийә мәнбәлиридин башқа йәнә електир енергийәсиниму кәң көләмдә ичкири хитай өлкилиригә тошуп, буларни шу җайларниң енергийә еһтияҗини қамдашқа ишлитиш миқдарини ашурмақта.
“шинҗаң гезити” ниң 8-айниң 5-күнидики хәвиригә асасланғанда, уйғу ели алдинқи йерим йилда, хитай өлкилиригә 59 милярд 274 милйон киловат ток йәткүзүп бәргән. Йәни ток йәткүзүш миқдари бултурқи охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда% 2.72 Ашқан.
Уйғур елиниң токини хитай ичкири өлкилиригә йәткүзүш қурулуши 2011-йили 12-айда хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитети тәрипидин тәстиқланған муһим түрләрниң бири болуп, уйғур дияриниң електир енергийәсини ичкири өлкиләргә йәткүзүш ишлири башлинип, униң миқдари давамлиқ ашурулғанлиқи мәлум.
Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, хитай өлкилиригә йолланған токниң мутләқ көп қисми көмүрни йеқилғу қилип ишләпчиқирилған икән. Уйғур елиниң көмүрини өз җайида токқа айландуруп, ичкири хитай өлкилиригә йөткәшни нишан қилған бу қурулуш бир қисим тәтқиқатчиларниң вә муһит қоғдиғучилириниң қаттиқ қаршилиқиға учрап кәлмәктә. Улар, уйғур елиниң токини хитай ичкири өлкилиригә йәткүзүш қурулуши хитай өлкилириниң тәрәққияти вә муһитини қоғдашқа пайдилиқ болсиму, лекин буниң уйғур елиниң муһитини вәйран қилипла қалмай, бәлки йәнә һаваға зор миқдарда зәһәрлик газ қоюп берип, дуняниң йәр шари һава килиматини контрол қилишиға бузғунчилиқ қилидиғанлиқини агаһландуруп кәлмәктә.
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт рәиси әркин туняз бу йил һөкүмәт хизмитидин бәргән доклатида хитайниң буниңдин кейинки бәш йиллиқ пиланини оттуриға қойғанда, “ғәрбниң газини шәрққә йәткүзүш”, “шинҗаңниң токини ичкиригә йәткүзүш”, йеңи типтики енергийә системисини пиланлаш вә қурушни илгири сүрүш қатарлиқларни алаһидә тәкитлигәниди.