Йәркән “елишқу вәқәси” ниң алтә йиллиқи хатириләнди

Мухбиримиз әзиз
2020.07.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

28-Июл күни вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши баянат елан қилип, 2014-йилидики йәркән “елишқу вәқәси” ниң алтә йиллиқ хатирисидә дуняни мәзкур тирагедийәни унтуп қалмаслиққа чақирди.

Һәрқайси ахбарат васитилириниң вә шаһитларниң баянлриға қариғанда, буниңдин алтә йил илгири, йәни 2014-йили рози һейт күни йәркәнниң елишқу йезисидики уйғурлар хитай даирилириниң рамизан мәзгилидики диний паалийәтләрни чәкләш буйруқиға наразилиқ билдүрүп намайиш қилған. Әмма хитай һөкүмити бу наразилиқни дәрһалла “йәрлик топилаңчиларниң һөкүмәткә қарши һәрикити” дәп шәрһилигән. Шундақла зор сандики қораллиқ қисимларни ишқа селип, қолида төмүрниң сунуқиму болмиған намайишчи аммиға оқ чиқарған, нәччә йүзлигән киши қолға елинған.

Хитайниң шинхуа агентлиқи бу һәқтики хәвиридә “бу бир қетимлиқ алдин пиланланған террорлуқ һәрикити” дегән. Шу вақиттики хитай ахбарат васитилири намайишни бастуруш җәрянида өлгән адәм санини “йүзгә йеқин” дәп елан қилған һәмдә 250 чә кишиниң қолға ‍елинғанлиқини җакарлиған. Әмма муһаҗирәттики уйғурлар шу вәқәни баштин кәчүргән кишиләрниң баянлириға асасән, шу қетим сақчи вә әскәрләрниң оқида өлгән һәмдә қолға елинған кишиләрниң бу сандин зор дәриҗидә артуқ икәнликини, бу вәқәдә хитай һөкүмитиниң һәрқачанқидәк “чоң санни кичиклитиш” оюни ойниғанлиқини алға сүрүп кәлмәктә.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши елан қилған баянатта ашу қетимлиқ вәқә қисқичә әсләп өтүлүш билән биргә, “елишқу вәқәси” дин хитай һөкүмитиниң нәзиридә уйғурларниң һаяти вә аһу-зари һечнәрсигә әрзимәс болуп қалғанлиқини көрүвалғили болидиғанлиқи тәкитләнгән. Шундақла ашу йиллири йүз бәргән һәмдә “елишқу вәқәси” гә охшап кетидиған лүкчүн, ханериқ вәқәлириниң һечқандақ тәкшүрүшсиз кишиләрниң ядидин көтүрүлүп кетиватқанлиқи әскәртилгән. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат бу һәқтә сөз қилип: “ашу дөләт зораванлиқи қилмишлири әмәлийәттә уйғурларни нишан қилған һазирқи ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бешарәтлири иди. Биз нөвәттә уйғурларға қаритилған зулумларни тохтитишқа чақириш билән биргә, ‛елишқу вәқәси‚ дә һаятидин айрилғанлар үчүн адаләт тәләп қилишимиз лазим,” дәйду.

Әйни вақитта “елишқу вәқәси” дуня ахбаратлирида хәвәр қилинған болсиму, хитай һөкүмитиниң түрлүк шәкилләр арқилиқ тосқунлуқ пәйда қилиши арқисида хәлқараниң бу вәқәни мустәқил тәкшүрүш тиришчанлиқи әмәлгә ашмиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.